Мунәҗҗимләр зиярити
1 Һәзрити Әйса Һирод падиша заманисида Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида дунияға
кәлди. Кейин шәриқтин бәзи мунәҗҗимләр Йерусалимға келип, кишиләргә:
2 — Йәһудийларниң йеңидин туғулған Падишаси қәйәрдә? Биз Униң туғулғанлиғидин бешарәт
беридиған юлтузниң шәриқтин көтирилгәнлигини көрдуқ. Шуңа Униңға сәҗдә қилғили кәлдуқ, — дейишти.
3 Буни аңлиған Һирод падиша алақзадиликкә чүшти. Җүмлидин, пүткүл Йерусалим хәлқиму
шундақ болди.
4 Һирод падиша пүткүл алий роһанийлар вә Тәврат устазлирини чақирип, улардин:
— Пәйғәмбәрләр Қутқaзғучи-Мәсиһ қәйәрдә туғулиду дегән еди? — дәп сориди.
5 — Йәһудийә өлкисиниң Бәйтләһәм йезисида, чүнки бу тоғрилиқ Мика пәйғәмбәр мундақ
хатирилигән:
6 «Әй Йәһудийә зиминидики Бәйтләһәм, Йәһудийә рәһбәрлириниң нәзәридә орнуң муһим. Чүнки
сәндин чиққуси, Хәлқим исраилларниң Йетәкчиси», — дейишти улар.
7 Буниң билән Һирод падиша мунәҗҗимләрни мәхпий чақиртип, юлтузниң қачан пәйда
болғанлиғини уқувалди. 8Андин: «Берип Балини көңүл қоюп издәңлар. Тапқан һаман маңа
хәвәр қилиңлар, мәнму Униң алдиға берип сәҗдә қилип келәй», дәп уларни Бәйтләһәмгә
йолға салди.
9 Мунәҗҗимләр Һирод падишаниң сөзигә бенаән йолға чиқти. Шәриқтин көтирилгән һелиқи юлтуз
уларға йол башлап маңди, улар Бала туғулған йәргә келип тохтиди.
10 Улар һелиқи юлтузни көргинидин интайин хошал болушти
11 һәм өйгә кирип Балини аниси Мәрийәм билән биллә көргинидә, йәргә баш қоюп Балиға сәҗдә
қилишти. Андин сандуқлирини ечип, алтун, мәстәк, мурмәкки қатарлиқ
соғиларни елип сунушти.
12 Улар қайтмақчи болғанда, Худа уларниң чүшидә Һирод падишаниң йениға бармаслиққа
агаһландуруш бәргәнликтин, улар башқа йол билән өз жутиға қайтишти. Мисирға қечиш
13 Мунәҗҗимләр кәткәндин кейин, Худаниң бир периштәси Йүсүпниң чүшидә көрүнүп:
— Орнуңдин тур! Ана вә Бала иккисини елип Мисирға қач. Мән саңа хәвәр бәргичә у йәрдә
тур. Чүнки Һирод падиша Балини издәп тепип өлтүрмәкчи, — деди.
14 Буниң билән Йүсүп орнидин туруп, ана вә Бала иккисини елип шу кечила Мисирға қарап
йолға чиқти.
15 Улар Һирод падиша өлгичә шу йәрдә турди. Буниң билән Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан: «Оғлумни Мисирдин Мән чақирдим», дегән сөзи әмәлгә ашурулди.
Оғул бовақларниң өлтүрүлүши
16 Һирод падиша мунәҗҗимләргә алданғанлиғини сезип, қаттиқ ғәзәпләнди. У мунәҗҗимләрниң ейтқанлириға асасән Бовақниң йешини һесаплап чиқип, Бәйтләһәм йезиси вә йеқин әтраптики икки яш вә униңдин төвән яштики оғул балиларниң һәммисини өлтүрүш тоғрисида буйруқ чүшәрди.
17 Буниң билән Худаниң Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтқан мону сөзлири әмәлгә ашурулди:
18 «Рамада аңланди жиға-зар вә пәрият, Қан жиғлайду пәрзәнтлиригә Раһилә, Тәсәллигә қайил әмәс пәқәтла, Чүнки қалмиди пәрзәнтлири һаят». Мисирдин қайтип келиш
19 Һирод падиша өлгәндин кейин, Мисирда Йүсүпниң чүшидә Худаниң бир периштәси көрүнүп:
20 — Орнуңдин тур! Бала вә анисини елип Исраилға қайт! Чүнки Балиниң җенини алмақчи
болғанлар өлди, — деди.
21 Буниң билән Йүсүп Бала вә анисини елип Исраилға қайтти.
22 Бирақ Йүсүп Һирод падишаниң оғли Археласниң падишалиқ тәхткә варислиқ қилип, Йәһудийә өлкисидә һөкүмранлиқ жүргүзүватқанлиғидин хәвәр тепип, қайтиштин қорқти. Кейин у Худаниң бешаритигә асасән
23 Җәлилийә өлкисигә берип, Насирә шәһиригә орунлашти. Буниң билән пәйғәмбәрләрниң: «У насирәлик дәп нам алиду», дегини әмәлгә ашурулди.