☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Һәзрити Әйса немә үчүн чоқум өлүши керәк?
29 Июнь 2015
Нурғун кишиләр Һәзрити Әйсанин, немә үчүн чапрас яғач үстидә чоқум өлүши
керәклигини чүшәнмәйду. Улар: Немә үчүн Худа бизни мошундақла кәчүрүм
қиливатмайду? Немә үчүн Һәзрити Әйса чоқум өлүши керәк? дәп соришиду.
Худа бизни мошундақла кәчүрүм қилалмайду, сәвәви Худа мошу аләмдики адил
Сорақчидур. Лекин биз болсақ Униң қанунлириға хилаплиқ қилдуқ. У мундақ
дегән еди: Гуна өткүзгән адәм чоқум өлиду. Худа муқәддәс қанунлирини чоқум
иж,ра қилиши керәк. Муқәддәс Китапта мундақ дейилгән:
«Худаниң қилған һәммә ишлири адиллиқтин келип чиқиду, Униң қилған һәммә
ишлирида меһир-муһәббәт бар» Зәбур 145:17
Биз гуна өткүздуқ, шуниң үчүн биз өлүшимиз керәк. Худа бизни сөйиду һәм
бизни қутқузушни халайду. Лекин У һәргизму адаләтсизлик қилалмайду. Худа
қилған барлиқ ишлар Өзиниң характериға мас келиду. Униң характери
адиллиқниму өз ичигә алиду.
Әгәр Худа бизниң гуналиримизға сәл қарап, бизни ж,әннәткә әкирсә, У меһриван
болғини билән адил болмиған болиду. Йәнә бир тәрәптин, әгәр У қанунлири
бойичә бизни дозаққа ташлиса, У адил болған болиду, бирақ меһриван
болалмайду. Амма Худа һәм адил, һәм меһривандур. Мәйли У қандақ иш қилмисун,
У чоқум Өзиниң адиллиғи вә меһриванлиғи ибарәт характерини көрситиду.
Муқәддәс Китапта мундақ йезилған:
«У адил Пәрвәрдигар һәм Қутқазғучидур» Йәшая 45:21
Худа қандақ қилип бизни қутқузуш билән биргә йәнә адил болалиди? У Өзи
шәхсән бизниң гуналиримизни өз зиммисигә алди һәм биз тартишқа тегишлик
ж,азани тартип, бу мәхсәткә йәтти. Биз Худаниң һәм адил, һәм
меһир-муһәббәтлик екәнлигини төвәндики аддий мисалдин техиму яхши
чүшинәләймиз.
Яшанған бир адәм бир парчә нан оғрилиғачқа, сотқа елип берилди. Сотчи
униңдин бу ишниң раст яки ялғанлиғини сориғанда, у адәм өзиниң нанни раст
оғрилиғанлиғини ихрар қилиш билән биргә: У чағда қосиғим бәк ечип кәткән
еди, дегән сөзниму қистуруп қойди. Сотчи һәм әқиллиқ, һәм меһриван киши еди.
У яшанған адәмгә: әпәндим, мән сени яхши чүшинимән, амма сән қанунға
хилаплиқ қилдиң, шуңа саңа чоқум ж,әриман қойишимиз яки сени түрмигә
солишимиз керәк, дәйду.
һелиқи яшанған адәм болса көзини йәрдин үзмәй бешини лиңшитип: Мениң пулум
йоқ, ж,әриман төләлмәймән, дәйду. Арқидинла сотчи адәмни һәйран қалдуридиған
бир ишни қипту. У өзиниң сорақ қилғанда кийидиған кийимини селип, орундуққа
қоюптудә, яшанған адәмниң алдиға келип қолини яшанған адәмниң мүрисигә қоюп
туруп: сотчи болуш сүпитим билән сени чоқум жазалишим керәк. Амма сениң
достуң болуш сүпитим билән сән үчүн бу ж,әриманни мән төливетәй, дәп
янчуғидин пул чиқирип, у адәм үчүн төләпту.
Биз худди һелиқи яшанған адәмгә охшаймиз, қанунға хилаплиқ қилдуқ, амма бу
гуналиримизниң қәрзини төләшкә амалсиз қалдуқ. Амма Худа Оғли болған һәзрити
Әйса бизниң Сорақчимиз болуштәк салаһитини бир чәткә қайрип қоюп, бу дунияға
келип, биз үчүн гуналиримизниң төләмини төлиди вә гуналиримизниң ж,азасини
тартти. У бизниң гунайимизни өз Оғлиниң гуна үчүн аққузған қени арқилиқ
кәчүрветиду.
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.