Әйса Мәсиһниң нәсәбнамиси
1Әйса Мәсиһниң әҗдатлири: Әйса Мәсиһ Давут падишаниң Әвлади, Давут падиша болса
Ибраһимниң әвлади.
2 Ибраһим Исһақниң атиси, Исһақ Яқупниң атиси, Яқуп Йәһуда вә униң қериндашлириниң
атиси,
3 Йәһуда Тамардин туғулған Парәс вә Зәраһниң атиси, Парәс Һесронниң атиси, Һесрон
Рамниң атиси,
4 Рам Амминадабниң атиси, Амминадаб Наһшонниң атиси, Наһшон Салмонниң атиси,
5 Салмон Раһабдин туғулған Боазниң атиси, Боаз Руттин туғулған Обидниң атиси,
Обид Йишайниң атиси,
6 Йишай Давут падишаниң атиси, Давут падиша Урияниң аялидин туғулған Сулайманниң
атиси,
7 Сулайман Реһабамниң атиси, Реһабам Абияниң атиси, Абия Асаниң атиси,
8 Аса Йәһошафатниң атиси, Йәһошафат Йорамниң атиси, Йорам Узийәниң атиси,
9 Узийә Йотамниң атиси, Йотам Аһазниң атиси, Аһаз Һизикийәниң атиси,
10 Һизикийә Манассәниң атиси, Манассә Амонниң атиси, Амон Йошийәниң атиси,
11Йошийә Исраил әвлатлири Бабилонға сүргүн қилинғанда туғулған Йәконйә вә униң
қериндашлириниң атиси,
12 Йәконйә исраиллар Бабилонға сүргүн болғандин кейин туғулған Шалтийәлниң атиси,
Шалтийәл Зерубабилниң атиси,
13 Зерубабил Абиһудниң атиси, Абиһуд Әляқимниң атиси, Әляқим Азорниң атиси,
14Азор Садоқниң атиси, Садоқ Аһимниң атиси, Аһим Әлиһудниң атиси,
15 Әлиһуд Әлъазарниң атиси, Әлъазар Матанниң атиси, Матан Яқупниң атиси,
16 Яқуп Мәрийәмниң ери Йүсүпниң атиси, Мәрийәм Мәсиһ дәп аталған Әйсаниң аписи.
17 Бундақ болғанда, Ибраһим пәйғәмбәрдин Давут падишағичә он төрт әвлат, Давут
падишадин исраиллар Бабилонға сүргүн қилинғичә он төрт әвлат вә улар Бабилонға
сүргүн болғандин Мәсиһ дунияға кәлгәнгә қәдәр охшашла он төрт әвлат өткән. Әйса
Мәсиһниң дунияға келиши
18 Әйса Мәсиһниң дунияға келиши мундақ болған: Мәрийәм билән Йүсүпниң вәдилишиш
чейи ичкүзүлгән еди. Бирақ улар некалинип бирлишиштин илгири, Мәрийәмниң Муқәддәс
Роһтин һамилдар болғанлиғи мәлум болди.
19 Мәрийәмниң лайиғи Йүсүп дурус адәм болғачқа, Мәрийәмни халайиқ алдида номусқа
қалдурмаслиқ үчүн, униңдин җим-җитла айрилип кәтмәкчи болди.
20 Бирақ у бу ишни ойлап жүргинидә, Пәрвәрдигарниң бир периштәси униң чүшидә
көрүнүп: «Әй Давут падишаниң әвлади Йүсүп, Мәрийәмни әмриңгә елиштин қорқма, чүнки
туғулидиған бала Муқәддәс Роһтин кәлгән.
21 У бир Оғул туғиду. Униңға Әйса дәп исим қойғин, чүнки У Өз хәлқини гуналиридин
қутқузиду», деди.
22 Мана булар Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ:
23 «Пак қиз һамилдар болуп бир Оғул туғиду, Униң исми Иммануел қоюлиду» дегән сөзиниң
әмәлгә ашурулушидур.
24 Йүсүп ойғинип периштәниң дегинини қилип, Мәрийәмни әмригә алди.
25 Лекин Мәрийәм бошанғичә униң билән бир ястуққа баш қоймиди. Бала туғулғанда, Йүсүп
Униңға Әйса дәп исим қойди.
---------------------------------------------------------------------------------
21. Әйса — «Пәрвәрдигар қутқузиду» дегән мәнани билдүриду.
23. Иммануел — «Худа биз билән биллә» дегән мәнани билдүриду.