Сахта тәлим бәргүчиләр
1 Муқәддәс Роһ шуни бизгә очуқ ейтидуки, ахир заманда бәзиләр ишәнчтин тенип,
һелигәр җинлар вә уларниң сахта тәлимлиригә әгишиду.
2 Бундақ тәлимләр виждани йоқап кәткән ялғанчи сахтипәзләр тәрипидин дунияға тарқилиду.
3 Бу ялғанчилар некалинишни вә бәзи йемәкликләрни истимал қилишни мәнъий қилиду.
Һалбуки, бу йемәкликләрни Худа Өзигә ишәнгән һәм һәқиқәтни билидиғанларниң шүкүр ейтип қобул қилиши үчүн яратқан.
4 Худа яратқан һәммә нәрсә яхшидур. Уларниң һеч қайсиси чәкләнгән әмәс, уларни шүкүр
ейтип қобул қилса болиду.
5 Чүнки һәммә нәрсә Худаниң сөзи вә инсанларниң дуаси билән һалал болиду.
Әйса Мәсиһниң яхши хизмәткари
6 Бу несиһәтләрни қериндашлириңниң ядиға салсаң, Әйса Мәсиһниң яхши хизмәткари болған
болисән. Шундақла сениң өзәң әгәшкән ишәнч тоғрисидики һәқиқәт вә тоғра тәлимләр билән
озуқланғанлиғиң аян болиду.
7 Худаниң һәқиқитини бурмилайдиған бемәна әпсаниләрни рәт қилип, өзәңни садақәтмәнлик йолида йетилдүргин.
8 Бәдәнни йетилдүрүшниң пайдиси бар, әлвәттә. Лекин садақәтмәнликни йетилдүрүшниң пайдиси техиму көптур. Чүнки у бу дуния вә у дуниядики һаят үчүн бәхит елип келиду.
9 Бу сөзләр һәқтур вә пүтүнләй қобул қилишқа әрзийду.
10 Буниң үчүн әҗир сиңдүрүватимиз вә күрәш қиливатимиз, чүнки үмүтүмизни пүткүл инсанниң, болупму мәсиһийләрниң Қутқaзғучиси — мәңгү һаят Худаға бағлидуқ.
11 Бу ишларни қериндашлириңға тапилиғин вә үгәткин.
12 Башқилар сени яш дәп саңа сәл қаримисун. Сән сөзлириңдә, әмәлиятиңда, меһир-муһәббәт, ишәнч вә паклиқта мәсиһийләргә үлгә бол.
13 Мән сени йоқлап барғичә, өзәңни җамаәткә Муқәддәс Язмилар оқуп бериш, несиһәт қилиш вә тәлим беришкә беғишлиғин.
14 Муқәддәс Роһ саңа ата қилған қабилийәткә бепәрвалиқ қилма. Бу қабилийәт Худаниң пәйғәмбәрлик сөзи вә җамаәт йетәкчилириниң қоллириниң учаңға қоюлиши арқилиқ саңа берилгән.
15 Шуниң үчүн бу ишларни җан-дилиң билән қил. Өзәңни уларға шундақ беғишлиғинки, һәммә киши сениң алға басқанлиғиңни көрсун.
16 Өзәңгә вә бәргән тәлимиңгә диққәт қил һәм уни изчил давамлаштур. Чүнки шундақ қилсаң, өзәңму вә саңа қулақ салғанларму қутқузулиду.