☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Уйғурчә
0:00
Радиони бу йәрдин аңлиялайсиз
яки
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Худаға толуғи билән үмүт артиш!
26 Июнь 2015
Әссалам радио аңлиғучи қериндашлар! Бүгүн силәр билән биз Худаға тамамән үмүт артиш һәққидә сөһбәтлишимиз.
Биз худди әндила меңишни үгәнгән бовақ аписиниң йөлишигә һәр вақит муһтаж болғандәк, бизму Худаға һәр минут муһтаж болушимиз керәк. Худа билән биллә болуш қилчә тәс әмәс, бу бәкму асан вә һәр бир адәм чоқум қилишқа тегишлик иштур. Биз бу дунияниң ишлирини банә қилип, бу жавапкәрчилигимизгә сәл қарисақ болмайду. Худа һәммә жайда бар. Шуңа биз һәр қандақ ж,айда Худаға йеқинлашсақ болувериду. Униң қәлбимизгә сөзләватқанлиғини һәр вақит һис қилалаймиз. Биз Худаниң алиқинида вә шуңа Униң мениң һаятимға нисбәтән гөзәл орунлаштуриши бар. Худа билән биллә болушни мәшиқ қилиш мәсиһийниң мукәммәл болушидики әң қисқа вә әң асан йолдур. У бизни гунадин жирақлаштуриду. Биздә пәқәт ғәйрәт вә ирадә болсила, мәшиқ наһайити асанға чүшиду. Худани бешимизни қатуруп, анализ қилип тонуғандин көрә, ишәнчниң парлақ нурида тонуған әвзәл. Биз һәр қандақ ишни қилиштин бурун Худаға худди кичик балиға охшаш тайинип: Әй Худа Сениң ирадәң билән мениң бу ишни қилишимға ярдәм бәргәйсән. Қәлбимни мол илтипатиң билән толтурғайсән дәп қолумиздики әң кичик ишниму Худаға тапшуришимиз керәк. Қилишқа тегишлик ишимизни қилип болғандин кейин яхши болған болса, Худаға рәхмәт етип, яхши болмиған болса Худадин кәчүрүм соришимиз керәк бирақ үмүтсизләнмишимиз керәк. Һәр қетим мәғлуб болғинимизда, орнимиздин қайта туруп, ишимизни давамлаштурушимиз керәк. Биз ишәнч дегән әжайип гөзәл нәрсини ишқа қошушимиз керәк. У адәмниң роһини йорутиду һәм Яратқучини тонушқа йетәкләйду. Әпсуслинарлиғи шуки бу гөзәлликни наһайити аз сандики адәмләр билидут һәм униңдин пайдилиниду. Амма бу тил билән тәсвирлигүсиз бәхиттур. Худани әң зор шан шәрәпкә егә қилишта биз өзимизниң күч қудритигә мутләқ таянмаслиғимиз лазим.
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.