Худаниң Бәйтәлдә Яқупқа бәхит ата қилиши
1 Худа Яқупқа: — Сән акаң Әсавдин қечип Һаранға маңғиниңда, Бәйтәл шәһиридә саңа
көрүнгән Худа Мән болимән. Сән әнди Бәйтәлгә берип, у йәрдә туруп қал вә Мән үчүн
бир қурванлиқ суписини яса,— деди.
2 Бу чағда Яқуп өз аилисидикиләргә вә униң билән биллә туруватқанларға: — Силәр
бутлириңларни ташлаветип, өзәңларни паклап пакиз кийимләрни кийиңлар.
3 Биз бу йәрдин кетип, Бәйтәл шәһиригә баримиз. Мән у йәрдә Худаға атап бир қурванлиқ
суписини ясимақчимән. Чүнки мән қийинчилиққа учрап, мусапир болуп жүргән вақтимда,
Худа маңа ярдәм қилип, маңа яр болған еди, — деди.
4 Буниң билән улар пүтүн бутлирини вә қулиғидики һалқиларни Яқупқа тапшурди. Яқуп
бу нәрсиләрни Шәкәм шәһиригә йеқин җайдики емән дәриғиниң түвигә көмүп қойди.
5 Яқуп вә униң оғуллири йолға чиққан вақитта, Худа әтраптики шәһәрләрниң хәлиқлиригә
қорқунуч селип, уларниң кәйнидин қоғлашқа җүръәт қилалмайдиған қилип қойди.
6 Яқуп пүтүн аилисидикиләр билән Қанан райониниң Луз дегән йеригә, йәни һазир Бәйтәл дәп
атилидиған җайға йетип кәлди.
7 Яқуп у йәрдә бир қурванлиқ суписини ясап, у йәрни Әл-Бәйтәл дәп атиди. Чүнки у акисидин
қечип Һаранға маңғанда, Худа у йәрдә униңға көрүнгән еди.
8 Бәйтәлгә кәлгәндин кейин, Рибәқаниң баққан аниси Дебора вапат болди. У Бәйтәлниң җәнубидики
чоң бир емән дәриғиниң түвигә дәпнә қилинди. У дәрәқ Аллон-Бақут дәп аталди. Худаниң Яқупниң
исмини тәкрарлиши
9 Яқуп Паддан-Аррам районидин Бәйтәлгә қайтип кәлгәндин кейин, Худа униңға йәнә көрүнүп,
бәхит ата қилип:
10 — Буниңдин кейин Яқуп әмәс, Исраил атилисән, — деди. Шуниң билән Худа униң исмини
Исраилға өзгәрткәнлигини тәкрарлиди.
11 Худа униңға:— Мән һәммигә қадир Худадурмән. Сән нурғун әвлат тепип көпәйгин. Нурғун
хәлиқләр сениң нәслиңдин барлиққа келиду. Сән нурғун падишаларниң бовиси болисән.
12 Мән Ибраһимға вә Исһаққа вәдә қилип бәрмәкчи болған зиминни саңа вә сениң әвлатлириңғиму
тәғдим қилимән, — деди.
13 Худа бу сөзни қилип болуп, Яқуп билән сөзләшкән йәрдин кәтти.
14 Яқуп Худа өзигә сөзлигән җайда бир хатирә таш тиклиди. Униң үстигә Худаға атап шарап
вә яғ қуйди.
15 У Худа өзигә көрүнгән бу җайни Бәйтәл дәп атиди.
Раһиләниң туғутта өлүп кетиши
16 Яқуп вә аилисидикиләр Бәйтәлдин йолға чиқип, Әфрата шәһиригә аз қалғанда, Раһиләниң толғиғи
тутуп, туғути қийин болди.
17 Толғақ чидиғусиз қаттиқ кәлгәндә, туғут аниси униңға: — Қорқма, йәнә бир оғул туғисән, — деди.
18 Униң җени тумшуғиға келип, нәпәси тохтай дегәндә, балисиға Бинъони дәп исим қойди.
Балиниң дадиси болса, униңға Бинямин дәп исим қойди.
19 Раһилә вапат болуп, Әфратаға, йәни һазир Бәйтләһәм дәп атилидиған шәһәргә маңидиған йолниң
бойиға дәпнә қилинди.
20 Яқуп Раһиләниң қәбриниң үстигә бир хатирә таш қойған еди, бу таш һазирғичә бар.
21Андин Исраил (Яқуп) өз сәпирини давамлаштуруп, Мигдал-Едир дегән йәрдин өтүп чедирини тикти.
Яқупниң оғуллири
22 Исраил у йәрдә турған вақтида, униң тунҗа оғли Рубен атисиниң кичик хотуни Билһа билән
бир орунда йетип, бузуқчилиқ қилди. Исраил буниңдин хәвәр тапти. Яқупниң он икки оғли болуп,
23 Леяһтин туғулғанлири: тунҗа оғли Рубен, андин Шимон, Лавий, Йәһуда, Иссакар вә Зәбулунлардур.
24 Раһиләдин туғулғанлири: Йүсүп вә Биняминдур.
25 Раһиләниң қиз хизмәткари Билһадин туғулғанлири: Дан вә Нафталидур.
26 Леяһниң қиз хизмәткари Зилпадин туғулғанлири болса: Гад вә Ашердур. Бу оғулларниң һәммиси
Паддан-Аррамда туғулған еди.
Исһақниң аләмдин өтүши
27 Яқуп атиси Исһақниң йениға, йәни Мамрә дегән йәргә кәлди. Мамрә болса Кириат-Арба, йәни
Һибронниң йенида болуп, бу дәл Ибраһим билән Исһақ турған җай еди.
28 Исһақ йүз сәксән яш өмүр сүрди.
29 У узақ өмүр сүрүп, әҗдатлириниң қешиға кәтти. Уни оғуллири Әсав билән Яқуп дәпнә қилди