1 Исһақ Яқупни йениға чақирип, униңға дуа қилип, монуларни буйриди:
— Сән қананлиқ қизларға өйләнмә.
2 Паддан-Аррам райониға берип, анаңниң атиси Бетуелниң өйигә бар.
У йәрдә анаңниң акиси Лабанниң қизлиридин бирини ал.
3 Һәммигә қадир Худа саңа бәхит ата қилип, көп пәрзәнт берип, уларни нурғун милләт қилғай!
4 У Ибраһимға бәргән вәдиси бойичә саңа вә сениң әвлатлириңға бәхит ата қилғай.
Сән һазир мусапир болуп яшаватқан йәрни, йәни Худа Ибраһимға вәдә берип бәрмәкчи болған
зиминни саңа тәғдим қилғай!
5 Шуниң билән Исһақ Яқупни Паддан-Аррам райониға, бовиси аррамлиқ Бетуелниң оғли Лабанниң йениға
йолға салди. Лабан Рибәқаниң акиси болуп, Рибәқа болса, Әсав билән Яқупниң аниси еди.
Әсавниң йәнә бир аял елиши
6‑7 Әсав Исһақниң Яқупқа дуа қилип, уни Паддан-Аррамға өйлинишкә әвәткәнлигидин,
шундақла Исһақ униңға дуа қилғанда, қананлиқ қизларға өйләнмәсликни тапилиғанлиғи һәм Яқупниң
ата-анисиниң буйруғи билән Паддан-Аррамға кәткәнлигидин хәвәр тапти.
8 Әсав буниңдин атиси Исһақниң қананлиқ аялларни яхши көрмәйдиғанлиғини чүшәнди.
9 Шуңа у Ибраһимниң оғли Аләмниң яритилиши Исмаилниң йениға берип, аяллириниң үстигә тағиси Исмаилниң
қизи Маһалатни алди. Маһалат Небайотниң сиңлиси еди.Яқупниң Бәйтәлдә чүш көрүши
10 Яқуп Бәәршәбадин кетип, Һаранға қарап йолға чиқти.
11 Күн патқанда у бир йәргә йетип келип, шу йәрдә қонди. У бир ташни
бешиға қоюп, йәрдә йетип уйқиға кәтти.
12 У чүшидә йәрдин таки асманғичә тақишидиған бир пәләмпәйни көрди. Худаниң
периштәлири пәләмпәйдә жуқури-төвән меңип жүрәтти.
13 У йәнә Пәрвәрдигарниң пәләмпәйниң үсти тәрәптә туруп, униңға:
«Мән Пәрвәрдигар, боваң Ибраһим вә атаң Исһақ етиқат қилип кәлгән Худа болимән. Мән һазир
сән ятқан зиминни саңа вә сениң әвлатлириңға ата қилимән.
14 Уларниң сани йәрдики қумдәк көп болуп, шәриқтин ғәрипкә, җәнуптин шималға тарқилип,
пүтүн зиминни қаплайду. Йәр йүзидики пүткүл милләтләр сән вә сениң әвлатлириң арқилиқ бәхит тапиду.
15 Мән саңа яр болимән, сән қәйәргә барсаң, сени шу йәрдә қоғдаймән һәм сени бу йәргә
қайтуруп келимән. Саңа бәргән вәдәмни әмәлгә ашурмиғичә, сени
һәргиз ташлимаймән!» дәватқанлиғини көрди.
16 Яқуп уйқисидин ойғинипла: «Мән билмәптикәнмән, Пәрвәрдигар һәқиқәтән бу йәрдә екән!» деди.
17 У қорқуп кетип: «Бу немә дегән қорқунучлуқ җай, дәл Худаниң өйи, асманға чиқидиған
дәрваза екән!» деди.
18 Әтиси таң сәһәрдила Яқуп орнидин туруп, бешиға қойған һелиқи ташни хатирә қилиш үчүн тикләп,
үстигә яғ қуюп, уни Худаға атиди.
19 Бу йәрниң бурунқи нами Луз болсиму, Яқуп уни Бәйтәл дәп атиди.
20Андин у Худаға қәсәм қилип: — Әгәр Сән маңа яр болуп, сәпиримдә мени қоғдап, маңа
йемәк-ичмәк, кийим-кечәк йәткүзүп берип,
21 мени жутумға аман- есән қайтурсаң, шу вақитта Саңа мәңгү әгишимән.
22 Мән хатирә қилип таш тикләп қойған бу җай инсанлар Саңа ибадәт қилидиған
муқәддәс җай болсун. Маңа беғишлиғанлириңниң ондин бирини Саңа тәғдим қилимән, — деди.
-------------------------------------------------------------------------------------------------------
19. Бәйтәл — «Худаниң өйи» дегән мәнани билдүриду