Манна билән бөдүнә
1 Пүтүн исраиллар Елим дегән йәрдин жүрүп кәтти. Улар Мисирдин кетип бир йерим
айдин кейин, Елим билән Синай теғиниң арилиғидики Сийн чөлигә йетип барди.
2 Чөлдә улар Муса билән Һарунға наразилиқ билдүрүп,
3 уларға:— Пәрвәрдигар бизни Мисирда өлтүрүвәткән болсиму болар екән. У йәрдә һеч
болмиғанда қазанни чөрәдәп олтирип, гөш вә башқа йемәкликләрни тойғидәк йәттуқ. Лекин
силәр бизни чөлгә елип келип, бу йәрдә ачлиқтин өлтүрмәкчи болуватисиләр, — дейишти.
4 Буниң билән Пәрвәрдигар Мусаға:— Мән асмандин йемәклик яғдуримән. Исраиллар һәр
күни чиқип шу күнлүк озуғини жиғивалсун. Бу арқилиқ Мән уларни синап, уларниң йол-
йоруқлиримға бойсунған яки бойсунмиғанлиғиға қараймән.
5 Һәр һәптиниң алтинчи күни кәлгәндә, улар икки күнлүк озуқни жиғивалсун, — деди.
6 Шуңа Муса билән Һарун исраилларға: — Бүгүн кечә силәрни Мисирдин елип чиққучиниң
Пәрвәрдигар екәнлигини билисиләр.
7 Әтә әтигәндә Пәрвәрдигарниң улуқлуғини көрисиләр. Рәнҗигәнлигиңлар Униң қулиғиға йәтти.
Силәрниң наразилиғиңлар Униңға қаритилғандур. Бизгә қарши наразилиқ билдүргидәк биз ким едуқ?
8 Пәрвәрдигар кәчтә силәргә гөш бериду. Әтигәндә силәрни тойғидәк нан билән тәминләйду.
Чүнки У силәрниң рәнҗигәнлигиңларни аңлиди. Силәрниң биздин рәнҗигиниңлар, әмәлиятта
Пәрвәрдигардин рәнҗигәнлигиңлардур! — деди.
9 Андин Муса Һарунға: — Сән берип, пүтүн халайиққа: «Пәрвәрдигарниң алдиға жиғилиңлар,
чүнки У силәрниң наразилиғиңларни аңлиди» дегин, — деди.
10 Һарун пүтүн халайиққа гәп қиливатқан вақтида, улар чөллүккә қариведи, Пәрвәрдигарниң
парлақ нуриниң булутлар арисида чақнап турғанлиғини көрди.
11 Шу чағда Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди:
12 — Мән исраилларниң рәнҗигәнлигини аңлидим. Сән уларға: «Худа ‹ Кәчқурун гөш, әтигәндә
тойғидәк нан йәйсиләр. Буниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигариңлар Худа екәнлигимни билисиләр › деди», дегин.
13 Кәчқурун сан-санақсиз бөдүнә учуп келип, пүтүн қараргаһни қаплиди. Әтиси сәһәрдә қараргаһниң әтрапидики йәр йүзигә шәбнәм чүшкән еди.
14 Шәбнәм парланғандин кейин, чөллүкниң йәр йүзидә непиз бир қәвәт қирудәк нәрсә көрүнди.
15 Исраиллар буниң немә екәнлигини билишәлмәй, бир-биридин:— Бу немиду? — дәп сорашти. Муса уларға:— Бу болса, Пәрвәрдигар силәргә ата қилған йемәклик.
16 Пәрвәрдигар һәр бириңларни өз еһтияҗиға қарап, һәр аилә киши бешиға икки қачидин жиғивалсун,
дәп буйруған, — деди.
17 Исраиллар Худаниң әмри бойичә иш қилди. Бәзиләр көпирәк жиғивалди, бәзиләр азирақ жиғивалди.
18 Көпирәк «Қиру» жиғивалғанларниң ешип қалмиди, аз жиғивалғанларниңму кемип қалмиди. Һәммисиниң жиғивалғини өз еһтияҗиға дәлму-дәл еди.
19 Муса уларға: — Йемәкликни иккинчи күнигә ашуруп қоюшқа рухсәт йоқ, — деди.
20 Лекин бәзиләр Мусаниң сөзини аңлимай, әтиси әтигәнгә бир аз ашуруп қойди. Бирақ ашуруп қоюлған йемәкликниң һәммиси қурутлап сесип кәтти. Шуниң билән Муса уларға хапа болди.
21 Һәммә адәм һәр күни әтигәндила чиқип, өзигә еһтияҗлиқ йемәклик жиғивалатти. Чүнки күн қизиған вақитта йемәклик ерип кетәтти.
22 Алтинчи күни улар икки һәссә артуқ, йәни һәр киши төрт қачидин йемәклик жиғивалди. Хәлиқ ичидики ақсақаллар бу ишни Мусаға мәлум қилди.
23 Муса уларға:— Пәрвәрдигар: «Әтә дәм елиш күни. Бу күн Пәрвәрдигарға атилиши керәк. Бүгүн отта қақлап вә суда қайнитип пиширидиғанлириңларни халиғиниңларчә пишириңлар. Ешип қалғинини әтигә қалдуруңлар», дәп буйруған, — деди.
24 Улар Мусаниң тапшуруғи бойичә ешип қалған йемәкликләрни иккинчи күнигә қалдурғинида, қурутлапму қалмиди, сесипму қалмиди.
25 Муса уларға:— Бүгүн мошу йемәкликләрни йәңлар. Чүнки Пәрвәрдигарға атилидиған дәм елиш күнидә силәр йәрдин һеч қандақ йемәклик тапалмайсиләр.
26 Силәр чоқум алтә күн ичидә йемәклик жиғивелиңлар, йәттинчи күни дәм елиш күни болуп, бу күни һеч нәрсә тапалмайсиләр, — деди.
27 Йәттинчи күни бәзиләр йәнила йемәклик жиққили чиққан еди. Лекин улар һеч нәрсә тапалмиди.
28 Пәрвәрдигар Мусаға:— Бу хәлиқ һелиғичә Мениң әмир-пәрманлиримни рәт қилива тамду?
29 Есиңларда тутуңларки, Мән болсам Пәрвәрдигардурмән. Мән силәргә дәм елиш күнини ата қилдим. Шу сәвәптин алтинчи күни силәргә икки күнлүк йемәклик бәрдим. Йәттинчи күни һәммә адәм сиртқа чиқмай, өйидә олтарсун, — деди.
30 Шуңа исраиллар йәттинчи күни иш қилмай дәм елишти.
31 Исраиллар бу йемәкликни манна дәп атиди. У ашкөкиниң уруғиға охшаш ақ рәңлик болуп, тәми һәсәл қошулған нанға охшатти.
32 Муса уларға:— Пәрвәрдигар бизгә: «Әвлатлириңларниң Мениң силәрни Мисирдин елип чиқип, чөл-баяванда йемәклик билән тәминлигәнлигимни билиши үчүн маннидин икки қача сақлап қоюңлар» дегән, — деди
33 вә Һарунға:— Бир комзәккә икки қача кәлгидәк манна елип, әвлатлиримизға сақлап қоюш үчүн, уни Пәрвәрдигарниң һозурида қоюп қойғин, — деди.
34 Вақти кәлгәндә, Һарун Пәрвәрдигарниң Мусаға чүшәргән әмри бойичә комзәкни келишим сандуғиниң ичигә, пәризләр йезилған таш тахтиларниң алдиға қоюп сақлап қойди.
35 Исраиллар таки терилғу йери бар болған Қанан зиминиға берип олтирақлашқичә,җәми қириқ жил манна йеди.
36 (Әйни заманда өлчәм қачисиниң сиғими жигирмә литр нәрсә патқидәк еди.) Ғар таштин чиққан су