1 Қутқaзғучимиз Худаниң вә үмүтүмиз болған Әйса Мәсиһниң әмри билән Униң әлчиси болушқа талланған мәнки Павлустин
2 ишәнч йолида өз оғлумдәк болуп қалған Тимотийға салам. Худа Атимиз вә Рәббимиз Әйса Мәсиһ саңа меһир-шәпқәт, рәһимдиллик вә аманлиқ ата қилғай! Сахта тәлимләрни тосаш
3 Македонийә өлкисигә барғанда саңа ейтқинимдәк, сениң давамлиқ Әфәс шәһиридә қелип, араңлардики бәзи кишиләрниң натоғра тәлимләрни тарқитишини тосишиңни сораймән.
4 Уларға әпсаниләр вә узундин-узунға созулған нәсәбнамиләр билән вақтини исрап қилмаслиғини буйруғин. Булар пәқәт бемәна талаш-тартишларни кәлтүрүп чиқириду, шундақла ишәнч билән қилинидиған Худа йолидики ишларни қилишқа пайдисиз болиду. Худа йолида меңишқа нисбәтәнму пайдисиз болиду. Худа йолида меңиш пәқәт ишәнч арқилиқла әмәлгә ашиду.
5 Бизниң бундақ буйруқ қилишимиздин мәхсәт, пак қәлб, сап виждан вә чин ишәнчтин келип чиққан меһир- муһәббәтни башқиларға көрситишиңлар үчүндур.
6 Бәзи кишиләр бу тәлимдин чәтнәп, бемәна гәпләрни қилип жүриду.
7 Уларниң башқилар тәрипидин Тәврат қануниниң өлимаси дәп аталғуси бар. Бирақ улар өзлириниң немә дәватқанлиғини яки өзлириниң ишәнч билән ейтқан сөзлириниң немә екәнлигини чүшәнмәйду.
8 Бизгә мәлумки, әгәр кишиләр Тәврат қанунини тоғра қолланса, у пайдилиқтур.
9 Биз йәнә шуни билишимиз керәкки, Тәврат қануни Худаниң әмирлиригә бойсунидиған адәмләр үчүн әмәс, бәлки натоғра ишларни қилғучилар үчүн түзүлгәндур, йәни қанунға хилаплиқ қилғучилар, бойни қаттиқлар, Худа йолида маңмиғанлар, гунакарлар, Худаға бепәрвалиқ қилғучилар, Худани мәсқирә қилғучилар, ата-анисини яки башқиларни өлтүргән қатиллар,
10 җинсий әхлақсизлиқ қилғанлар, охшаш җинистики бузуқлар, қул содигәрлири, ялғанчилар, қәсәмхорлар вә башқа қилмишлар билән тоғра тәлимләргә хилаплиқ қилған кишиләр үчүн түзүлгәндур.
11 Бу тәлимләр мәдһийиләшкә мунасип болған Худа тәрипидин маңа аманәт қилинған улуқ Хуш Хәвәргә асасланған. Худаниң рәһимдиллигигә шүкүр
12 Маңа күч-қудрәт бәргән Рәббимиз Әйса Мәсиһкә шүкүр ейтимән. Чүнки У мени ишәнчлик дәп қарап, Өз хизмитигә тайинлиди.
13 Мән бурун Әйса Мәсиһкә күпүрлүк қилип, Униңға ишәнгүчиләргә зиянкәшлик қилған рәһимсиз бир адәм болсамму, У йәнила маңа рәһим қилди. Чүнки мән бу ишларни наданлиқ вә Әйса Мәсиһкә болған ишәнмигәнлигимдин қилған едим.
14 Рәббимиз маңа мол меһир-шәпқитини көрситип, мени Әйса Мәсиһтин келидиған ишәнч вә меһир-муһәббәт билән толтурди.
15 «Әйса Мәсиһ гунакарларни қутқузуш үчүн дунияға кәлди» дегән сөз һәқтур вә уни қобул қилишқа пүтүнләй әрзийду. Мән гунакарларниң ичидики әң еғир гунакаримән.
16 Лекин Әйса Мәсиһ маңа рәһим-шәпқәт қилди. Буниңдики мәхсәт, У Өзиниң мәндәк әң яман бир гунакарға чәксиз сәвир-тақәт көрситиши арқилиқ башқиларға үлгә қалдуруштур, йәни бу кейин Өзигә ишинип, мәңгүлүк һаятқа еришидиғанларға берилгән үлгидур.
17 Барлиқ һөрмәт вә шан-шәрәп Худаға әбәдил-әбәт мәнсүптур. У мәңгүлүк Падиша, йәни өлмәйдиған вә көз билән көргили болмайдиған бирдин-бир Худадур, амин!
18 Әй оғлум Тимотий, бурун сән тоғрилиқ ейтилған пәйғәмбәрлик сөзләргә асасән бу буйруқларни саңа тапшуримән. Бу пәйғәмбәрлик сөзләрни қурал қилсаң, Рәббимиз үчүн улуқ күрәшләрни қилалайсән.
19 Ишәнчтә вә пак вижданиңда чиң тур. Бәзиләр пак вижданини бир яққа қайрип қойди. Нәтиҗидә уларниң ишәнчи худди хада ташқа урулған кемигә охшаш вәйран болди. 20 Именей вә Искәндәрләр мана шундақ кишиләрдиндур. Уларни күпүрлүк
қилмаслиқни үгәнсун дәп, шәйтанниң илкигә қайтурдум.