☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Муқәддәс китап бойичә дуа қилиш!
26 Июнь 2015
Мән Муқәддәс китаптин бир нәччә адәмләрниң һәр хил жағдайларда қандақ дуа қилғанлиғи һәққидә ейтип кәткүм келиду. Тимотийға йезилған биринчи хәт 2-бап 1-3 айәтләрдә Павлус Тимотәйниң мундақ дәп дуа қилишини сорайду: «Алди билән сәндин вә барлиқ мәсиһийләрдин пүткүл инсан үчүн Худадин тиләкләр тиләшни, Худаға дуа тилавәт қилишни, башқилар үчүн муражиәт қилишни вә Худаға шүкүрләр ейтишни, болупму падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа тилавәт қилишни өтүнимән. Бундақ болғанда, аман есән һаят кәчүрәләймиз. Шундақла һаятимиз Худаға болған садақәтмәнлик вә һөрмәт билән толиду. Бундақ дуа тилавәт қилиш яхшидур. У Қутқазғучимиз Худани хурсән қилиду». Демәк бизниң падишалар вә барлиқ әмәлдарлар үчүн дуа тилавәт қилишимиз Худани хурсән қилиду вә һаятимизниң Худаға болған садақәтмәнлик вә һөрмәт билән толиши үчүн, туруватқан йеримиздә течлиқниң болуши үчүн биз шундақ қилишимиз керәк.
Шуниң билән қатар биз ағрип қалған адәмләр үчүнму дуа қилалаймиз. Чүнки Муқәддәс китапта Яқуп язған хәт 5-бап 13-16-айәтләрдә «Араңларда жапа тартиватқан киши бар болса, у Худаға дуа қилсун. Хошал болуватқан киши бар болса, у Худаға мәдһийә нахшилирини ейтсун. Ағриқ силақлар бар болса, мәсиһийләр жамаитиниң йетәкчилирини чақиртип кәлсун. Улар Рәббимизниң нами билән ағриватқанларниң бешиға яғ сүркәп дуа қилсун. Рәббимиз толуқ ишәнч билән қилинған дуа арқилиқ ағриқни сақайтиду вә уни орнидин турғизиду. Әгәр бемар гуна қилған болса, кәчүрүм қилиниду. Шуңа шипалиқ тепиш үчүн өткүзүлгән гуналириңларни өз ара иқрар қилиңлар вә бир бириңлар үчүн дуа қилиңлар. Һәққаний адәмниң дуаси зор күч вә үнүмгә егидур» дәп йезилған. Әйса Рәббимиз бизгә шәйтанни янчип ташлайдиған һөқуқ бәрди. Вә ағриқ адәмләрниң үстигә қолимизни қоюп ишәнч билән дуа қилсақ улар сақийип кетиду.
Һә, Даниял пәйғәмбәр Худаға дуа қилип, өзиниң вә қериндашлириниң гуналирини иқрар қилиду.
Нехемия пәйғәмбәрму Йерусалимниң бузулуп, көйүп кәткән тамлири тоғрисида аңлиғинида Худаниң алдида тизлинип туруп, әң биринчи Худаниң бүйүк вә вәдисидә туридиған Худа екәнлигини ихрар қилиду андин Худаниң дуасиға қулақ түрүп, гуналирини кәчүришини сорап хәлқи үчүн тәрәптар дуасини қилиду.
Һә Аләмниң яритилиши 25 бап 21 айәттә болса рәпиқиси пәрзәнт көрмигәнлиги сәвәвидин, Исһақ Худаға дуа қилиду вә Пәрвәрдигар дуасини қобул қилип, униң рәпиқиси қош гезәк балиларға һамилдар болиду.
Салониқилиқларға йезилған биринчи хәт 5:18 дә Павлус Һәр қандақ әһвалда Худаға шүкүр ейтиңлар, чүнки мана булар Худаниң Әйса Мәсиһкә мәнсүп болған силәргә қаратқан ирадисидур» дәп йезилған. Демәк биз һәр қандақ жағдайда Худаға шүкүр қилишимиз керәк. Әлвәттә бизниң жағдайимиз һәр қачан яхши боливәрмәйду. Амма шундиму биз Худаға шүкүрлүк қилишимиз керәк. Биз Худаниң һозурида болушни халаймиз! Қиммәтлик достлар! Ибадәтханиға бериш, тәлим тиңшаш вә башқа шуниңға охшаш нәрсиләр биз дуа қилип һис қилған нәрсиләрни бизгә берәлмәйду. Дуа бизниң бәдинимизгә һаваға, тамаққа вә суға охшаш һажәттур. Дуасиз бизниң ишәнчимиз өсмәйду.
Сиз йол қаидисини бәш алтә ай бойи үгиниватисиз дәп ейтайли. Мабада машиниға олтирип, уни от алдуруп маңғузуп көрмисиңиз, машина һайдаштин келидиған хошаллиқни һис қилалмайсиз вә шәһәрниң четигә чиқип у йәрдә немә бар екәнлигини көрәлмәйсиз.
Дуаму дәл шуниңға охшаш. Әгәр биз Худаниң алдида туруп, Униң бизни Өзи тәйярлап қойған йол билән елип меңишини соримисақ Униң бизгә һазирлап қойған нәрсилиригә қандақму қол йәткүзәләймиз? Худа бизни гунадин вә шәйтанниң қуллиғидин азат қилип, бизни Асмандики Қананға елип кетиду вә У бизни һеч қачан меңип бақмиған Өзиниң йеңи йоли билән елип бариду. Биз гунаниң чиғир йоллири билән маңғачқа шәйтан бизни қорқунуч астида тутуп кәлди. Шуңа биз бәәйни житим балиларға охшаш Асмандики Атимизниң меһир муһаббитини билмәй кәлдуқ.
Амма шәйтан йеңилди. Әнди биз Худаниң балилири ретидә Униңға муражиәт қилиш һоқуқиға егә болдуқ вә биз мәйли кечиси болсун мәйли күндүзи Худаниң алдиға келәләймиз. У һәр қачан бизни қучақ ечип қарши алиду вә хошаллиққа, келәчәккә дегән үмүткә бөләйду. Һеч гуман қилмай Униңға камил ишәнсәк Худа бизгә чоқум ярдәм қилиду. Аумин Худа сизгә яр болсун!
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.