Биз Худаниң пәрзәнтлири
1 Қараңлар, асмандики Атимиз бизгә нәқәдәр меһир-муһәббәт көрсәткән һә! Униң меһир-муһәббити шунчилик чоңқурки, У бизни
«пәрзәнтлирим» дәп атиди. Һәқиқәтәнму биз Худаниң пәрзәнтлиримиз.Бирақ Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр асмандики Атимизни
тонумиғанлиқтин, бизниң Худаниң пәрзәнтлири екәнлигимизниму тонуп йетәлмәйду.
2 Қәдирлик қериндашлар, биз һазир Худаниң пәрзәнтлиримиз, лекин кәлгүсидә қандақ болидиғанлиғимиз техи
бизгә очуқ аян қилинмиған. Бирақ Әйса Мәсиһ қайтип кәлгәндә, Униңға охшаш болидиғанлиғимизни билимиз. Чүнки шу чағда У
қандақ болса, биз Уни шу пети көримиз.
3 Әйса Мәсиһкә бу үмүтни бағлиған һәр қандақ киши өзини пак тутиду, чүнки Әйса Мәсиһ пактур.
4 Гуна қилған киши Худаниң қануниға хилаплиқ қилған болиду, чүнки гуна қилғанлиқ Худаниң қануниға хилаплиқ қилғанлиқтур.
5 Һалбуки, силәр Әйса Мәсиһниң инсанларни гунайидин азат қилиш үчүн дунияға кәлгәнлигини вә Униң гунасиз екәнлигини билисиләр.
6 Шуңа Әйса Мәсиһкә бағлинип яшаватқан киши гуна қиливәрмәйду. Гуна қиливеридиған киши Әйса Мәсиһни чүшәнмигән вә Уни тонуп йәтмигән болиду.
7 Әзиз балилирим, кишиләр силәрни алдап кәтмисун. Һәққанийлиққа әмәл қилған киши Әйса Мәсиһ һәққаний болғинидәк һәққанийдур.
8 Лекин гуна қиливеридиған киши шәйтанға мәнсүптур, чүнки шәйтан әзәлдин тартип гуна қилип кәлмәктә. Худа Оғли Әйса Мәсиһниң дунияға келиштики мәхсити шәйтанниң ишлирини йоқ қилиштур.
9 Худаниң пәрзәнди болған киши гуна қиливәрмәйду. Униңда Худаниң тәбиити моҗут болғачқа, гуна қиливәрмәйду.
10 Һәққаний йолни тутмайдиған яки қериндишиға меһир-муһәббәт көрсәтмәйдиған киши Худаниң пәрзәнди әмәстур. Худаниң пәрзәнтлири билән шәйтанниң пәрзәнтлири мана мошуниң билән пәриқлиниду. Бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли
11 Бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситәйли! Мана бу силәр бурундин аңлап келиватқан тәлим.
12 Шәйтанға мәнсүп болуп, инисини өлтүргән Қабилға охшаш болмаңлар! Қабил немишкә инисиға өчмәнлик қилип, уни өлтүрди? У өзиниң қилғанлири наһәқ, инисиниң қилғанлири һәқ болғанлиғи үчүн шундақ қилди.
13 Шуңа, қериндашлар, Әйса Мәсиһкә ишәнмигәнләр силәргә өчмәнлик қилса, буниңға һәйран қалмаңлар.
14 Биз қериндашларға меһир-муһәббәт көрсәткәнлигимиздин, өлүмдин мәңгүлүк һаятқа өткәнлигимизни билимиз. Меһир-муһәббәтлик болмиған киши өлүмниң илкидә қалиду.
15 Қериндишиға өчмәнлик қилған киши Худаниң нәзәридә қатилдур. Һеч қандақ бир қатилниң мәңгүлүк һаятқа егә болалмайдиғанлиғини билисиләр.
16 Меһир-муһәббәтниң немә екәнлигини Әйса Мәсиһниң биз үчүн Өз җенини пида қилғанлиғидин биләләймиз. Шуңа бизму
қериндашлиримиз үчүн өз җенимизни пида қилишқа тәйяр турушимиз керәк.
17 Әгәр мал-дунияси бар болған киши қериндишиниң еһтияҗини көрүп туруп, униңға ярдәм қилмиса, бундақ кишидә
нәдинму Худаниң меһир-муһәббити болсун?
18 Әзиз балилирим, қуруқ сөз билән әмәс, бәлки әмәлият вә һәқиқәт билән башқиларға меһир-муһәббәт көрситәйли. Худа алдида жүригимиз тоқ болсун
19 Биз қериндашлиримизға меһир-муһәббәт көрсәткәнлигимиздин өзимизниң һәқиқәткә мәнсүп екәнлигимизни биләләймиз вә Худаниң алдида өзимизни хатирҗәм қилалаймиз.
20 Шундақтиму, бәзидә вижданимиз йәнила азапланса, шуни билишимиз керәкки, Худа вижданимиздин улуқ вә һәммини билгүчидур.
21 Қәдирлик қериндашлар, әгәр вижданимиз азапланмиса, жүригимиз тоқ һалда Худаниң алдиға баралаймиз.
22 Шундақла Худаниң әмирлиригә әмәл қилип, Уни хурсән қилидиған ишларни қилғанлиғимиздин, Униңдин тилигәнлиримизгә еришәләймиз.
23 Худаниң әмри шуки, Униң Оғли Әйса Мәсиһкә ишинишимиз һәм Әйса Мәсиһниң бизгә буйруғинидәк бир-биримизгә меһир-муһәббәт көрситишимиздин ибарәттур.
24 Худаниң әмирлиригә әмәл қилған киши Худаға бағлинип яшиған вә Худа униң қәлбидә яшиған болиду. Худаниң қәлбимиздә
яшайдиғанлиғини Униң бизгә ата қилған Муқәддәс Роһидин билимиз.