Қабил билән Һабил
Адәм ата аяли Һава ана билән биллә болди. Һава ана һамилдар
болуп, бир оғул туғди. У: «Пәрвәрдигарниң ярдими билән бир
оғулға егә болдум», деди вә исмини Қабил қойди.
2 Кейин у йәнә бир оғул туғуп, исмини Һабил қойди. Иккиси чоң болғандин кейин,
Һабил падичи болди, Қабил болса дехан болди.
3 Һосул мәзгили кәлгәндә, Қабил йәрниң мәһсулатидин елип
Пәрвәрдигарға тәғдим қилди.
4 Һабилму қой падиси ичидин тунҗа
туғулған қозилардин союп, таза семиз йеридин Пәрвәрдигарға тәғдим
қилди. Пәрвәрдигар Һабилни вә униң соғисини қобул қилди.
5 Бирақ Қабилни вә униң соғисини қобул қилмиди. Буниңдин интайин хапа
болған Қабилниң чирайи тутулуп кәтти.
6 Шу чағда Пәрвәрдигар Қабилға: —Немишкә хапа болисән? Чирайиң немишкә тутулуп кәтти?
7 Әгәр дурус иш қилған болсаң, сениму қобул қилған болаттим!
Бирақ яманлиқ қилсаң, гуна худди ишик алдида етилмақчи болуп
турған явайи иштқа охшаш сениң вуҗудуңни чирмавалиду. У сени
өз илкигә алмақчи болсиму, лекин сән уни йеңишиң лазим!— деди.
8 Кейин Қабил иниси Һабилға: —
Җүр, далада сәйлә қилип келәйли!—деди. Улар даладики вақтида, Қабил инисиға қол
селип, уни өлтүрүвәтти.
9 Пәрвәрдигар Қабилдин:—Иниң Һабил қени?—дәп сориди.
—Билмәймән, мән инимниң баққучисимидим?
—дәп җавап бәрди у.
10 Пәрвәрдигар кәйнидинла уни:—
Бу немә қилғиниң? Иниңниң интиқам елиш үчүн дат-пәрият
қиливатқан қени Маңа көрүнүп туриду.
11 Сән әнди ләнәткә учрайсән.
Буниңдин кейин бу йәрдә туралмайсән! Чүнки сән иниңни өлтүрдүң,
йәргә қан төктүң.
12 Сән йәргә ишлигән тәғдирдиму, йәр саңа һосул
бәрмәйду. Сән әнди сәрсан болуп, йәр йүзидә сәргәрданлиқта
жүрисән,—дәп әйиплиди.
13 Буни аңлиған Қабил Пәрвәрдигарға мундақ деди:—
Мән бундақ еғир җазани көтирәлмәймән.
14 Сән мени бу йәрдин қоғлап, һозуруңдин һайдаватисән!
Мән әнди өй-макансиз, сәрсан болуп, йәр йүзидә сәргәрданлиқта жүримән.
Мени көргәнла киши өлтүрүветиду!
15 Лекин Пәрвәрдигар:
— Яқ, сени өлтүргән киши йәттә һәссә қаттиқ җазалиниду,
— деди.Шуниң билән Пәрвәрдигар Қабилни өлтүрмәкчи болғанларни
агаһландуруш үчүн, униң пешанисигә алаһидә бәлгү қоюп қойди.
16 Буниң билән Қабил Пәрвәрдигарниң һозуридин чиқип, Ерәм
бағниң шәриқ тәрипидики Нод дегән җайда олтирақлишип қалди.
Қабилниң әвлатлири
17 Қабил аяли билән биллә болди. Аяли һамилдар болуп, бир оғул
туғди. Униң исмини Һанух қойди. Қабил бир шәһәр бена қилип,
шәһәрни оғлиниң исмида атиди.
18 Һанухтин Ирад төрәлди, Ирадтин
Меһуяил төрәлди, Меһуяилдин Метушаил төрәлди, Метушаилдин
Ламик төрәлди.
19 Ламик икки хотун алди, бириниң исми Адә, йәнә бириниң
исми Зиллә еди.
20 Адә Ябални туғди. Ябал көчмән малчиларниң
бовиси болди.
21 Униң инисиниң исми Юбал еди. Юбал чилтар вә
нәй чалғучиларниң бовиси болди.
22 Зиллә Тубал-Қайин дегән бир
оғулни туғди. Тубал-Қайин мис, төмүр җабдуқларни ясиғучиларниң
бовиси болди. Тубал-Қайинниң Нәимә исимлиқ бир сиңлиси бар еди.
23 Ламик икки аялиға по ейтип, мундақ деди:«Әй Адә билән Зиллә, сөзүмгә қулақ селиңлар!
Әй аяллирим, көңүл қоюп аңлаңлар!
Мени яридар қилған бир адәмни өлтүрдүм. Мени урған бир яшни өлтүрдүм.
24 Қабилни өлтүргүчи йәттә һәссә җазаланса,
Мени өлтүргүчи йәтмиш йәттә һәссә җазалиниду».
Сет билән Енош
25 Адәм ата йәнә өз аяли билән биллә болуш нәтиҗисидә аяли бир
оғул туғди. Һава ана: «Худа маңа Қабил өлтүрүвәткән Һабилниң
орниға бир оғул бәрди»,— деди. Шуңа у исмини Сет қойди.
26 Сеттин бир оғул туғулуп, исми Енош қоюлди. Мана шу чағдин башлап,
адәмләр Пәрвәрдигарға ибадәт қилишқа башлиди.
------------------------------------------------------------------------
1.Қабил — ибраний тилидики «егә болдум» дегән сөз билән аһаңдаш.