Шәкәмниң Динаниң номусиға тегиши
1 Бир күни Яқупниң Леяһтин болған қизи Дина йәрлик қананлиқларниң қизлири билән көрүшкили
чиқти.
2 У йәрниң қәбилә башлиғи һивилардин болған Һамурниң Шәкәм исимлиқ бир оғли бар еди.
У Динани көрүп, тутувелип номусиға тәгди.
3 Униңға көйүп қелип, муһәббәт изһар қилди.
4 У атиси Һамурдин:— Қандақла болмисун, мошу қизни хотунлуққа елип бәр, — дәп
тәләп қилди.
5 Яқуп қизиниң номусиниң бузулғанлиғидин хәвәр тапти. Лекин у чағда униң оғуллири яйлақта
мал беқиватқачқа, у давраң салмай, уларниң келишини күтти.
6 Шәкәмниң атиси Һамур Яқупниң алдиға қизини сорап кәлгәндә,
7 Яқупниң оғуллири яйлақтин йеңила кәлгән еди. Улар бу иштин хәвәр тепип, қаттиқ ғәзәпкә
кәлди һәм Шәкәмниң Яқупниң қизиниң номусиға тегиши пүтүн исраил қәбилисини һақарәтләйдиған,
йүз беришкә тегишлик болмиған сәт иш дәп қариди.
8 Һамур уларға:— Оғлум Шәкәм қизиңларни яхши көрүп қапту. Униң уни некайиға елишиға рухсәт
қилғайсиләр.
9 Биз икки қәбилә қуда болайли.Силәрниң қизлириңларни биз алайли, бизниң қизлиримизни
силәр елиңлар.
10 Шундақ қилип, силәр бизниң жутимизда халиған йериңларда олтирип, әркин оқәт қилип,
йәр-зимин сетивалсаңлар болувериду, — деди.
11 Арқидин Шәкәм өзи Динаниң атиси вә қериндашлиридин мундақ дәп илтимас қилди:
— Силәрниң көз алдиңларда меһир-шәпқәткә еришсәм, мәндин немә тәләп қилсаңлар, шуни беримән.
12 Пәқәт мениң Динани некайимға елишимға рухсәт қилсаңлар, қанчилик тойлуқ тәләп
қилсаңлар, қолум көксүмдә.
13 Шәкәм Яқупниң қизи Динаниң номусиға тәккәнлиги үчүн, Динаниң акилири Шәкәмгә вә униң
атиси Һамурға һейлә-микир сөзләр билән җавап қайтурди.
14 Улар:— Биз сиңлимизни хәтнә қилинмиған кишигә бәрмәймиз. Бундақ қилиш бизгә номус.
15 Пәқәт силәр бир шәртни қобул қилсаңлар,силәрниң тәливиңларға мақул болимиз. Силәр бизгә
охшаш һәммә әрлириңларни хәтнә қилдуруңлар.
16 Шундақ болғанда, биз қизлиримизни силәргә беримиз һәм қизлириңларни алимиз вә
жутуңларда туруп қелип, бир қәбилә болимиз.
17 Әгәр силәр бизниң хәтнә қилиш тоғрисидики шәртимизни қобул қилмисаңлар, сиңлимизни бу
йәрдин елип кетимиз, — деди.
18 Уларниң бу сөзлири Һамур вә униң оғли Шәкәмниң қулиғиға яқти.
19 Шәкәм Яқупниң қизиға көйүп қалған болғачқа, хәтнә қилдурушқа алдириди. У аилисиниң әң
һөрмәткә сазавәр әзаси еди.
20 Шуниң билән Һамур вә Шәкәм шәһәр дәрвазиси алдидики кишиләр жиғилидиған җайға берип, жут әһлигә:
21 — Бу кишиләр инақ адәмләр екән. Улар бу йәрдә туруп, сода-сетиқ ишлири билән шуғулланса
болғидәк. Бу жут кәң, улар сиғип кетиду. Биз уларниң қизлирини алсақ, улар бизниң қизлиримизни
алса болиду.
22 Лекин бу кишиләр бизгә өзгәрткили болмайдиған бир шәртни қоюватиду, йәни бизниң әрлиримиз
уларниң әрлиригә охшаш хәтнә қилдурулуши керәк екән. Әгәр биз бу шәртни қобул қилсақ, улар
биз билән биллә яшап, бир қәбилә болидикән.
23 Биз уларни бу йәрдә турғузуп қелиш үчүн, бу шәрткә мақул болайли. Шундақ қилғанда, уларниң
маллири вә пүтүн тәәллуқатлири бизниң болмамду? — деди.
24 Һамур билән Шәкәмниң тәкливини шәһәр дәрвазиси алдида жиғилған пүтүн халайиқ қувәтлиди. Буниң билән
шәһәрдики әрләрниң һәммиси хәтнә қилдурулди.
25 Үч күндин кейин у йәрдики әрләр өзлирини хәтнә қилдуруп, техи сақаймиғанда, Яқупниң икки оғли,
йәни Динаниң өз акилири Шимон билән Лавий қолиға қилич елип, тосалғусизла шәһәргә кирип, шәһәрдики
пүтүн әрләрни қирип ташлиди.
26 Һәтта Һамур билән оғли Шәкәмниму өлтүрүвәтти. Андин улар Шәкәмниң өйидин Динани елип чиқти.
27 Чоң қирғинчилиқтин кейин, Яқупниң башқа оғуллири шәһәрни булаң-талаң қилип, сиңлиси үчүн
интиқам алди.
28 Улар қой, кала, ешәклирини вә шәһәрниң бағ-варанлиридики барлиқ нәрсиләрни булап кәтти.
29 Шундақла улар йәнә барлиқ байлиқлирини, хотун-қизлирини, балилирини һәм өйлиридики бар
бисатларни булаң- талаң қилди.
30 Яқуп Шимон билән Лавийға:— Силәр мени балаға тиқтиңлар. Бүгүндин башлап қананлиқлар,
пәризиләр вә бу йәрдики башқа қәбилиләр маңа өчмәнлик қилиду.Бизниң адәм санимиз аз, әгәр улар
бирлишип бизгә һуҗум қилса, пүтүн аилимиз һалак болиду, — деди.
31 Лекин улар:— Ундақта, улар сиңлимизға паһишә аялға қилған муамилини қилсунму?! — дәп җавап қайтурушти.
--------------------------------------------------------------------------------------------------------
20. Әл-Әлоһий-Исраил — «Исраил ибадәт қилған Худа» дегән мәнани билдүриду.