Мабада сиз Худаға өзиңизни сөйгүзүп, өзиңизму Уни сөйидиған болсиңиз, Униң меһир-муһәббити сизни шунчә роһаний һаләттә мәст қилидуки, өз мәхситиңизгә йетиш үчүн барлиқ қийинчилиқларни йеңип чиқидиған болисиз. Уларни Худа муһәббити арқилиқ йеңисиз.
Муқәддәс Роһқа чөмүлгәндин кейин, мән бир айға йеқин өзәмни Худа муһәббити билән мәст болғандәк сезип жүрдүм. Мәндин: «Немә болдиң? Сән шундақ өзгәрдиң. Буниңға ишиниш қийин, Джойс, саңа бир нәрсә болғандәк?» – дәп сориғанлар болди. Вақит өтүп барсиму улар йәнә соришатти: «Саңа немә болди?»
Өзәмниң өзгәргинимни испатлашниң кериги йоқти, чүнки у көринип туратти. Худа муһәббитигә ишәшлик болғанда, сизниң үзиңиздин күлкә кәтмәйду. Сиз йеңидин күч-қувәткә толуп, адәмләрниң көз алдидила яхшилинип кетисиз. Муқәддәс Роһ сизни шунчә «қизитидуки», сиздә башқа адәмләр үчүн хизмәт қилиш имканийити пәйда болуп, уларниң барлиқ муһтаҗлиғидин чиқалайдиған болисиз.
Пикирләр...
Hello there! This post could not be written any better! Reading this post reminds me of my old room mate! He always kept chintatg about this. I will forward this page to him. Fairly certain he will have a good read. Thanks for sharing! by Tyanne// йезилди 02 Февраль 2017// Бәлгүләң // Ж,авап бериң // Жавапни рәт қилиң
by Tyanne// йезилди 02 Февраль 2017// Бәлгүләң // Ж,авап бериң // Жавапни рәт қилиң