1 Мәнки Павлус вә мән арқилиқ Силас һәм Тимотийдин Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған Салоника шәһири-
дики мәсиһийләр җамаитигә салам. Худа силәргә меһир-шәпқәт вә аманлиқ ата қилғай!
Салоникилиқларниң ишәнчи
2 Биз дуалиримизда силәр үчүн дайим Худаға шүкүр ейтип, силәрни яд етип туруватимиз.
3 Худа Атимизниң алдида ишәнчиңлардин кәлгән яхши ишлириңларни, меһир-муһәббитиңлар билән сиңдүргә нәҗриңларни вә
Рәббимиз Әйса Мәсиһкә бағлиған үмүтүңлардин кәлгән сәвир-тақәт билән бәрдашлиқ бәргәнлигиңларни дайим әсләп туруватимиз.
4 Әй Худа сөйгән қериндашлар, бизгә мәлумки, Худа силәрни таллиди.
5 Силәргә йәткүзгән бу Хуш Хәвәрни биз сөз биләнла әмәс, бәлки Муқәддәс Роһтин кәлгән күч-қудрәт билән, шундақла
Худаниң бу Хуш Хәвәр арқилиқ силәрни қутқузидиғанлиғиға болған толуқ ишәнчимиз билән силәргә йәткүздуқ. Биз силәр билән
биллә болған чағларда қандақ яшиғанлиғимизни силәр билисиләр. Буларниң һәммиси силәрниң мәнпийитиңлар үчүн еди.
6 Силәр биздин, шундақла Рәббимиздин үлгә алдиңлар. Чүнки силәр еғир қийинчилиқларға қаримай, Муқәддәс Роһ ата қилған
шат-хорамлиқ ичидә Худаниң сөзини қобул қилдиңлар.
7 Нәтиҗидә силәрму Македонийә вә Юнан өлкилиридики пүткүл мәсиһийләргә үлгә болдуңлар.
8 Рәббимиз һәққидики сөзләр силәрдин башлинип, Македонийә вә Юнанғила әмәс, һәммә йәргә тарқилипту. Биз у йәрләргә
барғинимизда, кишиләрниң силәрниң Худаға болған ишәнчиңлардин аллиқачан хәвири барлиғини уқтуқ. Шуңа бизниң ишәнчиңлар тоғрисида йәнә еғиз ечишимизниң һаҗити йоқ.
9 Биз барған җайдики кишиләр силәрниң бизни иллиқ қобул қилғанлиғиңларни аңлиған еди. Улар силәрниң бутларға ибадәт қилиштин ваз кечип, һаят болған һәқиқий Худаға хизмәт қилиш үчүн, Униңға йүзләнгәнлигиңларни бизгә ейтти.
10 Улар йәнә бизгә силәрниң Худа Оғлиниң, йәни Худа өлүмдин тирилдүргән Әйса Мәсиһниң асмандин қайта келишини күтүватқанлиғиңларни ейтти. Бизләрни Худадин келидиған ғәзәптин қутқузғучи дәл Әйса Мәсиһтур.