Яқупниң Лабанниң өйигә бериши
1 Яқуп сәпирини давамлаштуруп, шәриқ тәрәптикиләрниң зиминиға кәлди.
2 У даладики бир қудуқниң йенида үч топ қойниң ятқанлиғини көрди. Падичилар
қойлирини шу қудуқтин суғиратти. Қудуқниң ағзида бир йоған таш йепиқлиқ туратти.
3 Қойларниң һәммиси йетип кәлгәндә, падичилар бирликтә қудуқниң ағзидики ташни домилитиветип, қойлирини суғиривелип, андин йәнә шу таш билән қудуқниң ағзини йепип қоятти.
4 Яқуп бу падичилардин:— Бурадәрләр, силәр қәйәрлик? — дәп сориди.— Биз һаранлиқ, — дәп җавап қайтурушти улар.
5 — Силәр Наһорниң оғли Лабанни тонамсиләр? — деди у.— Тонуймиз! — дәп җавап бәрди улар.
6 Яқуп йәнә:— У саламәтму? — дәп сориди.Улар:— У наһайити яхши. Әйнә қараң! Униң қизи Раһилә қойлирини һайдап келиватиду, — деди.
7 Яқуп уларға: — Күн техи тик турса, қой падисини жиғидиған вақит болмиса, немишкә
қойларни тезирәк суғирип, отлаққа апирип бақмайсиләр? — деди.
8 Улар:— Биз қойларниң һәммисини жиғип, падичилар билән бирликтә
қудуқниң ағзидики ташни домилитивәтмигичә, қойларни суғиралмаймиз,— дәп җавап беришти.
9 Яқупниң падичилар билән париңи техи түгимәйла, Раһилә падилирини һайдап йетип кәлди.
10 Яқуп Раһилә билән тағиси Лабанниң қой падисини көрүпла, қудуқниң ағзидики ташни домилитиветип, униң қойлирини суғирип бәрди.
11‑12Андин у Раһиләни сөйүп, һаяҗан билән жиғлап кәтти вә Раһиләгә:
— Мән сизниң дадиңизниң җийәни, йәни Рибәқаниң оғли болимән,— деди.
Раһилә жүгригән пети қайтип берип, атисиға ейтти.
13 Лабан җийәни Яқупниң кәлгәнлигини аңлаш биләнла, униң алдиға жүгрәп чиқип, қучақлап
сөйүп көрүшүп, өйигә башлап кирди. Яқуп униңға йүз бәргән пүтүн ишни ейтип бәрди.
14 — Сән һәқиқәтән мениң җан-җигәр туққиним! — деди Лабан. Шундақ қилип, Яқуп у йәрдә бир ай турди.
Яқупниң алдинип қелиши
15 Бир күни Лабан Яқупқа:— Сән мениң җийәним болсаңму, маңа бекарға ишләп бәрсәң
болмас. Ейтқин, қанчилик иш һәққи тәләп қилисән? — деди.
16 Лабанниң икки қизи болуп, чоңиниң исми Леяһ, кичигиниң исми Раһилә еди.
17 Леяһниң көзлири нурсиз еди, Раһилә болса гөзәл вә келишкән қиз еди.
18 Яқуп Раһиләгә ашиқ болуп қалған еди. Шуңа у: — Әгәр сиз Раһиләни маңа бәрсиңиз, мән сизгә йәттә жил ишләп берәй, — дәп илтимас қилди.
19 Лабан униңға:— Уни башқа биригә бәргинимдин саңа бәргиним әла! Сән мениң йенимда тур, — деди.
20 Яқуп Раһиләни елиш үчүн йәттә жил ишләп бәргән болсиму,бу күнләр униңға бир нәччә күндәкла билинди. Чүнки у Раһиләни бәкму яхши көрәтти.
21 Йәттә жил тошқанда, Яқуп Лабанға:— Биз келишкән вақит тошти, қизиңизни маңа некалиққа бәргәйсиз! — деди.
22 Буниң билән Лабан той зияпити тәйярлап, шу йәрдики һәммә кишиләрни тәклип қилди.
23 Лекин той күни кечиси Лабан Раһиләниң орниға Леяһни бәрди. Яқуп униң билән бир орунда ятти.
24 Лабан қиз хизмәткарлиридин Зилпани Леяһқа хизмәткар қилип бәрди.
25 Пәқәт таң атқандила Яқуп аялиниң Леяһ екәнлигини билди. У Лабанға:
— Бу немә қилғиниңиз?! Мән Раһиләни дәп сизгә йәттә жил ишлидим. Мени немишкә алдидиңиз? — деди.
26 Лабан униңға:— Бу йәрниң урпи-адити бойичә чоң қиз ятлиқ қилинмиғичә,
кичик қиз ятлиқ қилинмайду.
27 Леяһ билән иккиңларниң бир һәптилик той мәрасимини өткүзгәндин кейинла, Раһиләниму
некайиңға алсаң болиду. Бирақ униң үчүн маңа йәнә йәттә жил ишләп беришиң керәк! — дәп җавап бәрди.
28 Яқуп мақул болди. Леяһ билән бир һәптилик той мәрасимини өткүзгәндин кейин, Лабан Раһиләниму униңға хотунлуққа бәрди.
29 Лабан қиз хизмәткарлиридин Билһани Раһиләгә хизмәткар қилип бәрди.
30 Яқуп Раһилә биләнму бир орунда ятти. У Раһиләни Леяһтин яхши көрәтти. Шундақ қилип, у Лабанға йәнә йәттә жил ишләп бәрди.
Яқупниң пәрзәнтлири
31 Пәрвәрдигар Леяһниң Яқуп тәрипидин яхши көрүлмигәнлигини көрүп, униңға пәрзәнт ата қилди. Раһилә болса, туғмас еди.
32 Леяһ һамилдар болуп, бир оғул туғди. У: «Пәрвәрдигар мениң дәрдимни көрүпту, әнди йолдишим
мени яхши көридиған болиду», деди. Шуңа у балиниң исмини Рубен дәп қойди.
33 У йәнә һамилдар болуп, иккинчи оғлини туғди. У: «Пәрвәрдигар маңа бу оғулниму бәрди, чүнки мениң яхши көрүлмигәнлигим Униңға йетипту», деди. Шуңа у балиниң исмини Шимон дәп қойди.
34 У йәнә һамилдар болуп, үчинчи оғлини туғди. У: «Әнди йолдишим маңа техиму йеқинлишиду, чүнки мән униңға үч оғул туғуп бәрдим», деди. Шуниң билән балиниң исмини Лавий дәп қойди.
35 У йәнә һамилдар болуп, төртинчи оғлини туғди. У: «Әнди мән Пәрвәрдигарға мәдһийә ейтай», деди,
шуңа балиниң исмини Йәһуда дәп қойди. Шуниңдин кейин у туғмиди.