1 Мениң силәр вә Лаодикия шәһиридикиләр һәм мени техи көрмигән башқа кишиләр үчүн қандақ тиришип-тирмишип ишләватқанлиғимни билишиңларни халаймән.
2 Мениң бундақ ишлишим силәрниң ич-ичиңлардин илһамлинип, бир-бириңларға меһир-муһәббәт көрситип, өз-ара бағлинишиңлар үчүндур. Шундақ болғанда, һәқиқәтни чоңқур чүшиништин кәлгән толуқ ишәнчкә еришип, Худа ашкарилиған сирни, йәни Әйса Мәсиһни һәқиқий тонуп йетәләйсиләр.
3 Барлиқ әқил-парасәт вә билим Әйса Мәсиһкә муҗәссәмләнгән.
4 Һеч кимниң силәрни чирайлиқ гәп-сөзләр билән аздуруп кәтмәслиги үчүн, буларни ейтиватимән.
5 Чүнки мән силәр билән бир йәрдә болмисамму, қәлбим дайим силәр билән биллә. Силәрниң турмушуңларниң тәртиплик вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнчиңларниң мустәһкәм екәнлигини аңлап, хурсән болмақтимән Әйса Мәсиһтин кәлгән йеңи һаят
6 Силәр Әйса Мәсиһни Рәббимиз, дәп қобул қилған екәнсиләр, Униңға әгишип яшаңлар.
7 Униңға болған ишәнчиңлар чоңқур йилтиз тартқан дәрәққә вә пухта қурулған бенаға охшаш мустәһкәм болсун. Силәргә тапшурулған һәқиқәттә чиң туруңлар. Қәлбиңлар Худаға болған миннәтдарлиқ билән толсун.
8 Еһтиятчан болуңлар, һеч ким силәрни қуруқ пәлсәпә вә асассиз гәпләр билән аздуруп кәтмисун. Булар Әйса Мәсиһниң тәлимидин әмәс, бәлки инсанларниң әнъәнилири вә бу дуниядики яман роһий күчләрниң тәсирлиридин кәлгән.
9 Худаниң барлиқ мукәммәл тәбиити бу дунияға инсан тенидә кәлгән Әйса Мәсиһтидур.
10 Силәр роһий күчләр дуниясидики барлиқ һөкүмранлар вә һоқуқдарлардин үстүн турғучи Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн Униң мукәммәллигидин толуқлинип турисиләр.
11 Силәр Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғиңлар үчүн, җисманий җәһәттики хәтнини әмәс, бәлки у ата қилған роһий җәһәттики хәтнини қобул қилдиңлар. Бу силәрни гунакар тәбиитиңларниң илкидин қутулдуридиған хәтнидур.
12 Чөмүлдүрүшни қобул қилғиниңларда, силәр Әйса Мәсиһкә бағланғанлиғиңлар үчүн, Униң өлүми биләнму бағлинип, Униң билән биллә көмүлдүңлар вә Униң билән биллә тирилдүрүлдүңлар. Бу Әйса Мәсиһни өлүмдин тирилдүргән Худаниң күч-қудритигә болған ишәнчиңлар арқилиқ болди.
13 Силәр бурун гуна ичидә яшиғанлиғиңлар вә гунакар тәбиитиңларниң илкидин қутулмиғанлиғиңлар үчүн, роһий җәһәттә өлүк едиңлар. Бирақ Худа силәрни Әйса Мәсиһкә бағлап, йеңи һаятқа ериштүрди вә пүтүн гуналириңларни кәчүрүм қилди.
14 Әйса Мәсиһ чапрас яғачқа миқланғанда, Худа барлиқ гуналиримиз хатириләнгән, бизгә қарши болған һесап-китавини шу чапрас яғачқа миқлап, бекар қилди.
15 Шундақ қилип, Худа роһий күчләр дуниясидики яман һөкүмранлар вә һоқуқдарларни қуралсизландуруп, Әйса Мәсиһниң чапрас яғачтики қурванлиғи арқилиқ улар үстидин ғалибә қилиш билән уларни пүткүл аләм алдида номуста қалдурди.
16 Шуниң үчүн йемәк-ичмәк җәһәттә вә һейт-айәм, йеңи ай мәйрәмлири яки дәм елиш күнлирини өткүзүш яки өткүзмәслик җәһәттә һеч кимниң силәрни әйипләйдиған һоқуқи йоқ.
17 Бундақ қаидә-йосунлар пәқәт Әйса Мәсиһ әмәлгә ашуридиған ишлардин дерәк беридиған көләңгидур. Бу ишлар Әйса Мәсиһ тәрипидин әмәлгә ашурулуп болди.
18 Сахта кәмтарлиқ қилишқа вә периштәләргә ибадәт қилишқа берилгән кишиләрниң бундақ ишларда әйипләшлиригә пәрва қилмаңлар. Улар сахта, ғайибанә аламәтләргә есилишивелип, һәр хил хам хиялларда болуп, асассиз тәкәббурлуқ қилиду.
19 Уларниң мәсиһийләр җамаитиниң беши болған Әйса Мәсиһ билән һеч қандақ мунасивити йоқ.
Мәсиһийләр Әйса Мәсиһниң башқуруши вә пәрвишидә худди бәдәндики боғум вә пәйләр өз ара чиң туташ-қандәк, өз ара бирлишип, Худаниң ирадиси бойичә өсүп йетилиду.
20-21 Силәр бу дунияға нисбәтән Әйса Мәсиһ билән биллә өлүп, бу дуниядики яман роһий күчләрниң
тәсирлиридин азат болған екәнсиләр, йәнә немә үчүн шуларниң «буни тутма», «әвуни йемә»,
«буниңға тәгмә» дегәндәк қаидә-йосунлириға йепишивалисиләр?
22 Бу қаидә-йосунларниң һәммиси түгәйдиған нәрсиләр тоғрисида болуп, пәқәтла инсанларниң буйруқ вә тәлимлиридин пәйда болған.
23 Рошәнки, кишиләр өзлири иҗат қиливалған динлардики мундақ диндарлиқ, сахта кәмтарлиқ вә өз тенини азапқа салидиған қаидә-йосунлар даналиқтәк көрүнсиму, әмәлиятта гунакар тәбиитимиздики
һәвәсләрни чәкләштә һеч қандақ пайдиси йоқтур.