1Әйса Мәсиһниң хизмәткари вә әлчиси болған мәнки Симун Петрустин силәргә салам! Силәр бизниң Худайимиз вә Қутқaзғучимиз
болған Әйса Мәсиһниң адиллиғи арқилиқ биз билән охшаш қиммәтлик бир ишәнчкә муйәссәр болдуңлар.
2 Силәр Худани вә Рәббимиз Әйсани тонуғансири Худаниң силәргә көрситидиған меһир-шәпқити вә аманлиғи техиму ашқай!
Әйса Мәсиһни тонушни чоңқурлаштуруш
3 Биз Әйса Мәсиһни һәқиқий тонуғанлиғимиздин, У Өзиниң күч- қудрити, йәни Худаниң күч-қудрити арқилиқ бизгә Худаниң ирадиси бойичә һаят кәчүрүшимиз үчүн еһтияҗлиқ болған һәммә нәрсини ата қилди. У бизни Өзиниң улуқлуғи вә есил пәзилити билән чақирди.
4 У Өзиниң улуқлуғи вә есил пәзилити арқилиқ бизгә наһайити улуқ вә қиммәтлик вәдиләрни бәрди. Булар арқилиқ биз бу дуниядики инсанларниң болмиғур һәвәслиридин келип чиққан әхлақсизлиқтин қутулуп, Худаниң тәбиитигә охшаш тәбиәткә егә болалаймиз.
5 Шуңа силәр пүтүн күчүңлар билән ишәнчиңларға есил пәзиләтни, есил пәзилитиңларға Худа тоғрисидики билимни,
6 билимиңларға өзәңларни башқурушни, өзәңларни башқурушуңларға сәвирчанлиқни, сәвирчанлиғиңларға Худаға болған садақәтмәнликни,
7 садақәтмәнлигиңларға қериндашларни сөйүшни, қериндашларни сөйүшүңларға башқиларға меһир-муһәббәт көрситишни қошушқа тиришиңлар.
8 Чүнки силәр бу хусусийәтләргә егә болсаңлар, шундақла бу хусусийәтләрни һаятиңларда
техиму йетилдүрсәңлар, силәрниң Рәббимиз Әйса Мәсиһкә болған тонушуңлар әһмийәтсиз болмайду, әксичә һаятиңларда яхши
нәтиҗиләр барлиққа келиду.
9 Бу хусусийәтләргә егә болмиған киши пәқәт бурниниң учинила көрәләйдиған яки кор кишигә охшайду. Ундақ киши бурунқи гуналиридин пак қилинғанлиғини унтуған болиду.
10 Әй қериндашлар, Худа силәрни Өзиниң муқәддәс хәлқи болушқа таллиди вә чақирди, шуниң үчүн силәр өз һаятиңларда буни испатлашқа тиришиңлар. Мана шундақ қилсаңлар, һеч қачан ишәнч йолидин чәтнәп кәтмәйсиләр.
11 Рәббимиз болған Қутқaзғучимиз Әйса Мәсиһниң мәңгүлүк Падишалиғидиму қизғин қарши елинисиләр.
12 Шуңа гәрчә силәр бу ишларни билгән һәм өзәңларға йәткүзүлгән һәқиқәттә чиң туруватқан болсаңларму, мән йәнила һәр дайим бу ишларни есиңларға салмақчимән.
13 Һаят вақтимда буларни ядиңларға селип, силәрни ойғитип турушни лайиқ көрдүм.
14 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң бурун маңа аян қилғинидәк, һаятимниң пат арида ахирлишидиғанлиғини билип туруватимән.
15 Силәрниң бу ишларни мән бу дуниядин кәткәндин кейинму һәр дайим есиңлардин чиқармаслиғиңлар үчүн күчүмниң баричә тиришиватимән. Муқәддәс Язмилардики сөзләргә әмәл қилиш
16 Биз әлчиләр силәргә уқтурған Рәббимиз Әйса Мәсиһниң күч- қудрити вә қайта келидиғанлиғи тоғрисидики һәқиқәтни һәргизму
өзимиз ойдуруп чиқмидуқ. Биз Әйса Мәсиһниң шан-шөһритини өз көзүмиз билән көргәнмиз.
17 Әйса Мәсиһ муқәддәс тағда Худа Атимиздин шан-шәрәп вә улуқлуққа еришкәндә, улуқ Худаниң: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән», дегән авази аңланди.
18 Шу чағда биз муқәддәс тағда Әйса Мәсиһ билән биллә болғачқа, асмандин кәлгән бу авазни өз қулиғимиз билән аңлидуқ.
19 Шуниң билән биз бурунқи пәйғәмбәрләрниң Әйса Мәсиһ һәққидә ейтқан сөзлириниң ишәнчлик екәнлигини һәқиқий чүшәндуқ. У
сөзләргә қулақ салсаңлар, яхши қилған болисиләр. Чүнки таң сүзүл гичә, йәни таң юлтузи Әйса Мәсиһ келип, қәлбиңларни толуқ
йорутқичә, бу сөзләр худди қараңғулуқта йолни йорутуп беридиған чираққа охшаш чақнап туриду.
20 Шуни әң муһим дәп билиңларки, Муқәддәс Язмилардики пәйғәмбәрлик сөзләрни пәйғәмбәрләр өзлири ойлап чиққан әмәс.
21 Чүнки һәр қандақ пәйғәмбәрлик сөз инсанларниң ирадисидин кәлмәйду. Әксичә улар Худаниң сөзлири болуп, Муқәддәс
Роһниң тәсирләндүрүши билән йәткүзүлгән.