1 Әй ғоҗайинлар, қуллириңларға тоғра вә адил муамилә қилиңлар. Чүнки силәрниңму асманда ғоҗайиниңлар барлиғини унтуп қалмаңлар.
Несиһәтләр
2 Дуа қилишни тохтатмаңлар. Дуа қилғанда, пүтүн диққитиңлар билән дуа қилиңлар вә Худаға шүкүр ейтиңлар.
3 Биз үчүн йәнә шундақ дуа қилиңларки, Худа Өз хәвирини йәткүзүшимизгә йол ечип бәрсун. Шундақ болғанда, Әйса Мәсиһ һәққидики ашкарилиған сирни җакалалаймиз. Мән һазир дәл мошу Хуш Хәвәрни йәткүзүш сәвәвидин кишәнләндим.
4 Мениң бу Хуш Хәвәрни қолумдин келишичә ениқ чүшәндүрүшүм үчүнму дуа қилиңлар
5 Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр билән алақә қилғанда, әқил-параситиңларни ишлитип, һәр бир пурсәтни қолдин бәрмәй, Хуш Хәвәрни йәткүзүңлар.
6 Уларға қилған гәп-сөзлириңлар һемишәм йеқимлиқ, уларниң диққитини тартидиған болсун. Шундақ болғанда, һәр бир адәмгә қандақ йол билән җавап беришни биливалалайсиләр.
Ахирқи салам
7 Рәббимиз йолида мән билән биллә хизмәт қиливатқан садиқ хизмәткар, сөйүмлүк қериндишим Тикикус мән тоғрилиқ барлиқ ишларни силәргә сөзләп бериду.
8 Уни әһвалимизни йәткүзүш вә силәрни илһамландуруш үчүн силәрниң алдиңларға әвәтимән.
9 Садиқ, сөйүмлүк қериндишимиз һәм жутдишиңлар болған Онесимусниму униң билән биргә әвәтимән. Улар бу йәрдә болуватқан һәммә ишни силәргә сөзләп бериду.
10 Мән билән биллә зинданда йетиватқан бурадирим Аристархус, шундақла Барнабаниң җийәни Маркустин силәргә салам. (Әгәр Маркус йениңларға берип қалса, уни тапилиғинимдәк күтүвелиңлар.)
11 Юстус дәп атилип кәлгән Исаму силәргә салам ейтти. Худаниң Падишалиғи үчүн ишләватқан хизмәтдашлирим ичидә йәһудийлардин болған мәсиһийләр пәқәт мошуларла болуп, улар маңа чоң тәсәлла беришти.
12 Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә жутдишиңлар болған Епафирадин силәргә салам. У силәрниң ишәнчтә пишип йетилишиңлар, Худаниң пүткүл ирадисигә болған ишәнчиңларда чиң турушуңлар үчүн, һемишәм җан-дили билән дуа қилмақта.
13 Униң силәр үчүн һәм Лаодикия вә Һейраполис шәһиридики қериндашлар үчүн көп әҗир сиңдүрүп кәлгәнлиги тоғрисида силәргә гувалиқ беримән.
14 Қәдирлик тевип Луқа вә Демасму силәргә салам ейтти.
15 Лаодикиядики қериндашларға, болупму Нимфә ханимға вә униң өйидә җәм болидиған мәсиһийләр җамаитигә салам ейтқайсиләр.
16 Бу хәт араңларда оқулуп болғандин кейин, Лаодикиядики мәсиһийләр җамаити ичидиму оқулсун. Силәр йәнә Лаодикиядики мәсиһийләр җамаитигә язған хетимниму оқуңлар.
17 Аркипусқа шуни ейтиңларки, Худа униңға тапшурған вәзипини чоқум ада қилсун.
18 Мәнки Павлус бу ахирқи саламни өз қолум билән йезиватимән. Мениң пут-қоллиримниң кишәнлик екәнлигини унтумаңлар. Худаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!