1 Әйса Мәсиһ арқилиқ йеңи һаятлиққа еришиш вәдисини җакалаш үчүн, Худаниң ирадиси
билән Әйса Мәсиһниң әлчиси болушқа талланған мәнки Павлустин өз оғлумдәк қәдирлик
Тимотийға салам! Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ саңа меһир-шәпқәт, рәһимдиллик
вә аманлиқ ата қилғай!
Шүкүр вә мәдәт
3 Мән худди әҗдатлиримға охшаш Худаға пак вижданим билән хизмәт қиливатимән. Мән
сән үчүн Худаға шүкүр ейтимән. Мәйли кечә яки күндүз болсун дуалиримда сени дайим
әсләп туримән.
4Айрилған вақтимизда аққузған көз яшлириңни әслигинимдә, сән билән йәнә бир қетим
көрүшүшни интайин арзу қилимән. Сән билән көрүшүш мени интайин хошал қилиду.
5 Сениң сәмимий ишәнчиң есимдин чиқмайду. Әң авал момаң Лоидә вә анаң Әвникидә бар
болған ишәнчниң әнди сәндиму бар екәнлигигә чоңқур ишинимән.
6 Шуниң үчүн мән шуни ядиңға салайки, қоллиримни учаңға қойған чағда Худа саңа бәргән
қабилийәтни толуқ ишләткәйсән.
7 Чүнки Худа бизгә ата қилған Муқәддәс Роһ бизни қорқунучқа салмайду, бәлки Худаға
хизмәт қилишимиз үчүн, бизни күч-қудрәт вә меһир-муһәббәт билән толтуруп, өзимизни
тутувелишимизға ярдәм бериду.
8 Шуңа Рәббимиз һәққидә Хуш Хәвәр йәткүзүштин вә Униң үчүн хизмәт қилиш йолида мәһбус
болған мәндин номус қилма. Әксичә Худа саңа ата қилған күч-қудрәткә тайинип, Хуш
Хәвәр йәткүзүш йолида мән билән биллә азап-оқубәт чекишкә тәйяр тур.
9 Худа бизни қутқузуп, пак яшашқа чақирди. Бу бизниң қилған яхши әмәллиримиз билән
әмәс, бәлки Худаниң ирадиси вә меһир-шәпқити билән болди. Худа бизгә Әйса Мәсиһ арқилиқ
бу меһир-шәпқәтни көрситидиғанлиғини дуния яритилиштин илгирила планлиған еди.
10 Һазир бу меһир-шәпқәт Қутқaзғучимиз Әйса Мәсиһниң келиши билән аян болди. Әйса Мәсиһ инсанларни қоршавға алған өлүмниң күчини бекар қилип, Хуш Хәвәр арқилиқ инсанларға мәңгү һаят йолини ечип бәрди.
11 Мән бу Хуш Хәвәрниң җакалиғучиси вә әлчиси, шундақла у тоғрисида тәлим бәргүчиси
болуп тайинланған.
12 Һазирқи бу азап-оқубәтләрни тартишимниң сәвәвиму шу. Лекин буниңдин номус
қилмаймән, чүнки мән кимгә ишәнгәнлигимни билимән һәм Худаниң маңа аманәт қилған бу Хуш Хәвәрни Рәббимиз қайта кәлгән күнгичә чоқум қоғдайдиғанлиғиға ишинимән.
13 Әйса Мәсиһкә мәнсүп болуп, Униңдин кәлгән ишәнч вә меһир-муһәббәт ичидә яшап, мәндин аңлиған һәқиқий тәлимләрни низам қилип, униңда чиң тур.
14 Саңа аманәт қилинған бу қиммәтлик һәқиқәтни һәммимизниң қәлбидә бар болған Муқәддәс
Роһниң ярдими билән сақла.
15Аңлиғиниңдәк, Асия өлкисидики мәсиһийләрниң һәммиси дегидәк мени ташлавәтти. Уларниң арисида Фигел вә Ермогенму бар.
16 Рәббимиз Онесифорниң аилисидикилиригә рәһим-шәпқәт қилғай, чүнки у көп қетим мени
йоқлап, көңлүмни көтәрди. У мениң мәһбус болғанлиғимдин номус қилмиди.
17 Рим шәһиригә кәлгинидә, у мени тапқичә көп аварә бопту.
18 Қиямәт күни униң Рәббимизниң рәһим-шәпқитигә еришишини тиләймән. Әфәс шәһиридә униң маңа қилған нурғун хизмитидин сениңму убдан хәвириң бар.