Йетәкчиләр вә яшларға қилинған несиһәт
1 Һазир мән араңлардики мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчилиригә бир еғиз сөз қилмақчимән. Чүнки мәнму силәргә охшаш
бир йетәкчи һәм Әйса Мәсиһниң чапрас яғачта чәккән азап-оқубәтлириниң гувачиси. У қайтип кәлгәндә, Униң намайән қилидиған
шан-шәривидин һөзүрләнгүчимән. Йетәкчи сүпитимдә силәр йетәкчиләрдин шуни өтүнимәнки,
2 қойчи қойлириға яхши қариғиниға охшаш, силәрму Худа силәргә аманәт қилған мәсиһийләр җамаитиниң
һалидин хәвәр елиңлар. Буни мәҗбурийәт, бәлки Худаниң ирадиси бойичә разимәнлик билән қилиңлар. Пул тепиш үчүн әмәс,
қизғинлиқ билән қилиңлар.
3 Силәргә аманәт қилинған бу мәсиһийләр җамаитиниң һөкүмрани болувалмаңлар, әксичә бу җамаәткә үлгә
болуңлар.
4 Шундақ қилсаңлар, баш Қойчи Әйса Мәсиһ қайтип кәлгәндә, мәңгү чечәкләп туридиған шан-шәрәп таҗиға еришисиләр.
5 Әй жигитләр, силәрму йетәкчиләргә бойсунуңлар. Һәммиңлар бир-бириңларға кәмтар болуңлар, чүнки Муқәддәс Язмиларда
йезилғинидәк: «Худа қаршидур тәкәббурларға, меһир-шәпқәт қилар кәмтарларға».
6 Өзәңларни Худаниң қудрәтлик қоли астида төвән тутуңлар. Шундақ қилсаңлар, вақти кәлгәндә Худа силәрни үстүн
қилиду.
7 Барлиқ ғәм-қайғулириңларни Худаға тапшуруңлар, чүнки У силәргә ғәмхорлуқ қилиду.
8 Өзәңларни һошияр вә сәгәк тутуңлар, чүнки дүшминиңлар болған шәйтан худди ечиқап кәткән ширдәк араңлардики мәсиһийләрни жутмақчи болуп, қатирап жүриду.
9 Силәр мустәһкәм ишәнчиңлар билән шәйтанға тақабил туруңлар. Чүнки есиңларда болсунки, дунияниң һәр қайси җайлиридики
қериндашлириңларму силәргә охшаш азап-оқубәт чекиватиду.
10 Пүткүл меһир-шәпқәтниң мәнбәси болған Худа силәрни Әйса Мәсиһ арқилиқ Өзиниң мәңгүлүк шан-шәривигә чақирған. Силәр вақитлиқ азап-оқубәт чәккиниңлардин кейин, Худа силәрни дәс турғузуп, силәрни чидамлиқ қилип, ишәнчиңларни мустәһкәм вә тәврәнмәс қилиду.
11 Барлиқ күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
Ахирқи салам
12 Мән Худа йолидики садиқ қериндишим Силасниң ярдими билән бу қисқиғина хәтни яздим. Ушбу хәтни йезишимдики мәхсәт силәрни илһамландуруш вә Худаниң һәқиқий меһир-шәпқити һәққидә
гувалиқ бериштин ибарәттур. Бу меһир-шәпқәттә чиң туруңлар.
13 Силәр билән биллә Худа тәрипидин талланған Бабилдики мәсиһийләр җамаитидин вә Худа йолидики оғлум Маркустин силәргә салам.
14 Бир-бириңлар билән меһриванларчә саламлишиңлар. Силәргә, йәни Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған һәммиңларға аманлиқ яр болғай!
------------------------------------------------------------------------------------------------------------------------
Бабил — шу вақиттики мәсиһийләр арисида Рим шәһири мәхпий һалда Бабил дәп атилатти.