1 Қәдирлик Гаюсқа мәнки мәсиһийләр җамаитиниң йетәкчисидин салам! Мән чин көңлүмдин сени сөйимән.
2 Қәдирлик достум, қәлбиң сағлам болғандәк, һәммә ишлириңниң оңушлуқ вә тениңниң саламәт болушиға тиләкдашмән.
3 Бәзи қериндашлар келип, сениң Худаниң һәқиқитидә чиң турғанлиғиңни, йәни һәқиқәт йолида давамлиқ меңиватқанлиғиңни ейтқанда, мән бәк хурсән болдум.
4 Мән үчүн пәрзәнтлиримниң һәқиқәт йолида меңиватқанлиғини аңлаштинму чоң хошаллиқ йоқтур. Худаниң хизмитидә болидиғанларға ярдәм бериш
5 Қәдирлик достум, Әйса Мәсиһкә хизмәт қилиш йолида кәлгән қериндашларниң бәзилири һәтта саңа натонуш болсиму, сән уларға ярдәм берип кәлдиң. Бу сениң Худаға болған садақәтмәнлигиңни көрситиду.
6 Улар бу йәрдики мәсиһийләр җамаити алдида сениң бу меһир-муһәббитиңгә гувалиқ бәрди. Уларни буниңдин кейинму
давамлиқ күтүвелип, Худани хурсән қилған һалда уларниң сәпиригә ярдәм бәрсәң, яхши қилған болисән.
7 Чүнки улар бу сәпәрдә ишәнмигәнләрниң һәр қандақ ярдимини қобул қилмай Әйса Мәсиһниң хизмитидә йолға чиқти.
8 Шуңа биз бундақ садақәтмән кишиләр билән бирликтә һәқиқәт йолида хизмәт қилиш үчүн уларни қоллап-қувәтлишимиз керәк.
9 Бу тоғрилиқ җамаәткә бир парчә хәт язғандим, лекин уларниң арисида өзини чоң тутувалған, җамаәткә башлиқ болуш тамасида болған Диотирип бизниң сөзүмизгә кирмиди. 10 Шуниң үчүн мән барғанда, униң қилған әскиликлирини йүзигә салимән. У бизгә яман сөзләр билән һуҗум қиливатиду. У буниң биләнла чәклинип қалмай, Әйса Мәсиһниң хизмитини қилиш үчүн кәлгән қериндашлиримизниму қобул қилмайватиду. Һәтта бу қериндашлиримизни қобул қилмақчи болған кишиләрни тосап, уларни җамаәттин қоғлап чиқириватиду.
11 Қәдирлик достум, яманлиқтин әмәс, яхшилиқтин үлгә ал. Яхшилиқ қилған киши Худаға мәнсүптур, яманлиқ қилған киши Худани тонуп йәтмигәндур.
12 Демитргә кәлсәк, һәммиси уни яхши адәм дәп махтимақта. Буни униң һәқиқәт йолида қандақ маңғанлиғидинму билгили болиду. Бизму униңға гувалиқ беримиз һәм гувалиғимизниң растлиғини сәнму билисән.
13 Саңа дәйдиған йәнә көп сөзлирим бар еди, лекин қәләм билән сияни ишләткәндин көрә,
14 сән билән пат арида дидар көрүшүшни әвзәл көрдүм. Шу чағда сөзлишәрмиз.
15Аманлиқ саңа яр болсун! Достлириңдин саңа салам. Сәнму у йәрдики достлиримизниң һәммисигә мәндин салам ейтқайсән