Мәсиһийләрниң җавапкәрчилиги
1 Йеши чоң әрләр хаталиқ өткүзсә, уларни қаттиқ әйиплимигин, әксичә уларға атаңни
һөрмәтлигәндәк һөрмәт билән несиһәт бәргин. Шуниңдәк, яш әрләргә өз қериндашлириңға
муамилә қилғандәк муамилә қил.
2 Йеши чоң аялларға анаңға муамилә қилғандәк муамилә қил. Яш аялларғиму сиңиллириңға
муамилә қилғандәк пак қәлб билән муамилә қил.
3 Ери өлүп кәткән, һәқиқий муһтаҗлиқта қалған тул аялларни һөрмәтләп, уларниң һалидин
хәвәр ал.
4 Лекин тул аялларниң пәрзәнтлири яки нәврилири болса, у пәрзәнтләр алди билән өз
аилисидин хәвәр елип ишәнчини әмәлиятқа маслаштуруш арқилиқ өз ата- анисиниң әҗрини
яндурсун. Чүнки бу Худани хурсән қилиду.
5 Ери өлүп кәткән егә-җақисиз тул аяллар үмүтини Худаға бағлиған болуп, улар кечә-күндүз
дуа-тилавәттә болиду.
6 Лекин ери өлүп кәткән һөзүр-һалавәт үчүнла яшайдиған тул аяллар һаят болсиму, роһий
җәһәттә бәри бир өлгәнгә һесап.
7 Мәсиһийләрниң башқилар тәрипидин әйиплинидиған әһвалға чүшүп қалмаслиғи үчүн, сән җамаәткә бу ишлар тоғрисида тәрбийә бәргин.
8 Бир киши өз туққанлириға, болупму аилисидикилиригә қаримиса, у Әйса Мәсиһтин танған дәп қарилип, һәтта ишәнмәйдиғанларчиликму болалмайду.
9 Мәсиһийләр җамаитидә ярдәм беридиған, ери өлүп кәткән тул аялларни тизимлиғанда, улар
чоқум өз еригә садиқ болған болуши вә йеши атмиштин жуқури болуши керәк.
10 Улар йәнә яхшилиқлири билән тонулған болуши, йәни балилирини яхши тәрбийиләп чоң
қилған, меһмандост, кәмтарлиқ билән мәсиһийләрниң хизмитидә болған, қийинчилиқта қалғанларға ярдәм қилған вә өзини һәр хил хәйир-сахавәт ишлириға беғишлиған аяллардин болуши керәк.
11 Ери өлүп кәткән яш тул аялларни тизимлима, чүнки бундақ аялларниң җисманий җәһәттики арзулири Әйса Мәсиһкә болған садиқлиғини бесип кәлсә, улар қайта некалинишни арзу қилип, мәсиһийләр җамаитидики хизмитини давамлаштурушни халимайду.
12 Буниң билән улар дәсләп бәргән вәдисигә хилаплиқ қилиш сәвәвидин әйиплиниду.
13 Улар йәнә һорунлуқни адәт қиливелип, өйму-өй доқурап жүрүп, ғевәт қилип, башқиларниң
ишлириға арилишивалидиған валақтәккүрләрдин болуп қелиши мүмкин.
14 Шуниң үчүн бундақ яш тул аялларниң некалинип, пәрзәнт көрүп, өй ишлири билән шуғуллинишини несиһәт қилимән. Шундақ қилғанда, бизгә қарши турғучиларда һәр қандақ питнә-иғва тарқитиш пурсити болмайду.
15 Бундақ дейишимдики сәвәп, бәзи тул аяллар аллибурун ишәнчидин чәтнәп, шәйтанниң кәйнигә кирип кәтти.
16 Әгәр ишәнчи бар бир аялниң тул қалған туққанлири болса, у уларға ярдәм бәрсун, жүкни мәсиһийләр җамаитигә иштирип қоймисун. Шундақ болғанда, җамаәт һәқиқий егә-җақисиз қалған тул аялларға ярдәм қилалайду. Йетәкчиләр тоғрисида
17 Мәсиһийләр җамаитини яхши башқуридиған йетәкчиләр, болупму Худаниң сөзини йәткүзүш вә тәлим бериштә әҗир сиңдүргән кишиләр чоқум чоңқур һөрмәткә сазавәр болуши вә униңға лайиқ һәқ елиши керәк.
18 Чүнки Муқәддәс Язмиларда: «Хаман тәпкән өкүзниң ағзини боғма», «Ишчи өз һәққини елишқа һәқлиқтур», дейилгән.
19 Икки яки үч гувачи болмиғичә җамаәтниң йетәкчиси үстидин қилинған әризини қобул қилма.
20 Әгәр у гуна қилған болса, башқиларниңму буниңдин ибрәт елиши үчүн, җамаәт алдида
әйипләнсун.
21 Худаниң, Әйса Мәсиһниң вә Худа таллиған периштәләрниң алдида саңа шуни буйруймәнки, сән бу сөзлиримгә қәтъий әмәл қил. Айримчилиқ қилма, һәр қандақ ишта бир тәрәпкә ян басма.
22 Бирәвниң учисиға қолуңни қоюп, уни йетәкчилик вәзиписигә тайинлашқа алдирап кәтмә, болмиса униң гуналириға шерик болуп қелишиң мүмкин. Өзәңни пак тутқин.
23 (Ашқазиниңниң яхши болмиғанлиғи, шундақла дайим кесәл болуп қалидиғанлиғиң үчүн, сула ичмәй, бир аз шарапму ичип бәргин.)
24 Бәзи кишиләрниң гуналирини асанла көрүвалғили болиду һәм уларниң чоқум сораққа тартилиши ениқ, лекин бәзи кишиләрниң гуналири болса, кейин ашкарә болиду.
25 Худди шуниңға охшаш, бәзи кишиләрниң яхши әмәлиятиниму асанла көрүвалғили болиду, лекин бәзи кишиләрниң яхши әмәлияти болса, кейин мәлум болиду.