Сахта пәйғәмбәрләр вә сахта тәлим бәргүчиләр
1 Бурун исраил хәлқи ичидә сахта пәйғәмбәрләр болғинидәк, силәрниң араңлардиму сахта тәлим бәргүчиләр мәйданға чиқиду.
Улар адәмләрни һалак қилидиған сахта тәлимләрни араңларға йошурун киргүзиду. Улар һәтта өзлириниң гуналириниң төләмини
төләп, җенини қурван қилған Рәбниму рәт қилиду. Буниң билән улар тезла өз бешиға һалакәт кәлтүриду.
2 Нурғун кишиләр уларниң шәрмәндилигигә әгишип кетиду. Бу сахта тәлим бәргүчиләр сәвәвидин Әйса Мәсиһ вә Униң һәқиқәт йоли һақарәткә учрайду.
3 Улар ачкөз болғачқа, ойдурма сөзләр билән мал-мүлкүңларни талан-тараҗ қилиду. Худаниң уларға беридиған җазаси бурундин тәйярдур, уларниң һалакити болса кечиктүрүлмәйду.
4 Худа гуна қилған периштәләрни аяп қоймиди. Бәлки уларни дозаққа ташлап, уларни сораққа тартқичә, қараңғу өңкүрләргә солап қойди.
5 Худа қедимки заманларда яшиған кишиләрниму аяп қоймиди. Улар гунаға берилгән болғачқа, Худа дунияни кәлкүн билән
ғәриқ қилип, уларни җазалиди. Худа пәқәт шу замандики кишиләрни һәққанийлиқ йолиға меңишқа дәвәт қилған Нуһ пәйғәмбәр вә униң аилисидики йәттә кишини сақлап қалди.
6 Худа кейин йәнә Содом вә Гомора шәһиридики кишиләрни җазалап, уларниң шәһәрлирини көйдүрүп күл қиливәтти. Худа мошундақ қилиш арқилиқ гуна йолида маңғанларниң қандақ җазаларға учрайдиғанлиғи тоғрисида кейинки әвлатларға ибрәт бәрди.
7 Лекин Худа бу икки шәһәрдики кишиләрни җазалаш билән бир вақитта, уларниң шәһванийлиқлиридин жиркәнгән һәм тоғра йолда маңған Лутни қутқузған еди.
8 Әшундақ кишиләрниң ичидә яшиған бу дурус адәмниң қәлби аңлиған вә көргән яман ишлар түпәйлидин һәр күни азаплинатти.
9 Шуниңдин көрүвалалаймизки, Худа тоғра йолда маңғанларни улар дуч кәлгән синақлардин қандақ қутқузидиғанлиғини билиду. Шуниңдәк Худа гуна йолида маңғанларни җазалаш үчүн уларни сорақ күнигичә қандақ сақлашни билиду, 10 болупму бузуқ һәвәслиригә берилгән вә Худаниң һоқуқиға сәл қариған һелиқи сахта тәлим бәргүчиләрни қандақ җазалашни билиду. Улар өзини чоң тутуп, мәғрурларчә иш қилиду һәм асмандики улуқларға һақарәт қилиштин қорқмайду.
11 Һәтта күч-қудрәттә бу сахта тәлим бәргүчиләрдин һәссиләп үстүн болған периштәләрму Худаниң алдида асмандики бу улуқларға төһмәт чаплап уларни әйиплимәйду.
12 Лекин бу сахта тәлим бәргүчиләр өзлири чүшәнмәйдиған ишлар үстидә халиғанчә күпүрлүк қилиду. Бу кишиләр худди олинип
боғузлиниш үчүн туғулған явайи һайванатлардәк әқилсиз келиду һәм бу явайи һайванатларға охшаш һалак қилиниду.
13 Бу кишиләр башқиларға қилған наһәқчилигигә чүшлүк җазаға учрайду. Улар һәтта күндүзи очуқ-ашкарә һалда әйш-ишрәт қилишниму ләззәт, дәп һесаплайду. Бу кишиләр силәр билән бир дәстиханда олтарғинида силәрни алдиғанлиғидин зоқлиниду һәм силәргә номус вә дағ кәлтүриду.
14 Уларниң қәлби бузуқ җинсий һәвәслири билән толған болуп, тохтимастин гуна қилип туриду вә ишәнчтә аҗиз кишиләрни аздуриду. Уларниң қәлби ачкөзлүккә көнүп кәткән болуп, улар Худаниң ләнитигә кәткәнләрдур.
15 Улар Беорниң оғли Билъамниң йолиға меңип, тоғра йолдин чәтнәп кәтти. Билъам пулпәрәс болғачқа, яманлиқ қилди.
16 Униң қилған гуналири түпәйлидин Худа уни әйиплиди. Худа униң ешигини зуванға кәлтүрүп, бу «пәйғәмбәрниң» қилмақчи
болған ахмақларчә ишини тосиди.
17 Бу сахта тәлим бәргүчиләр қуруп кәткән булақларға вә гүлдүри бар, ямғури йоқ булутларға охшайду. Худа уларға қап-қараңғулуқта җай һазирлап қойди.
18 Чүнки улар ялған-явдақ сөзләр билән махтинип, өзини хата йолдин йеңила тартқанларниң шәһваний һәвәслирини қозғитиш билән уларни аздуриду.
19 Улар аздурулғанларға «Силәр бизгә охшаш мошундақ қилсаңлар, һәқиқий әркин болисиләр», дәп вәдә қилиду. Лекин улар әмәлиятта бузуқлуқниң қуллиридур, чүнки адәм немә тәрипидин бойсундурулған болса, шуниң қули болиду.
20 Әгәр бири Рәббимиз болған Қутқaзғучи Әйса Мәсиһни тонуш арқилиқ бу дунияниң напаклиқлиридин қутулуп, кейин шундақ
напак ишларға йәнә қайта киришип шу напаклиқларниң қули болуп қалса, униң кейинки һали дәсләпкисидинму яман болиду.
21 Чүнки һәққанийлиқ йолини билип туруп, өзигә йәткүзүлгән муқәддәс әмирдин үз өргәндин көрә, бу йолни задила билмигән яхши.
22 Униң яман йолға қайтқини дәл һекмәтлик сөзләрдә ейтилғиниға охшайду: «Ишт айлинип өз қусуғини йәр» вә йәнә «Чошқа жуюнуп чиқипла патқақта еғинар».
----------------------------------------------------------------------------------------------------------------------------
16: Беорниң оғли Билъам — Муса пәйғәмбәр исраилларни Мисирдин Худа вәдә
қилған зиминға башлап кетиватқанда, йол үстидики падишаларниң қаршилиғиға
учрайду. Әшу падишалардин бири Беорниң оғли Билъамни тепип, әгәр у исраилларға
ләнәт оқуса, униңға көп пул бәрмәкчи болиду. Лекин Худа Билъамниң ундақ
қилишиға рухсәт қилмайду. Шундақтиму Билъам пулни дәп Худаға бойсунмай,
уларға ләнәт оқумақчи болиду. Бирақ Худаниң тосиши билән ләнәт ейталмайду.