1 Худа тәрипидин талланған ханимға вә униң пәрзәнтлиригә мәнки мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчисидин салам! Мән чин көңлүмдин силәрни сөйимән. Силәрни ялғуз мәнла әмәс, Худаниң һәқиқитини тонуп йәткәнләрниң һәммиси силәрни сөйиду.
2 Чүнки бу һәқиқәт қәлбимиздә яшимақта вә мәңгү бизгә яр болиду.
3 Асмандики Атимиз вә Униң Оғли Әйса Мәсиһ һәқиқәт вә меһир-муһәббәт ичидә яшайдиған бизләргә меһир-шәпқәт, рәһимдиллик вә аманлиқ ата қилғай! Һәқиқәт вә меһир-муһәббәт
4 Пәрзәнтлириңиздин бәзилириниң асмандики Атимиздин алған әмир бойичә һәқиқәт йолида маңғанлиғини көрүп, интайин хурсән болдум.
5 Һөрмәтлик ханим, әнди мән сиздин шуни өтүнимәнки, биз һәммимиз бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиз керәк. Мән сизгә йезиватқанлирим йеңи бир әмир әмәс, бәлки биз бурундин тартип қобул қилип келиватқан әмирдур.
6 Меһир-муһәббәт Худаниң әмирлиригә әмәл қилип яшаш демәктур. Худаниң әмри болса, силәр бурундин тартип аңлап келиватқандәк меһир-муһәббәт йолида меңиштур.
7 Нурғун сахта тәлим бәргүчиләр дунияниң һәммә җайлирида пәйда болди. Улар Әйса Мәсиһниң дунияға инсан тенидә кәлгәнлигини етирап қилмайду. Бундақлар дәл алдамчи вә Әйса Мәсиһниң дүшминидур.
8 Худа йолида сиңдүргән әҗриңларни йоқитип қоймай, Худаниң толуқ мукапитиға егә болушуңлар үчүн өзәңларға агаһ болуңлар.
9 Әйса Мәсиһниң тәлимлиридә чиң турмай, униңдин чәтнигәнләр Худа Атиға бағланмиған болиду. Әйса Мәсиһниң тәлимлиридә чиң турғанлар болса асмандики Атимиз вә Униң Оғлиға бағлинип яшаватиду.
10 Әгәр бирәр киши силәрниң җамаитиңларға Әйса Мәсиһниң тәлимлирини әмәс, бәлки башқичә тәлим елип кәлгән болса, уни
өйүңларға тәклип қилмаңлар һәм уни қарши алмаңлар.
11 Чүнки ундақ адәмни қарши алған киши униң яман ишлириға шерик болғучидур.
Ахирқи сөз
12 Силәргә дәйдиған йәнә көп сөзлирим бар еди, лекин қәғәз билән сияни ишләткәндин көрә, хошаллиғимизниң толуп тешиши үчүн йениңларға берип дидар көрүшүп сөзлишишни әвзәл көрдүм.
13 Худа тәрипидин талланған һәдиңизниң пәрзәнтлиридин сизгә салам!