Әйса Мәсиһ — һаятлиқ Сөзидур
1 Биз бу хетимиздә силәргә әзәлдин бар болған һаятлиқ Сөзитоғрисида баян қилмақчимиз. Биз бу һаятлиқ Сөзини өз қулиғимиз
билән аңлиған, өз көзүмиз билән көргән, күзәткән һәм Уни өз қоллиримиз билән тутқан.
2 Бу һаятлиқ бизгә аян болди. Биз Уни көрдуқ. Шуңа бу һәқтә гувалиқ беримиз һәм әслидә асмандики Атимиз билән биллә
болуп, кейин бизгә аян болған бу мәңгүлүк һаятни силәргә баян қилимиз.
3 Силәрниңму биз билән қериндаш болушуңлар үчүн көргән вә аңлиғанлиримизни силәргә йәткүзүватимиз. Биз бундақ қериндашлиқтин биллә һөзүрлинәләймиз. Чүнки биз һәммимиз бирликтә Атимиз вә Униң Оғли Әйса Мәсиһкә бағландуқ.
4 Һәммимизниң хошаллиғи толуп ташсун, дәп буларни силәргә йезиватимиз. Худаниң йоруқлуғида пак яшишимиз керәк
5 Биз Әйса Мәсиһтин аңлиған һәм силәргә йәткүзмәкчи болған хәвәр дәл шуниңдин ибарәтки, Худа йоруқлуқтур, Униңда һеч қандақ қараңғулуқ болмайду.
6 Әгәр өзимизни Худаға йеқин дәп туруп, йәнила гуна өткүзүп, қараңғулуқта меңивәрсәк, ялған ейтқан вә һәқиқәткә әмәл қилмиған болимиз.
7 Шуңа Худа йоруқлуқта болғинидәк, бизму йоруқлуқта болсақ, бир-биримизгә йеқин болимиз һәм Худа Оғли Әйса Мәсиһниң қурванлиқ қени бизни барлиқ гунадин пак қилиду.
8 Гунайимиз йоқ десәк, өз-өзимизни алдиған болимиз вә һәқиқәт қәлбимиздин орун алмиған болиду.
9 Гуналиримизни иқрар қилсақ, ишәнчлик вә адил Худа гуналиримизни кәчүрүм қилип, бизни барлиқ гуналиримиздин пак қилиду.
10 Гуна қилмидуқ десәк, Худани ялғанчи қилип қойған болимиз вә Униң сөзи қәлбимиздин орун алмиған болиду.