Ахир заман
1 Шуни билгинки, ахир заманда еғир күнләр болиду.
2 У чағда инсанлар өзинила ойлайдиған, пулпәрәс, махтанчақ, тәкәббур вә күпүрлүк
қилидиған, ата-анисиниң сөзини аңлимайдиған, вапаға җапа қилидиған, Худаға
бепәрвалиқ қилидиған,
3 көйүмсиз, башқиларни кәчүрмәйдиған, төһмәтхор, өзини туталмайдиған, вәһши,
шундақла хәйир-сахавәтниң дүшмини болиду.
4 Улар сатқун, һәддидин ашқан вә һакавур болуп, кәйп-сапани Худадин яхши көриду.
5 Сиртқи қияпәттә садақәтмән болувелип, әмәлиятта көңлидә Худаниң қудритини инкар
қилиду. Бундақлардин жирақ тур.
6 Уларниң арисидики бәзи кишиләр башқиларниң өйлиригә көз боямчилиқ билән
киривелип, ирадиси аҗиз, гунаға патқан вә һәр хил арзу- һәвәсләрниң қули болуп
қалған аялларни аздуриду.
7 Бундақ аяллар һәр қандақ адәмниң тәлимлирини аңлайду вә һәқиқәтни тонуп йетәлмәйду.
8 Янни билән Ямбири Муса пәйғәмбәргә қандақ қарши чиққан болса, бу аздурғучиларму
һәқиқәткә шундақ қарши чиқиду. Бу аздурғучиларниң қәлби бузулуп кәткән, ишәнчи сахта
болуп, улар Худа тәрипидин рәт қилинған кишиләрдур.
9 Уларниң қилмишлири узаққа давамлишалмайду, чүнки Янни билән Ямбириниң әқилсизлиги
паш болғандәк, буларниң әқилсизлигиму халайиқ алдида чоқум паш болиду.
Павлусниң вәсийәтлири
10‑11 Лекин сән мениң тәлимим, жүрүш-турушум, һаятлиқ нишаним, ишәнчим, сәвир-тақитим, меһир-муһәббитим, чидамлиғим һәм учриған зиянкәшлигим вә тартқан азап-оқубәтлиримгә
диққәт-етивариңни қаритип кәлдиң. Болупму Антакя, Коня вә Листра шәһәрлиридә учриған
зиянкәшликләргә қандақ бәрдашлиқ бәргәнлигимдин һәм Рәббимизниң мени бу ишларниң
һәммисидин қутқузғанлиғидин толуқ хәвириң бар.
12 Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған, Худаға садақәтмәнлик билән һаят кәчүрүшкә ирадә бағлиғанларниң һәммиси зиянкәшликкә учрайду.
13 Яман вә сахтипәз кишиләрниң әһвали бурунқидинму яманлишип, башқиларни алдаш билән
биллә өзлириму алдинип кетиду.
14 Лекин сән һазирғичә үгинип кәлгән вә чоңқур ишәнгән һәқиқәттә давамлиқ чиң тур, чүнки
бу һәқиқәтни ишәшлик кишиләрдин үгәнгәнлигиңни билисән.
15 Сән балилиқ чағлириңдин тартипла Муқәддәс Язмиларни үгәндиң. Бу Язмилар саңа Әйса
Мәсиһкә болған ишәнч арқилиқ қутқузулушқа елип баридиған әқил-парасәтни тәғдим қилди.
16 Пүтүн Муқәддәс Язмилар Худаниң көрсәтмиси бойичә йезилған болуп, у һәқиқәт тоғрисида
тәлим бериш, хаталиқларни көрситип бериш, камчилиқларни түзитиш вә кишиләрни һәққанийлиққа йетәкләшкә пайдилиқтур.
17 У Худаға мәнсүп болған кишиләрни толуқ қуралландуруп,уларни һәр қандақ яхши ишларни қилишқа тәйяр турғузалайду.
---------------------------------------------------------------------------------------
8. Янни билән Ямбири исраилларниң Мисирдин қайтишидин бурун Муса пәйғәмбәргә қарши
турған Мисир падишасиниң сехиргәрлиридур.