Ғар таштин чиққан су
1 Исраил хәлқи Сийн чөлидин чиқип, Пәрвәрдигарниң йол-йоруғи билән қәдәмму қәдәм сәпәр
қилип, Рәфидимдә қонди.Бирақ у йәрдә су йоқ еди.
2 Шуңа улар йәнә Мусадин рәнҗип:— Бизгә ичкили су бәргәйсиз! — деди. Муса уларға:
— Силәр немишкә рәнҗийсиләр? Немишкә Пәрвәрдигарни синайсиләр?—деди.
3 Лекин халайиқ интайин уссап кәткәчкә, Мусаға давамлиқ наразилиқ билдүрүп:
— Бизни Мисирдин зади немишкә елип чиқтиңиз? Сиз бизни,балилиримизни вә чарва
маллиримизни уссизлиқтин өлтүрмәкчиму?— деди.
4 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарға йелинип:— Халайиқни қандақ қилай? Улар мени чалма-
кесәк қилип өлтүридиған йәргә йәтти, — деди.
5 Пәрвәрдигар Мусаға:— Сән исраилларниң ақсақаллиридин бир нәччисини елип хәлиқ алдидин өт. Қолуңға Нил дәриясиға урған таяқни еливал.
6 Мән сениң алдиңда Синай теғидики бир ғар ташниң үстидә туримән. Сән ғар ташни урғиниңда, силәргә ичкили су чиқиду, — деди. Муса исраил ақсақаллириниң алдида шундақ қилғанда,
су етилип чиқти.
7 Муса у йәрни Масса вә Мәриба дәп атиди. Чүнки исраиллар у йәрдә рәнҗип, Пәрвәрдигарни
синимақчи болған еди. Улар: «Пәрвәрдигар зади аримизда барму-йоқ?» дейишкән еди.
Амаләкләр билән җәң қилиш
8 Амаләкләр Рәфидимгә келип, исраилларға һуҗум қилди.
9 Муса Йәшуға: — Сән әтә амаләкләр билән җәң қилиш үчүн адәм таллиғин. Мән болсам қолумға Худа
маңа елип жүрүшкә әмир қилған таяқни тутуп тағниң чоққисида туримән, — деди.
10 Йәшу Мусаниң тапшуруғи бойичә амаләкләр билән җәң қилди. Муса, Һарун вә Хурлар тағниң чоққисиға чиқип җәңни күзәтти.
11 Муса қолини көтәрсә, исраиллар үстүн келәтти. Қолини чүшәрсә, амаләкләр үстүн келәтти.
12 Мусаниң қоллири телип қалғанда, Һарун билән Хур бир ташни йөткәп келип, Мусани униң үстигә олтарғузуп, таки күн патқичә икки йенида Мусаниң қоллирини йөләп турди.
13 Шундақ қилип, Йәшу амаләкләр қошунини қиличлап, уларниң үстидин ғалибә қилди.
14Андин Пәрвәрдигар Мусаға: — Кейинки әвлатларниң бүгүнки ғалибини унтумаслиғи үчүн йезип қалдурғин. Йәшуға амаләкләрни пүтүнләй йоқитидиғанлиғимни йәткүзүп қой, — деди.
15 Шуниң билән Муса бир қурванлиқ суписини ясап, униң намини «Пәрвәрдигар туғумдур», дәп атиди.
16 У: — Пәрвәрдигарниң туғини егиз көтиримән! Пәрвәрдигар әвлаттин әвлатқичә амаләкләр билән җәң қилғай, — деди.
------------------------------------------------------------------------------------------
7. Масса — синаш дегән мәнани билдүриду.
7. Мәриба — рәнҗиш дегән мәнани билдүриду.