Әйса Мәсиһниң садиқ җәңчиси
1 Әй оғлум, сән Әйса Мәсиһниң меһир-шәпқитигә тайинип күчлүк бол.
2 Сән мәндин үгәнгән тәлимләрни көп мәсиһийләр аңлиған вә бу тәлимләрниң тоғра
екәнлигигә гувалиқ берип кәлгән. Әнди бу тәлимләрни ишәнчлик һәм башқиларға
тәлим берәләйдиған кишиләргә йәткүзгин.
3 Әйса Мәсиһниң яхши җәңчиси болуп, мән билән биргә азап-оқубәт тартишқа тәйяр
тур.
4 Җәңчи болған киши өз команданини рази қилиш үчүн, турмушниң ушшақ-чүшәк
ишлириға башқа пухралардәк арилашмаслиғи керәк.
5 Мусабиқигә қатнашқан тәнһәрикәтчиму мусабиқә қаидилиригә риайә қилмиса,
ғалибигә еришәлмәйду.
6 Әҗир сиңдүргән дехан алған һосулидин әлвәттә биринчи болуп һөзүрлиниду.
7 Бу һекмәтлик сөзләрни яхши ойла, чүнки Рәббимиз саңа бу ишларниң һәммисидә әқил
бериду.
8 Сән Давут падишаниң Әвлади болған вә өлүмдин тирилгән Әйса Мәсиһни есиңдә тут.
Мана бу мән йәткүзүватқан Хуш Хәвәр.
9 Бу Хуш Хәвәрни йәткүзгәнлигимдин көп азап-оқубәт чәктим, һәтта җинайәтчиләрдәк
кишәнлинип зинданға ташландим. Лекин һеч ким Худаниң сөзини кишәнләлмәйду.
10 Шуниң үчүн Худа таллиған бәндиләрниң Әйса Мәсиһ тәрипидин қутқузулуши вә мәңгүлүк
шан-шәрәпкә еришиши үчүн һәр қандақ азап-оқубәтләргә бәрдашлиқ бериватимән.
11 Төвәндики бу сөзләр ишәнчликтур: Әйса Мәсиһ билән биллә өлгән екәнмиз,
Униң билән йеңи һаятта биллә яшаймиз.
12 Қийинчилиқларға бәрдашлиқ бәрсәк, Униң билән биллә һөкүм сүримиз. Биз Униңдин
тансақ, Уму биздин таниду.
13 Биз Униңға садақәтсизлик қилсақму, У йәнила садақәтликтур.Чүнки У чоқум Өзиниң
сөзидә турмай қалмайду. Худани хурсән қилидиған хизмәтчи
14 Бу ишларни давамлиқ мәсиһийләрниң ядиға сал. Худа алдида уларни бемәна сөзләр
тоғрисида талаш-тартиш қилмаслиққа буйруғин. Бундақ талаш-тартишларниң һеч қандақ
пайдиси болмайла қалмай, бәлки аңлиғучиларниң ишәнчини вәйран қилиду.
15 Худаниң һәқиқитини тоғра чүшәндүрүп, өзәңни Худа алдида йәргә қарап қалмайдиған,
бәлки Худани хурсән қилидиған хизмәтчи қилип йетиштүрүшкә тириш.
16 Худаға болған садақәтмәнликкә мунасип кәлмигән қуруқ гәпләрдин сақлан, чүнки
бундақ гәпләрни қилғучилар Худадин техиму жирақлишиду.
17 Уларниң гәплири худди зәһәрлик өсмидәк тезла ямрап кетиду. Именей вә Филетларму
мана шундақ гәп-сөзләрни қилғучилардиндур.
18 Улар өлгәнләрниң тирилишидин ибарәт бу иш аллиқачан йүз берип болди дәп, һәқ
йолдин чәтнәп, бәзиләрниң ишәнчигә бузғунчилиқ қилмақта.
19 Бирақ Худа қурған һул мәзмут турмақта. Униңда мону сөзләр тамғилинип йезилған:
«Рәббимиз Өзигә мәнсүп кишиләрни тонуйду», «Өзлирини Рәббимизгә мәнсүп дәйдиған
кишиләр яманлиқлардин қол үзсун».
20 Бай аилиләрдә пәқәт алтун-күмүч қачиларла болуп қалмай, яғач, сапал қачиларму
болиду. Алтун-күмүч қачилар алаһидә сорунларда, башқилири болса адәттики сорунларда
ишлитилиду.
21 Әгәр бир киши өзини жуқурқи яман ишлардин пак тутса, у худди алаһидә сорунларда
ишлитилидиған алтун-күмүч қачиға охшайду. Чүнки у пак болиду һәм ғоҗайиниға, йәни
Худаға ярамлиқ киши болуп, һәр қандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр туриду.
22 Шуңа яшлиқниң арзу-һәвәслиридин өзәңни тарт. Пак қәлб билән Рәббимизни чақирған
башқа кишиләр билән биллә һәққанийлиқ, ишәнч, меһир-муһәббәт вә инақлиқни издә.
23 Әхмиқанә вә бекар талаш-тартишларға арилишишни рәт қил. Чүнки бундақ ишларниң
җедәл терийдиғанлиғини билисән.
24 Рәббимизниң хизмәткари җедәлхор болмаслиғи, әксичә һәммигә меһриван вә тәлим
беришкә маһир, сәвир-тақәтлик болуши керәк.
25 Рәббимизниң тәлимигә қарши турғанларғиму мулайимлиқ билән несиһәт қилиш керәк.
Бәлким Худа уларға һәқиқәтни биливелиш үчүн товва қилиш пурситини бериду.
26 Буниң билән улар уйқисини ечип, өзлирини тутқун қилип арзусиға йәтмәкчи
болған шәйтанниң торидин қутулалайду.
---------------------------------------------------------------------------------
18. Бу «Бир адәм Әйса Мәсиһкә ишәнгәндә, униң роһи аллиқачан Әйса Мәсиһ билән биллә
өлүп тирилиду. Бу тирилиш пәқәт роһий җәһәттә болуп, кәлгүсидә тән җәһәттә йүз бәрмәйду»
дегән хата көз қараштур.
19. Һул — мәсиһийләр җамаитини, Худаниң һәқиқитини яки Әйса Мәсиһниң