Худа йолида яшаш
1 Әйса Мәсиһ җисманий җәһәттә азап-оқубәт чәккән екән, силәрму шундақ ирадә билән өзәңларни қуралландуруңлар. Чүнки Худа
йолида җисманий җәһәттә азап-оқубәт чәккән киши, гуна қилишни тохтитишқа бәл бағлиған болиду.
2 Буниң билән кейинки һаятиңларни яман һәвәсләргә берилиш билән әмәс, бәлки Худаниң ирадисигә мувапиқ өткүзисиләр.
3 Бурун силәр Худаға ишәнмәйдиғанлар яхши көридиған ишларни қилип, көп вақтиңларни өткүзүвәттиңлар. Силәр бузуқчилиқ,
шәһванийлиқ, һарақкәшлик, әйш-ишрәт, ачкөзләрчә йәп-ичиш вә жиркиничлик бутпәрәсликләр ичидә яшап кәлгән едиңлар.
4 Худаға ишәнмәйдиған адәмләр һазир силәрниң өзлиригә охшаш шәһваний турмушқа берилмигәнлигиңларға һәҗәплинип,
силәрни һақарәтлимәктә.
5 Лекин улар бу қилмишлири үчүн сорақ қилишқа тәйяр турған Худаға һесап бериду. Кәлгүсидә Худа пүткүл инсанни, мәйли тирикләр яки өлгәнләр болсун, һәммисини сорақ қилиду.
6 Шу сәвәптин Худаниң Хуш Хәвири өлгәнләргиму, улар өлмәстин бурун йәткүзүлгән еди. Нәтиҗидә Хуш Хәвәрни қобул қилғанлар
гәрчә җисманий җәһәттә башқа инсанларға охшаш, Худаниң һөкүми билән өлгән болсиму, лекин уларниң роһи Худа ата қилидиған мәңгүлүк һаят билән яшайду.
Худаниң садиқ хизмәтчиси
7 Дунияниң ахирлишидиған күни йеқинлашмақта. Шуңа силәр еғир-бесиқлиқ вә сәгәклик билән дуа қилиңлар.
8 Һәммидин муһими, бир-бириңларға сәмимий меһир-муһәббәт көрситиңлар, чүнки меһир-муһәббәт нурғун гуналарни кәчүргүзүветиду.
9 Бир-бириңлардин нарази болмай, меһмандост болуп өтүңлар.
10 Худа тәрипидин һәр бириңларға хилму-хил һәдийә сүпитидә ата қилинған қабилийәтләрни яхши қоллинип, бир-бириңларға хизмәт қилиңлар.
11 Кимгә Худа тоғрисида тәлим бериш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң сөзлирини сөзлисун, кимгә башқиларға хизмәт қилиш қабилийити ата қилинған болса, у Худаниң бәргән күч-қудрити билән хизмәт қилсун.Буниң билән һәммә ишта Худа Әйса Мәсиһ арқилиқ Мәдһийилиниду. Барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт Худаға әбәдил-әбәт мәнсүп болғай, амин!
Мәсиһийләрниң азап-оқубәткә сәвир қилиши
12 Қәдирлик қериндашлирим, силәр қаттиқ синақларға дуч кәлгиниңларда, әҗайип бир ишқа йолуқуп қалдим, дәп һәйран болмаңлар.
13 Әксичә Әйса Мәсиһниң азап-оқубәтлиригә ортақ болғанлиғиңлардин хошал болуңлар. У шан-шөһрәт билән қайтип кәлгәндә, силәрму шат-хорамлиққа чөмисиләр.
14 Әйса Мәсиһкә ишәнгәнлигиңлар сәвәвидин һақарәткә учрисаңлар, нәқәдәр бәхитликсиләр! Чүнки Худаниң улуқ Роһи силәрниң қәлбиңлардин орун алған.
15Араңлардин бириниң азап-оқубәт чекиши һәргизму қатиллиқ, оғрилиқ вә яманлиқларни қилиш яки башқиларниң ишиға арилишиш сәвәвидин болмисун.
16 Лекин араңлардин бири Әйса Мәсиһкә әгәшкүчи дәп аталғанлиғи сәвәвидин азап-оқубәт чәксә, у буниңдин номус қилмисун. Әксичә шу нам билән аталғанлиғи үчүн Худани мәдһийилисун,
17 чүнки сорақ вақти башланди. Бу сорақ алди билән Худаниң пәрзәнтлири, йәни мәсиһийләрниң ишәнчини синаштин башлиниду. Әгәр бу биз мәсиһийләр үчүн қийин болса, у һалда Худаниң сөзигә қулақ салмиғанларниң ақивити қандақ болар?
18 Дәл Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк: «Әгәр адил адәмләрниң қутқузулуши тәс болса, Худа йолида маңмиғанлар вә башқа
гунакарларниң ақивити қандақ болар?»
19 Шуниң үчүн Худаниң ирадиси билән азап-оқубәт чәккәнләр җенини ишәнчлик Яратқучиға аманәт қоюп, яхши ишларни қилишни давамлаштурсун.