Ишәнчимиз арқилиқ шәйтан үстидин ғалибә қилимиз
1 Әйсаниң Мәсиһ, йәни Қутқaзғучи екәнлигигә ишәнгән киши Худаниң пәрзәнди болған болиду. Атисини сөйидиған киши
Униң пәрзәнтлириниму сөйиду.
2 Биз өзимизниң Худаниң пәрзәнтлирини сөйидиғанлиғимизни қандақ билимиз? Худани сөйүп, Униң әмирлиригә әмәл қилишимиз арқилиқ билимиз.
3 Худани сөйүш — Униң әмирлиригә әмәл қилиш демәктур. Униң әмирлириму еғир әмәс,
4 чүнки Худаниң пәрзәнди болғанларниң һәммиси Әйса Мәсиһкә болған ишәнчи арқилиқ бу дуниядики яманлиқ үстидин ғалибә қилиду.
5 Бу дуниядики яманлиқ үстидин ғалибә қилғучилар зади кимләр? Улар пәқәт Әйса Мәсиһни Худа Оғли дәп, Униңға ишәнгүчиләрдур. Әйса Мәсиһкә берилгән гувалиқ
6 Әйса Мәсиһ дунияға кәлгәндә суда чөмүлдүрүш рәсмийитиниму, чапрас яғачқа миқлинип қан төкүшниму бешидин өткүзди. У кәлгәндә, пәқәт суда чөмүлдүрүш рәсмийитидин өтүпла қалмастин, бәлки Өз қенини төкүп қурванлиқниму бәрди. Муқәддәс Роһниң Өзиму буниңға гувалиқ бериду. Чүнки Худаниң Роһи һәқиқәттур.
7 Әйса Мәсиһ тоғрилиқ үч гувалиқ бар.
8 Булар: Муқәддәс Роһ, чөмүлдүрүш сүйи вә Әйса Мәсиһниң төккән қенидин ибарәт. Бу үчиниң гувалиғи бирдәктур.
9 Биз инсанларниң гувалиғини ишәнчлик дәп қариған йәрдә, Худаниң гувалиғи техиму ишәнчликтур. Худа Өз Оғли Әйса Мәсиһ тоғрисида шундақ гувалиқ бәргән.
10 Худа Оғлиға ишәнгән киши Худаниң гувалиғини һәқ дәп билиду. Бирақ Худаниң гувалиғиға ишәнмигән киши Худани ялғанчи дәп қариған болиду. Чүнки у Худаниң Өз Оғли тоғрилиқ бәргән гувалиғиға ишәнмигән болиду.
11 Бу гувалиқ шуки, Худа бизгә мәңгүлүк һаятни ата қилди вә бу һаятлиқ бизгә Униң Оғли арқилиқ кәлди.
12 Шуңа Худа Оғлини қобул қилған киши һаятлиққа егә болған болиду, бирақ Худа Оғлини қобул қилмиған киши һаятлиққа егә болмиған болиду.
Мәңгүлүк һаят
13 Мән буларни Худа Оғлиға ишәнгән силәргә мәңгүлүк һаятқа егә болғанлиғини билсун, дәп яздим.
14 Худаниң алдида жүригимиз шундақ тоқки, Худаниң ирадисигә уйғун немини тилисәк, У дуа-тилавитимизни чоқум аңлайду.
15 Униң аңлайдиғанлиғини билгән екәнмиз, немини тилисәк, шуни беридиғанлиғиниму билимиз.
16 Бири қериндишиниң мәңгүлүк өлүмгә елип бармиғидәк гуна қилғанлиғини көрсә, униң үчүн дуа қилсун. Буниң билән Худа униң
бу қериндишиға һаятлиқ ата қилиду. Бу өлүмгә елип бармиғидәк гуна өткүзгәнләргә қарита ейтилған, лекин мәңгүлүк өлүмгә елип
барғидәк гунаму бар. Мән силәрни бундақ гуна қилғанлар үчүн дуа қилиңлар демәймән.
17 Һәммә адаләтсизлик гунадур, лекин мәңгүлүк өлүмгә елип бармайдиған гунаму бар.
18 Худаниң пәрзәнди болған кишиниң гуна қиливәрмәйдиғанлиғини билимиз, чүнки Худа Оғли Әйса Мәсиһ бундақ кишини қоғдап қалиду, шуңа шәйтанму униңға тегәлмәйду.
19 Бизгә мәлумки, биз Худаға мәнсүпмиз. Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр болса, шәйтанниң башқурушидидур.
20 Йәнә бизгә мәлумки, Худа Оғли дунияға кәлди вә һәқиқий Худани тонушимиз үчүн, У бизгә әқил-парасәт ата қилди. Биз һәқиқий Худаға бағлинип яшаватимиз, чүнки биз Униң Оғли Әйса Мәсиһкә бағланғанмиз. Әйса Мәсиһ һәқиқий Худадур вә мәңгүлүк һаяттур!
21 Әзиз балилирим, Худаға беғишланған қәлбиңлардики орунни һәр қандақ нәрсиләрниң егиләвелишидин сақлиниңлар.