1 Қул мәсиһийләрниң һәммиси өз ғоҗайинлирини һөрмәтлисун. Шундақ қилғанда, Худаниң
нами вә Худадин кәлгән тәлимниң күпүрлүккә учрап қелишидин сақланғили болиду.
2 Ғоҗайинлириму мәсиһий болса, қуллар: «Биз һәммимиз Худаниң аилисидики
қериндашларғу», дәп уларға һөрмәтсизлик қилмисун. Әксичә ғоҗайинлириға техиму яхши хизмәт қилсун. Чүнки уларниң яхши хизмитидин һөзүрлинидиған ғоҗайинлар дәл Худаниң яхши көридиған бәндилиридур. Ялған тәлим вә пулпәрәсликниң ақивити Сән мәсиһийләргә бу тәлимләрни үгәткин вә тапилиғин.
3 Охшимайдиған тәлимләрни тәрғип қилған киши Рәббимиз Әйса Мәсиһниң һәқ сөзлирини,
шундақла Униң бизни садақәтмәнликкә йетәкләйдиған тәлимини қобул қилмиған болиду.
4 Бундақ кишиләр тәкәббур, һеч немә чүшәнмәйдиған кишиләрдур. Улар ғоға чиқириш вә
гәп талишишқа интайин амрақ. Бундақ ишлар башқиларниң арисида көрәлмәслик, җедәл-
маҗра, төһмәт, гуманхорлуқ
5 һәм дайимлиқ сүркилиш кәлтүрүп чиқириду. Бу кишиләрниң нийити бузуқ болуп, һәқиқәттин мәһрум болған. Уларниң нәзәридә садақәтмәнлик пәқәтла бир тапавәт йолидур, халас.
6 Дәрвәқә, Худаға разимәнлик билән садақәтмән болған адәм һәқиқий ронақ тапиду.
7 Биз бу дунияға һеч немә елип кәлмидуқ вә бу дуниядин һеч немә елип кетәлмәймиз.
8 Шуңа йемәк-ичмәк вә кийим-кечигимиз толуқ болсила, рази болушимиз керәк.
9 Бай болушнила ойлайдиғанлар болса, һаман аздурулуп кетиду, улар инсанларни қурутуп
һалак қилидиған нурғун зиянлиқ һәм әхмиқанә һәвәсләрниң ториға чүшүп кетиду.
10 Чүнки пулпәрәслик һәр хил яманлиқниң йилтизидур. Бәзиләр бай болуш һәвәси билән
ишәнчидин чәтнәп, өзигә түгимәс азап тепивалиду.
11 Әй Худаниң садиқ бәндиси, сән бундақ ишлардин жирақ тур.Һәққанийлиқ, садақәтмәнлик,
ишәнч, меһир-муһәббәт, сәвир-тақәт вә мулайимлиқни издә.
12 Ишәнч йолида улуқ күрәшләрни қил. Худа ата қилған мәңгүлүк һаятни қәдирлә. Сән буниң
үчүн чақирилдиң һәм нурғунлиған гувачилар алдида бу мәңгүлүк һаятни аллибурун очуқ
етирап қилдиң.
13 Һәммигә һаятлиқ бәргүчи Худаниң, шундақла Понтий Пилатусқа жүрәклик һалда улуқ һәқиқәт тоғрисида гувалиқ бәргән Әйса Мәсиһниң алдида саңа шуни тапилаймәнки,
14 Рәббимиз Әйса Мәсиһ қайта кәлгичә, Худаниң бу әмирлиригә толуқ әмәл қил, буниң билән һеч ким сени әйипләлмисун.
15‑16 Мәдһийиләшкә мунасип болған бирдин-бир Һөкүмран, йәни падишаларниң Падишаси,
рәбләрниң Рәбби, бирдин-бир мәңгү өлмәс, адәм йеқинлишалмайдиған нур ичидә яшайдиған, һеч ким көрмигән вә көрәлмәйдиған Худа вақит-саати кәлгәндә, Әйса Мәсиһни қайта әвәтиду. Барлиқ һөрмәт вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
17 Бу дунияда бай болғанларға мәғрурланмаслиқни, өткүнчи байлиққа үмүт бағлимаслиқни буйриғин. Улар үмүтини биз һөзүрлинишкә тегишлик һәммини бизгә мәртлик билән бәргүчи Худаға бағлисун.
18 Уларға башқиларға яхшилиқ қилишни вә хәйир-сахавәтлик ишларни көп қилишни, мәрт вә қоли очуқ болушни буйруғин.
19 Бундақ қилғанда, улар һәқиқий һаятқа еришиш үчүн келәчәктә өзлиригә пухта асас болидиған бир ғәзнә топлалайду.
20 Әй Тимотий, саңа аманәт қилинған бу тәлимләрни яхши сақла. Худаға болған садақәтмәнликкә, мунасип кәлмәйдиған қуруқ гәпләрдин һәм бемәна билимни билим дегүчиләрниң талаш-тартишлиридин сақлан.
21 Бәзиләр мошундақ бемәна билимгә әгишип, ишәнчидин чәтниди. Худаниң меһир-шәпқити силәргә яр болғай!