Оғул периштәләрдин үстүндур
1Қедимки заманларда Худа әҗдатлиримизға пәйғәмбәрләр арқилиқ һәр хил йоллар билән нурғун қетим сөзлигән еди.
2 Мошу ахирқи вақитларда болса бизгә Өз Оғли арқилиқ сөзлиди. Худа каинатни Оғли арқилиқ яратти вә Оғлини пүткүл мәвҗудатниң мирасхори қилип бәкитти.
3 У Атиси Худаниң улуқлуғидин парлиған нур, Атисиниң тәбиитиниң һәқиқий обризидур. У Өз сөзиниң қудрити билән пүткүл каинатниң
моҗутлуғини давамлаштурмақта. У Өзини қурван қилиш төләмигә инсанларниң гуналиридин паклиниш йолини ечип бәргәндин кейин, асмандики Худаниң оң йенида олтарди.
4 Демәк, Оғулға берилгән мәртивә периштәләрниңкидин көп үстүн болғинидәк, Оғулниң Өзиму улардин көп үстүндур.
5 Чүнки Муқәддәс Язмиларда мундақ дейилгән: «Сән Мениң Оғлумсән, бүгүн Мән Сениң Атаң екәнлигимни җакалидим». Бу сөзни Худа
һәр қандақ бир периштәсигә дегән әмәс, шундақла Худа йәнә һеч қандақ бир периштә тоғрилиқ: «Мән Униңға Ата болимән, уму Маңа
Оғул болиду», дегәнму әмәс. 6 Һалбуки, Худа Өзиниң әң алий һоқуқлуқ бирдин-бир Оғлини йәр йүзигә әвәткәндә, «Пүткүл периштәләр Униңға сәҗдә қилсун», дегән.
7 Худа периштәләр һәққидә: «Худа хизмәткарлири болған Өз периштәлирини шамал һәм от ялқуни қилар», дегән болса,
8 Оғлиға: «Сән Худасән, тәхтиң мәңгүлүктур. Сән адиллиқ билән һоқуқ жүргүзисән.
9 Һәққанийәтни сөйдүң, наһәқлиқтин нәпрәтләндиң. Шуниң үчүн Худа — Сениң Егәңниң Саңа ата қилған шан-шөһрәт вә пәхрий шатлиғи
һәмралириңға ата қилғинидин көп артуқтур», дегән.
10 Худа Оғлиға йәнә мундақ дегән: «Әй Рәб, Сән һәммидин бурун зиминниң асасини салдиң, Асманму Сениң қоллириңниң иҗадийитидур.
11 Улар йоқилиду, лекин Сән мәңгү йоқалмайсән. Асман-зимин кийим-кечәктәк конирайду.
12 Уларни худди кона чапанни жиғиштурғандәк пүрләп жиғиштурисән. Кийим-кечәк йеңиланғандәк, Асман-зиминму йеңилиниду.
Лекин Сән әсла өзгәрмәйсән. Һаятлиғиң ахирлашмайду».
13 Худа Өз Оғлиға дегән мону сөзни периштәләрниң бирәрсигә дәп баққан әмәс: «Мән Сениң дүшмәнлириңни Айиғиң астида дәссәткичә, Мениң оң йенимда олтарғин!»
14 Шундақ екән, пүткүл периштәләр пәқәт Худаниң хизмәткарлиридур. Улар қутқузулидиғанларға хизмәт қилиш үчүн Худа тәрипидин әвәтилгән роһлардур.