Кона вә йеңи һаят
1 Әйса Мәсиһ билән биллә тирилгән екәнсиләр, ундақта асмандики ишларға интилиңлар. Әйса Мәсиһ асманда Худаниң оң тәрипидә олтириду.
2 Силәр бу дуниядики ишларға әмәс, бәлки -асмандики ишларға баш қатуруңлар.
3 Чүнки силәр бу дунияға нисбәтән өлдүңлар. Һаятиңлар Әйса Мәсиһ билән Худаниң һозурида йошурундур.
4 Һаятиңларниң мәнбәси болған Әйса Мәсиһ қайтип кәлгәндә, силәр Униң билән биллә шан-шәрәптә аян болисиләр.
5 Шуниң үчүн өзәңлардики бу дунияға хас арзу-һәвәсләрни, йәни җинсий әхлақсизлиқ, напаклиқ, шәһванийлиқ, яман һәвәс вә ачкөзлүкләрни ташлаңлар. Ачкөзлүк бутпәрәсликтин пәриқләнмәйду.
6 Худаниң ғәзиви мошундақ ишларни қилғучиларниң бешиға чүшиду.
7 Бурун силәрму бундақ арзу-һәвәсләр ичидә яшап, яман турмуш кәчүргән едиңлар.
8 Әнди бундақ яман ишларниң һәммисини ташлаңлар. Ғәзәплиниш, аччиқлиниш, яман нийәттә болуш, төһмәт қилиш яки әдәпсиз гәп-сөзләрни қилиштәк яман ишлардин жирақ туруңлар.
9 Шундақла бир-бириңларға ялған сөзлимәңлар. Чүнки силәр кона тәбиитиңларни бурунқи қилмишиңлар билән биллә чөрүп ташлап,
10 йеңи тәбиәткә егә болдуңлар. Силәр Яратқучи Худаниң обризи бойичә йеңилиниватқиниңларда, Худани тонушуңлар чоңқурлишиду.
11 Бу йеңи һаятта бизниң йәһудий яки йәһудий әмәс, хәтнә қилинған яки қилинмиған, мәдәнийәтсиз һәтта явайи, қул яки әркин адәм болушимиз муһим әмәс. Муһими Әйса Мәсиһтур. У болса һәммимизниң қәлбидидур.
12 Худа силәрни сөйүп, «Өзәмгә атиған хәлқим» дәп таллиған екән, рәһимдил, меһриван, кәмтар, мулайим вә сәвирчан болуңлар.
13 Бир-бириңларға кәң қосақ болуңлар. Әгәр араңларда бири силәрниң көңлүңларни ағритқан болса, уни кәчүрүңлар. Рәббимиз силәрни кәчүргинидәк, силәрму башқиларни кәчүрүңлар.
14 Әң муһими, меһир-муһәббәтлик болуңлар. Чүнки меһир-муһәббәт бир-биримизни бағлап, мукәммәл инақлиққа башлайду.
15 Әйса Мәсиһ ата қилған теч-аманлиқ қәлбиңларни башқурсун. Чүнки силәр бир тәнниң әзалири болуп, бу инақлиқ ичидә яшашқа чақирилдиңлар. Һемишәм Худаға шүкүр ейтиңлар.
16 Әйса Мәсиһниң тәлимлири қәлбиңлардин толуқ орун алсун. Бир-бириңларға Худадин кәлгән барлиқ
әқил-парасәт билән тәлим бериңлар вә несиһәт қилиңлар. Миннәтдарлиққа толған қәлбиңлар билән Худаға Зәбур мунаҗәтлири, мәдһийә нахшилири вә Муқәддәс Роһниң илһамидин кәлгән ғәзәлләрни ейтиңлар.
17 Мәйли силәр немә дәңлар яки немә қилиңлар, һәммисини Рәббимиз Әйсаниң наминиң улуқлиниши үчүн қилиңлар вә Әйса Мәсиһ арқилиқ Худа Атимизға шүкүр ейтиңлар. Йеңичә кишилик мунасивәтләр
18 Әй аяллар, Рәббимизгә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, шуниңға мунасип һалда әрлириңларға бойсунуңлар.
19 Әй әрләр, аяллириңларни сөйүңлар, уларға қаттиқ муамилә қилмаңлар.
20 Әй балилар, һәр қандақ ишта ата-анаңларниң сөзини аңлаңлар. Чүнки бу Рәббимизни хурсән қилиду.
21 Әй атилар, пәрзәнтлириңларға болған муамилидә уларниң нәпритини қозғап қоймаңлар. Ундақ қилсаңлар пәрзәндиңлар чүшкүнлишип кетиду.
22 Әй қуллар, бу дуниядики ғоҗайинлириңларға һәммә ишта бойсунуңлар. Буни уларни хурсән қилиш үчүн пәқәт уларниң алдидила әмәс, бәлки һемишәм чин қәлбиңлар вә Рәббимизгә болған чоңқур һөрмитиңлар билән қилиңлар.
23 Һәр қандақ иш қилғанда, җан-дил билән қилиңлар. Буни адәмләр үчүн әмәс, Рәббимиз үчүн қилғандәк қилиңлар.
24 Есиңларда болсунки, Рәббимиз Өз хәлқигә беришкә вәдә қилған мирасни силәргә соға қилиду. Чүнки силәр һәқиқий ғоҗайиниңлар Рәббимиз Әйса Мәсиһкә хизмәт қиливатисиләр.
25 Мәйли ким болушидин қәтъий нәзәр, яман иш қилса, қилған яман ишиға яриша Худаниң җазасиға тартилиду. Чүнки Худа һәммә инсанларға охшаш муамилә қилиду.