1 Худаниң ирадиси билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа талланған мәнки Павлус вә мән арқилиқ қериндишимиз Тимотийдин
2 Колоси шәһиридики Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған садиқ вә муқәддәс хәлиққә салам. Худа Атимиз силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
Шүкүр дуаси
3 Биз силәр үчүн дуа қилғанда, һемишәм Рәббимиз Әйса Мәсиһниң Атиси болған Худаға шүкүр ейтимиз.
4 Чүнки биз силәрниң Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлардин вә Худаниң барлиқ муқәддәс хәлқигә меһир-муһәббәт көрсәткиниңлардин хәвәр таптуқ.
5 Силәрниң ишәнчиңлар вә меһир-муһәббитиңлар асманда силәр үчүн сақлиниватқан һәқиқий байлиққа болған үмүтүңлардин кәлгән. Һәқиқәттин ибарәт болған Хуш Хәвәр силәргә дәсләптә йәткүзүлгән чағдила бу үмүт силәрдә пәйда болған.
6 Хуш Хәвәр силәргә йәткәндә, силәр Худаниң меһир-шәпқитини һәқиқий тонуп йәттиңлар. Ушбу Хуш Хәвәр араңларда биринчи күндин тартип мевә берип, өз тәсирини көрсәткинидәк, һазирму дунияниң нурғун җайлирида шундақ қилмақта.
7 Силәр Худаниң бу меһир-шәпқити тоғрилиқ бизниң қәдирлик хизмәтдишимиз Епафирадин тәлим алдиңлар. У Әйса Мәсиһниң садиқ хизмәткари болуп, бизниң орнимизда силәр үчүн хизмәт қиливатиду.
8 У йәнә Муқәддәс Роһ силәргә ата қилған меһир-муһәббәттин бизни хәвәрдар қилди.
Колосилиқларға қилинған дуа
9 Шуңа биз силәр тоғрисидики бу хәвәрни аңлиған күндин башлап, силәр үчүн давамлиқ дуа қилип туруватимиз. Биз дуайимизда Худадин шуни тилидуқки, силәр Муқәддәс Роһ арқилиқ әқил-парасәткә толуп, Худаниң ирадиси тоғрилиқ толуқ чүшәнчигә еришкәйсиләр.
10 Шундақ болғанда, Рәббимизниң ирадисигә мунасип яшап, һәр җәһәттин Уни хурсән қилалайсиләр һәм һаятиңларда һәр бир яхши ишта мевә берип, Худани техиму чоңқур тонуп йетәләйсиләр.
11 Биз йәнә шуни тилидуқки, Худа силәрни Өзиниң улуқ қудрити билән күчләндүргәй. Шундақ болғанда, силәр һәр қандақ ишқа сәвирчанлиқ билән бәрдашлиқ берәләйсиләр һәм хошал-хорамлиққа чөмүп,
12 Худа Атимизға шүкүр ейтисиләр. Чүнки Худа силәрни йоруқлуқта яшаватқан барлиқ муқәддәс
хәлиқниң мирасидин ортақ һөзүрлинишкә лайиқ қилди.
13 У бизни шәйтанниң зулум-зәхмитидин қутулдуруп, сөйүмлүк Оғлиниң Падишалиғиға елип кирди.
14 Биз Униң сөйүмлүк Оғли арқилиқ гунаниң қуллуғидин әркин болдуқ, йәни гуналиримиз кәчүрүм
қилинди.
Әйса Мәсиһ вә Униң вәзиписи
15 Әйса Мәсиһ көз билән көргили болмайдиған Худаниң обризидур. У барлиқ мәвҗудатлардин бурун моҗут болған болуп, улардин үстүн туриду.
16 Чүнки мәйли йәр йүзидә яки асманда болсун, мәвҗудатларниң һәммиси У арқилиқ яритилған. Көргили болидиған мәвҗудатлар яки көргили болмайдиған асмандики һәр қандақ мәртивиликләр, мәнсәпдарлар, һөкүмранлар вә һоқуқдарлар болсун, һәммиси У арқилиқ вә Униң үчүн яритилғандур.
17 У барлиқ мәвҗудатлардин бурун моҗуттур. Барлиқ мәвҗудатлар У арқилиқла моҗут болуп туриду.
18 Әйса Мәсиһ Өз тенидин ибарәт болған мәсиһийләр җамаитиниң Беши вә униң Бәрпа Қилғучисидур. Униң һәр җәһәттин пүткүл мәвҗудатлардин үстүн туруши үчүн, У әң авал өлүмдин мәңгүлүккә тирилдүрүлгән.
19 Худа Өзиниң барлиқ мукәммәл тәбиитиниң Униңда болушини халиди.
20 Һәм У арқилиқ йәр йүзи вә асмандики барлиқ мәвҗудатни Өзи билән яраштуруп, Униң чапрас яғачта аққузған қени арқилиқ инақлиқни әслигә кәлтүрүшниму халиди.
21 Илгири силәрму Худадин айрилип, қилған яман ой-пикриңлар вә ишлириңлар сәвәвидин Униң билән дүшмәнләшкән едиңлар.
22 Бирақ һазир Худа Өз Оғли Әйса Мәсиһниң инсан тенидә чапрас яғачқа миқлинип қурван болуши арқилиқ силәрни Өзи билән яраштурди. Буниңдики мәхсәт, силәрниң Худаниң алдида пак, камчилиқсиз вә әйипсиз болушуңлар үчүндур.
23 Лекин силәр чоқум ишәнчиңларда тәврәнмәй, чиң вә мустәһкәм турушуңлар, Хуш Хәвәр силәргә елип кәлгән үмүттин ваз кәчмәслигиңлар керәк. Бу Хуш Хәвәр пүтүн йәр-йүзидә йәткүзүлүватқан болуп,'мән Павлусму уни йәткүзүшкә тайинландим. Павлусниң мәсиһийләр җамаитигә қилған хизмити
24 Мән һазир силәр үчүн азап-оқубәт тартиватқинимға хурсәнмән. Чүнки худди Әйса Мәсиһ азап-оқубәт тартқанға охшаш, мән Униң тени, йәни мәсиһийләр җамаити үчүн тартишқа тегишлик болған азап-оқубәтниң бир қисмини өз тенимдә тартиватимән.
25 Худа Хуш Хәвәрниң силәргә йәткүзүлүши үчүн мени мәсиһийләр җамаитиниң хизмәткари қилип тайинлиди.
26 Бу Хуш Хәвәр қедимий заманлардин бу ян ашкариланмиған. Һазир униң сири Худаниң муқәддәс хәлқигә аян қилинди.
27 Худа бу сирниң силәр йәһудий әмәсләргиму һәқиқий улуқлуқ елип келидиғанлиғини Өз муқәддәс хәлқигә билдүрүшни халиди. Бу сир дәл Әйса Мәсиһниң қәлбиңларда екәнлигидур. Бу силәр үмүт қилған улуқлуққа кәлгүсидә еришишиңларниң капалитидур.
28 Шуңа биз Әйса Мәсиһ тоғрисидики Хуш Хәвәрни барлиқ инсанларға йәткүзүшкә, шундақла Худа бизгә ата қилған барлиқ әқил-парасәт билән уларға несиһәт қилип, тәлим беришкә тиришиватимиз. Буниңдики
мәхсәт, уларниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Униңға болған ишәнчиниң һәр җәһәттин толуқ йетилгән һалда Худаниң алдиға бериши үчүндур.
29 Бу мәхсәткә йетиш үчүн, Әйса Мәсиһтин кәлгән, һаятимда намайән болуватқан зор күчкә тайинип, тиришип-тирмишип ишләватимән.