Қутқузулушқа сәл қаримаслиқ
1 Шуңа һәқиқәттин жирақлишип кәтмәслигимиз үчүн, аңлиған һәқиқәттә техиму чиң турушимиз керәк.
2 Периштәләр арқилиқ Муса пәйғәмбәргә йәткүзүлгән Тәврат қануниниң һәқ екәнлиги испатланған һәм шу қанунға хилаплиқ қилғанлар
яки бойсунушқа сәл қариғанларниң һәммиси тегишлик җазасини тартқан.
3 Шундақ екән, шунчә улуқ қутқузулушқа көз жумсақ, қандақму шу җазадин қечип қутулалаймиз?! Қутқузулуш хәвирини дәсләптә
Рәббимиз уқтурған, Уни беваситә аңлиғанлар бу қутқузулушниң һәқлиғи тоғрисида бизгә гувалиқ бәргән.
4 Худа көрсәткән һәр хил мөҗүзә, карамәт вә қудрәтлик ишлар, шундақла Өз ирадиси бойичә мәсиһийләргә Муқәддәс Роһниң һәдийәлирини
ата қилиш арқилиқ буниңға гувалиқ бәрди. Инсанларни қутқузулуш йолиға башлиғучи
5 Мән дәватқан кәлгүси дунияни Худа периштәләрниң башқурушиға өткүзүп бәргини йоқ.
6 Бу һәқтә Муқәддәс Язмиларниң бир йеридә мундақ гувалиқ берилгән: «Әй Худа, адәм немә еди, Сән униңға шунчә ғәмхорлуқ қилғидәк?
Адәм балиси немә еди, Сән униңға шунчә көңүл бөлгидәк?
7 Гәрчә уни периштәләрдин бир аз төвән қилған болсаңму, Шан-шәрәп вә һөрмәт таҗини униңға кийдүрүп,
8 Барлиқ мәвҗудатларни униңға тиз пүктүрдүң». «Барлиқ мәвҗудатларни униңға тиз пүктүрдүң» дегини, һеч қандақ нәрсә униң башқурушиниң
сиртида әмәс дегәнликтур. Бирақ барлиқ мәвҗудатларниң униңға тиз пүктүрүлгинини техи көрмидуқ.
9 Лекин һазир биз Өзини қурван қилиш сәвәвидин шан-шәрәп вә һөрмәт таҗи кийдүрүлгән Әйса Мәсиһни көрдуқ. У Худаниң меһир-шәпқити
билән пүткүл инсанларни дәп, бир мәзгил периштәләрдин төвән қилинип, өлүмниң тәмини тетиди.
10 Пүткүл мәвҗудатни Өзи үчүн вә Өзи арқилиқ яратқан Худа нурғун пәрзәнтләрни Өзиниң шан-шәривидин һөзүрләндүрүш үчүн,
уларни қутқузулушқа елип барғучи Әйса Мәсиһни азап-оқубәт арқилиқ камаләткә йәткүзүшни мувапиқ көрди.
11 Инсанларни пак қилғучи Әйса Мәсиһ билән пак қилинған инсанлар һәммиси бир
7. Яки «бир мәзгил». Атидиндур. Шуниң үчүн Әйса Мәсиһ уларни «қериндаш» дейиштин номус қилмай,
12 худди Муқәддәс Язмиларда йезилғандәк, Худаға: «Намиңни қериндашлиримға җакалаймән, Җамаәт ичидә Сени қошаққа қетип мәдһийиләймән», дегән.
13 У йәнә: «Мән Саңа ишинимән» вә «Қараңлар, мана Мән бу йәрдә Худа Маңа ата қилған пәрзәнтләр билән биллә», дегән.
14 Пәрзәнтләрниң тени гөш билән қанниң гәвдиси болғачқа, Әйса Мәсиһму шу пәрзәнтләрниңкигә охшаш гәвдидә болди. Бундақ
қилиштики мәхсәт, У Өз өлүми арқилиқ өлүм һоқуқини тутқан шәйтанниң күчини бекар қилип,
15 өмүр бойи өлүм қорқунучиниң қули болғанларниң һәммисини азатлиққа ериштүрүш үчүн еди.
16 Наһайити рошәнки, Әйса Мәсиһ периштәләргә әмәс, Ибраһимниң әвлатлириға ярдәм беришкә кәлди.
17 Шуңа У һәр җәһәттин қериндашлириға охшаш болуши керәк еди. Шундақ болғанда, У Худаниң хизмитидә рәһимдил вә садиқ Баш Роһаний
болуп, инсанларниң гуналирини Худаниң кәчүрүшигә ериштүридиған қурванлиқни берәләтти.
18 У синақларни Өз бешидин кәчүрүп, азап чәккәчкә, синақларға дуч кәлгәнләргә ярдәм берәләйду.