Әйса Мәсиһ — Ақлиғучимиздур
1 Әзиз балилирим, мән силәрни гуна қилмисун, дәп бу сөзләрни язмақтимән. Мабада биримиз гуна қилсақ, Ақлиғучимиз болған
адил Әйса Мәсиһ асмандики Атимизниң алдида бизни ақлайду.
2 Әйса Мәсиһ гуналиримизниң кәчүрүм қилиниши үчүн қилинған қурванлиқтур. Униң Өз җенини қурван қилиши, пәқәт бизниң
гуналиримиз үчүнла әмәс, бәлки пүткүл дуниядики инсанларниң гуналири үчүндур.
3 Худаниң әмирлиригә әмәл қилсақ, у чағда Худани тонуғанлиғимизни биләләймиз.
4 «Худани тонуймән» дәп туруп, Униң әмирлиригә әмәл қилмиған киши ялғанчидур, униңда һәқиқәт йоқтур.
5 Лекин Худаниң сөзигә әмәл қилсақ, Худаға болған меһир-муһәббитимизни һәқиқәтән мукәммәл ипадилигән болимиз. Өзимизниң Худаға бағлинип яшаватқанлиғимизни әйнә шуниңдин биләләймиз.
6 «Худаға бағлинип яшаймән» дегән киши Әйса Мәсиһкә охшаш яшиши керәк.Қериндашларға меһир-муһәббәт көрситишимиз керәк
7 Қәдирлик қериндашлар, силәргә бурун аңлап бақмиған йеңи бир әмирни әмәс, бәлки бурундин тартип силәр қобул қилип
келиватқан кона әмирни язмақтимән. Бу әмир Худаниң силәр бурундинла аңлап
келиватқан сөзидур.
8 Лекин бу әмирни йеңи әмир десәкму болиду, чүнки униң һәқиқәт екәнлиги Әйса Мәсиһниң һаятида вә силәрниң һаятиңларда намайән болди. Қараңғулуқ ахирлашмақта, һәқиқий йоруқлуқ болса, өз нурини чечишқа башлимақта.
9 Кимду-ким өзини «йоруқлуқта яшаватимән» дәп туруп, қериндишиға өчмәнлик қилса, у йәнила қараңғулуқта туруватқан болиду.
10 Қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәткән киши йоруқлуқта яшайду, униңда гунаға башлайдиған һеч немә қалмайду.
11 Лекин қериндишиға өчмәнлик қилған киши қараңғулуқтидур. У қараңғулуқта маңиду вә қәйәргә кетиватқанлиғини билмәйду, чүнки қараңғулуқ униң көзлирини кор қиливәткән.
12 Әзиз балилирим, мән бу хетимни силәргә йезиватимән, Чүнки гуналириңлар Әйса Мәсиһ арқилиқ кәчүрүм қилинди.
13 Атилар, буни силәргә йезиватимән, Чүнки силәр әзәлдин Бар Болғучини тонудуңлар. Жигитләр, буни силәргә йезиватимән,
Чүнки силәр шәйтан үстидин ғалибә қилдиңлар.
14 Әзиз балилирим, буни силәргә йезиватимән, Чүнки силәр асмандики Атимизни тонудуңлар. Атилар, буни силәргә йезиватимән,
Чүнки силәр әзәлдин Бар Болғучини тонудуңлар. Жигитләр, буни силәргә йезиватимән, Чүнки ишәнчиңлар күчлүк, Худаниң сөзи
қәлбиңларда яшайду, Шәйтан үстидинму ғалибә қилдиңлар.
15 Бу дунияни вә бу дуниядики ишларни сөймәңлар. Бу дунияни сөйсәңлар асмандики Атимизни сөймигән болисиләр.
16 Чүнки бу дуниядики ишлар, йәни җисманий һәвәс, ачкөзлүк вә мәғрурлуққа охшашларниң һәммиси бу дунияға мәнсүп болуп, улар һәргизму асмандики Атимиздин кәлгән әмәс.
17 Бу дуния вә униңдики һәвәсләрниң һәммиси өтүп кетиду, лекин Худаниң ирадисигә әмәл қилған киши мәңгү яшайду.
Әйса Мәсиһниң дүшмини
18 Әзиз балилирим, заман ахири болуп қалди. Силәр Әйса Мәсиһниң дүшмининиң ахир заманда келидиғанлиғини аңлиған. Әмәлиятта һазирниң өзидила нурғунлири мәйданға чиқти. Буниңдин заман ахири болуп қалғанлиғи бизгә мәлум.
19 Улар аримиздин чиқти, лекин улар бизниң кишилиримиздин әмәс. Чүнки бизниң кишилиримиздин болған болса, биздин айрилмиған болатти. Уларниң айрилип кетиши һеч қайсисиниң расттинла бизниң кишилиримиздин әмәслигини көрситип бәрди.
20 Силәр болсаңлар, Әйса Мәсиһтин Муқәддәс Роһни қобул қилдиңлар, шуниң үчүн һәммиңлар һәқиқәтни билисиләр.
21 Силәргә бу хәтни йезишимдики сәвәп, силәрниң һәқиқәтни билмигәнлигиңлар үчүн әмәс, бәлки һәқиқәтни билип, ялғанчилиқниң һәқиқәттин келип чиқмайдиғанлиғини чүшәнгәнлигиңлар үчүндур.
22 Әмсә, ким һәддидин ашқан ялғанчи? Һәзрити Әйсани рәт қилип,Уни «Мәсиһ, йәни Қутқaзғучи әмәс», дәп қариған адәм һәддидин аøқан ялғанчидур! Асмандики Атимизни вә Униң Оғли Әйса Мәсиһни рәт қилған киши Әйса Мәсиһниң дүшминидур.
23 Худа Өз Оғлин рәт қилғанларниң Атиси болмайду, әксичә Уни етирап қилғанларниң Атиси болиду.
24 Бурундин аңлап келиватқан тәлимни давамлиқ қәлбиңларда сақлаңлар. Шундақ қилсаңлар, силәрму давамлиқ асмандики Атимиз вә Униң Оғлиға бағлинип яшаватқан болисиләр.
25 Әйса Мәсиһниң бизгә қилған вәдиси бизни мәңгү һаятлиққа ериштүрүштур.
26 Силәрни аздурмақчи болғанларни көздә тутуп, буларни силәргә яздим.
27 Силәргә кәлсәк, Әйса Мәсиһ силәргә ата қилған Муқәддәс Роһ қәлбиңларда болғачқа, силәр башқиларниң йеңи тәлимигә муһтаҗ әмәссиләр. Муқәддәс Роһ силәргә һәммә һәқиқәтни үгитиду. Чүнки У һәқтур, ялған әмәстур. Шуңа мошу һәқиқәт бойичә давамлиқ Әйса
Мәсиһкә бағлинип яшаңлар.
28 Демәк, әзиз балилирим, давамлиқ Әйса Мәсиһкә бағлинип яшаңлар. Шундақ қилсаңлар, У қайтип кәлгәндә жүригимиз тоқ туриду һәм Униң алдида хиҗаләтчиликтә қалмаймиз.
29 Худаниң адил екәнлигини билгән екәнсиләр, адиллиққа әмәл қилғучиларниң Униң пәрзәнтлири екәнлигиниму биләләйсиләр.
Биз Худаниң пәрзәнтлири