Aдәм атиниң әвлатлири
1 Төвәндикиләр Aдәм атиниң әвлатлиридур:
Худа Адәмни Өзигә охшайдиған қилип яратти.
2 Уларни әр вә аял қилип айрип, уларға бәхит ата қилди
һәм уларни «адәм» дәп атиди.
3 Адәм ата йүз оттуз йешида өзигә охшайдиған йәнә бир оғул
пәрзәнт көрүп, униң исмини Сет қойди.
4 Адәм ата Сетни тапқандин кейин, йәнә сәккиз йүз жил һаят
кәчүрүп, йәнә көп оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
5 У тоққуз йүз оттуз йешида аләмдин өтти.
6 Сет йүз бәш йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Енош
қойди.
7 Кейин у йәнә сәккиз йүз йәттә жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
8 У тоққуз йүз он икки йешида аләмдин өтти.
9 Енош тохсән йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини Қенан
қойди.
10 Кейин у йәнә сәккиз йүз он бәш жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-
қиз пәрзәнтләрни көрди.
11 У тоққуз йүз бәш йешида аләмдин өтти.
12 Қенан йәтмиш йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини
Маһалалил қойди.
13 Кейин у йәнә сәккиз йүз қириқ жил һаят
кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
14 У тоққуз йүз он йешида аләмдин өтти.
15 Маһалалил атмиш бәш йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң
исмини Ярет қойди.
16 Кейин у йәнә сәккиз йүз оттуз жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
17 У сәккиз йүз тохсән бәш йешида аләмдин өтти.
18 Ярет бир йүз атмиш икки йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң
исмини Һанух қойди.
19 Кейин у йәнә сәккиз йүз жил һаят кәчүрүп,
йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
20 У тоққуз йүз атмиш икки йешида аләмдин өтти.
21 Һанух атмиш бәш йешида бир оғул пәрзәнт көрүп, униң исмини
Мәтушәлаһ қойди.
22 Шуниңдин кейин Һанух үч йүз жил җәриянида
Худа билән йеқин яшиди. У йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
23 У йәр йүзидә җәми үч йүз атмиш бәш жил яшап,
24 пүтүн һаятини Худа билән йеқин өткүзүп, бир күни көздин ғайип болди. Чүнки
Худа уни Өз йениға елип кәткән еди.
25 Мәтушәлаһ бир йүз сәксән йәттә йешида бир оғул пәрзәнт
көрди. Униң исмини Ламик қойди.
26 Кейин у йәнә йәттә йүз сәксән
икки жил һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
27 У тоққуз йүз атмиш тоққуз йешида аләмдин өтти.
28 -29 Ламик бир йүз сәксән икки йешида бир оғул пәрзәнт көрүп,
униң исмини Нуһ дәп қойди. У: «Пәрвәрдигарниң йәргә ләнәт
ейтиши билән, биз җапалиқ ишларға қалған. Әнди бу бала бизниң
еғирчилиғимизни йениклитиду», деди.
30 Нуһни тапқандин кейин, Ламик йәнә бәш йүз тохсән бәш жил
һаят кәчүрүп, йәнә оғул-қиз пәрзәнтләрни көрди.
31 У йәттә йүз йәтмиш йәттә йешида аләмдин өтти.
32 Нуһ бәш йүз яшқа киргәндин кейин, Сам, Һам, Япәт исимлиқ
үч оғул пәрзәнт көрди.
-----------------------------------------------------------------------------------------------
28-29.Нуһ — «йениклитиш» дегән сөз билән аһаңдаш.
2.«Худаниң оғуллири»—бу һәқтә үч хил чүшәнчә бар:
1.Инсан әмәс, бәлки асмандики бир хил зат, периштә яки роһтин ибарәт.
2.Дәриҗидин ташқири адәм болуп, падиша яки һөкүмдарға охшаш.
3.Худасиз Қабилниң әвлатлиридәк әмәс, бәлки Худа йолида маңидиған
Сетниң әвлатлириға охшаш.