☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Уйғурчә
0:00
Радиони бу йәрдин аңлиялайсиз
яки
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Қорқунучтин әркин болуш
26 Июнь 2015
Меһир-муһәббәттә қорқунуч болмайду. Меһир-муһәббәт мукәммәл болса, қорқунучни йоққа чиқириду. Чүнки қорқунуч Худаниң җазаси билән бағлинишлиқ болуп, қорқунуч бар кишидә меһир-муһәббәт мукәммәл әмәстур.
1 Юһанна 4:18
Пат-патла һаятимизда шундақ нәрсә йүз бериду: Худа бизни сөйидиғинини ениқ билимиз, Униңға ишәш қилимиз, ишәнчимиз орунлуқ, амма туюқсизла һаятимизда бир нәрсә болуп қалиду.
Бизниң һаятимизда йүз бәргән җағдай, шу яманлиқ, бизниң ишәнчимизни оғурлайду. Худа бизни сөйидиғиниға ишәнгән һаләттиму, әгәр бир яманлиқ йүз беридиған болсила, Униң муһәббитигә гуман билән қараймиз.
Шуниңдин кейин, бизни Худадин техиму жирақлитиш үчүн шәйтан қорқунуч арқилиқ бизгә өзимизни әйипләш сезимини сиңдүриду. Шәйтан бизни заңлиқ қилип: «Һә, қандақ? Мән сени Худа сөйиду, дәп жүрсәм. Қийинчилиқ вә келишмәсликләр һаятиңда бәк көпқу? Сән бир яманлиқ қилип қойғанлиқтин, Худа рәнҗигән болса керәк», – дәп езиқтуриду. Шундақ биз Худаға болған ишәнчимизни йоқитимиз, У болса бизгә ярдәм қилалмайду. Әгәр Худа муһәббитигә ишәшлик болмисиңиз, сиз ишәнчиси күчлүк адәм болалмайсиз. Худа сизни бәк яхши көридиғанлиғини билмисиңиз, шәйтан илдамла сизни қорқутуп, әйипләп, өз қолиға алиду.
Әҗайип һәқиқәт әмәсмеди – «…меһир-муһәббәт мукәммәл болса, қорқунучни йоққа чиқириду»(1Юһанна 4:18). Мошу айәтни чүшиниш үчүн көп ойландим, ахири Худа мениң жүригимгә уни салди. Мукәммәл меһир-муһәббәт қорқунучни қоғлайду вә мукәммәл меһир-муһәббәт болса Худа Өзидур. Униң бизгә болған муһәббити чәксиз екәнлигини билсәк, бу аләмдә бизни қорқатқидәк һеч нәрсә болмайду. Бизгә қорқушниң һаҗити йоқ, чүнки Худа бизни сөйидиғанлиғини билимиз. Әгәр Худа сизни сөйидиғинини билсиңиз, бирси сизни рәт қилишидин қорқмайсиз, жиқилип қелиштинму қоқмайсиз, һәмдә Худаға таянсиңиз жиқилмайсиз, амма өзиңизгә тайинидиған болсиңиз жиқилип қелишиңиз мүмкин.
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.