Дуа вә ибадәт
1 Алди билән сәндин вә барлиқ мәсиһийләрдин пүткүл инсан үчүн Худадин тиләкләр тиләшни, Худаға дуа-тилавәт қилишни, башқилар үчүн мураҗиәт қилишни вә Худаға шүкүрләр ейтишни,
2 болупму падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа-тилавәт қилишни өтүнимән.
Бундақ болғанда, биз аман-есән һаят кәчүрәләймиз. Шундақла һаятимиз Худаға болған
садақәтмәнлик вә һөрмәт билән толиду.
3 Бундақ дуа-тилавәт қилиш яхшидур. У Қутқaзғучимиз Худани хурсән қилиду.
4 Худа пүткүл инсанларниң қутқузулушини вә уларниң һәқиқәтни тонушини халайду.
5 Чүнки Худа бирдур, Худа билән инсанлар арисидики Яраштурғучиму бирдур. У болсиму,
инсан тенидә дунияға кәлгән Әйса Мәсиһтур.
6 Инсанларниң гунадин азат болуши үчүн, Әйса Мәсиһ Өзини қурван қилип төләм төлиди.
Худа буниңға дәл вақит-саатида гувалиқ бәрди.
7 Мән йәһудий әмәсләргә бу ишларни йәткүзүш үчүн җакалиғучи вә әлчи болуп тайинлинип, уларға ишәнч вә һәқиқәтни үгитишкә әвәтилдим.
Мениң бу сөзлиримниң һәммиси раст, мән ялған гәп қилмидим.
8 Шуңа мән шуни үмүт қилимәнки, мәсиһий әрләр мәйли қәйәрдә болсун, һәр қетим дуаға җәм болғанда башқиларға ғәзәпләнмәй, дәталаш қилмай, тоғра әмәллик қоллирини көтирип дуа қилсун.
9Аяллар тетиқсиз кийинмәй, мувапиқ вә әхлақлиқ кийиниши керәк. Уларниң өзлирини алаһидә ясавалған чачлири, алтун-күмүч, үнчә-мәрвайит вә есил кийим-кечәкләр билән әмәс,
10 бәлки яхши әмәлияти билән пәдәзлишини үмүт қилимән. Бу Худа йолида маңимән дәйдиған аялларға яришиду.
11 Мәсиһийләр җәм болуп тәлим алғанда аяллар тинич олтирип, бойсунуп, тәлим алсун.
12Аялларниң әрләргә тәлим бериши яки улар үстидин һөкүм сүришигә рухсәт қилмаймән. Әксичә улар теч олтирип тәлим алсун,
13 чүнки авал Адәм ата, кейин Һава ана яритилған.
14Авал шәйтан тәрипидин аздурулған Адәм ата әмәс, бәлки Һава ана болуп, у гуна қилған.
15 Лекин аяллар Һава аниниң нәслидин туғулған Әйса Мәсиһ арқилиқ қутқузулиду. Бирақ улар чоқум ишәнчтә чиң туруп, меһир-муһәббәтлик болуп, пак вә әхлақлиқ яшиши керәк.