Мусаниң Худаға мәдһийә ейтиши
1 Шу чағда Муса билән исраиллар Пәрвәрдигарни мәдһийиләп, мундақ нахша ейтти:
«Пәрвәрдигарға һәмдусана ейтимән, чүнки У шанлиқ ғалибә қучти, Җәң һарвулири вә
атлиқларни деңизға ғәриқ қилди.
2 Пәрвәрдигар мениң қудритим, мениң нахшам, У мени қутулдурди.
У мениң Худайимдур, шуңа махтаймән Уни, У атам ибадәт қилған Худадур, шуңа мәдһийиләймән Уни.
3 Пәрвәрдигар җәңчидур, «Мәңгү Бар Болғучи» Униң нами,
4 Деңизға ғәриқ қилди У Мисир қошуни һәм җәң һарвулирини, Қизил деңизға ғәриқ қилди У уларниң алий ләшкәр башлиқлирини.
5 Чоңқур деңиз жутти уларни, Улар таштәк деңизға чөкти.
6 Сениң оң қолуң, әй Пәрвәрдигар, қудрәттә камал тапти, Шуңа Сән, әй Пәрвәрдигар, тар-мар қилдиң дүшминиңни.
7 Чәксиз һәйвитиң йәр билән йәксән қилди Саңа қарши чиққанларни, Қәһәр-ғәзивиң самандәк өртиди уларни.
8 Күчлүк тиниғиңдин сулар тамдәк тиклинип, Деңиз теги қуруқлуққа айланди.
9 Дүшмән: ‹ Уларни қоғлап тутимән ›, дәп җар салди.‹ Мал-мүлкини олҗа елип, қиличлап йоқитип дәрдимни алимән ›, деди.
10 Бирақ у чағда Сән боран чиқирип, деңизға ғәриқ қилдиң уларни. Улар гоя қоғушундәк суниң тегигә чөкти.
11 Әй Пәрвәрдигар, аләмдә нәдә болсун Сәндәк бир Илаһ? Кимдә болсун Сәндикидәк һәйвәт, улуқ шан-шәрәп? Кимму Саңа охшаш көрситәлисун мөҗүзә-карамәт?
12 Оң қолуңни созған едиң, зимин жутти дүшминиңни.
13 Меһриң билән йетәкләйсән қутулдурған хәлқиңни, Муқәддәс маканиңға башлап келисән қудритиң билән уларни.
14 Буларни аңлиса титирәк басар җими аләмни, Вәһимә басар филистин хәлқини.
15 Идомниң әмирлири қорқушуп кетәр, Моабниң батурлирини һәм титирәк басар.Қананлиқларму вәһимигә чүшәр,
16 Уларға дәһшәт вәһимә чүшәр. Көргинидә, әй Пәрвәрдигар, зор қудритиңни, Қуллуқтин қутқузған хәлқиң өтүп болғичә улар алдидин, Улар тиңирқап турушуп қалар.
17 Башлап келип уларни Өз теғиңға, У йәрдә уларни көчәт қилип йетиштүрәрсән. Сән Пәрвәрдигар таллиған макандур у, Муқәддәс туралғуни у йәрдә саларсән.
18 Әбәдил-әбәт Падиша болғайсән, әй Пәрвәрдигар!»
19 Мисирниң җәң һарвулири вә атлиқ ләшкәрлири деңиздики қуруқ йолға киргәндә, Пәрвәрдигар деңиз сүйини бирләштүрүп, уларни суға ғәриқ қиливәткән еди. Бирақ исраиллар болса, деңизниң оттурисидики қуруқ йәрдин меңип деңиздин өтүп кәткән еди.
20 Һарунниң һәдиси Мәрийәм пәйғәмбәр қолиға дап тутқан еди, нурғун аялларму униң билән биллә дап челип, уссул ойнашти.
21 Мәрийәм Худани мәдһийиләп, уларға мундақ нахша ейтип бәрди: «Пәрвәрдигарға һәмдусана болғай, чүнки
У шанлиқ ғалибә қучти. Җәң һарвулири вә атлиқларни деңизға ғәриқ қилди». Мараһтики аччиқ су
22 Кейин Муса исраилларни Қизил деңиздин башлап, Шур чөлигә елип кәлди. Улар чөлдә уда үч күн меңип, су тапалмай,
23 ахир Мараһқа йетип кәлди. У йәрниң сүйи аччиқ болуп, ичкили болматти. Шуңа у йәр Мараһ дәп аталди.
24 Халайиқ Мусадин: — Немә ичимиз? — дәп, униңға наразилиқ билдүрди.
25 Муса Пәрвәрдигарға йелинип тәләп қилған еди, Пәрвәрдигар униңға бир шахни көрсәтти. У шахни суға
ташлиған еди, аччиқ су ичкили болидиған татлиқ суға айланди. Пәрвәрдигар уларни синаш үчүн, у йәрдә
уларға Өз тәләп вә шәртлирини елан қилди.
26 Пәрвәрдигар: — Әгәр силәр Пәрвәрдигар Худа болған Мениң сөзүмгә қулақ селип, Мениң нәзәримдики дурус
ишларни қилип, Мениң әмир- пәрманлиримға толуқ әмәл қилсаңлар, у чағда Мән мисирлиқларға кәлтүргән кесәлләрни
силәргә кәлтүрмәймән. Мән силәргә шипалиқ беридиған Пәрвәрдигардурмән, — деди.
27Андин кейин улар Елим дегән йәргә йетип кәлди. У йәрдә он икки булақ, йәтмиш түп хорма дәриғи бар еди. Шуңа улар су бойида чедирлирини тикти.
----------------------------------------------------------------------------------
23. Мараһ — аччиқ дегән мәнани билдүриду.