☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Рәб Әйсаниң қорқунучлуқ өлүми
29 Июнь 2015
Икки муһим мәсилә
Бу йәрдә биз наһайитиму муһим болған икки мәсилини соримақчимиз: Алди билән
сорайдиғанимиз, ким Һәзрити Әйсаға болған өчмәнлик вә Уни өлтүрүш ой-пикрини
диний йетәкчиләрниң қәлбигә салди? У болсиму шәйтан. Шәйтан пәрдә арқисида
туруп, инсанлардин пайдилинип, өзиниң һәзрити Әйсани өлтүрүш планини елип
барди. Иккинчи соал һәзрити Әйса өлүмдин қутулуш қудритигә егиму яки егә
әмәсму? Егә, әлвәттә егә. У Өзиниң барлиқ дүшмәнлирини йоқитиш иқтидариға
егә еди. Бирақ У чапрас яғачқа миқлиниш йолини талливалди. Һәтта У Өзини өч
көргән әшу адәмләр үчүн өлүшни халиди. Һәзрити Әйса мундақ дәйду: «Атам Мени
сөйиду. Чүнки Мән Өзәмни қурван қилғандин кейин тирилишим үчүн, ж,енимни
пида қилишни халаймән. Ж,енимни һеч ким алалмайду, Мән уни Өз ихтиярим билән
пида қилимән. Мән уни беришкә вә қайтурувелишқа һоқуқлуқ. Атам Маңа шундақ
қилишни буйруған» Юһанна 10:17-18
Рәб Әйсаниң қорқунучлуқ өлүми
Рим әскәрлири һәзрити Әйсаниң кийимлирини салдуруп, икки қолини яғачқа
таңди. Һәзрити Әйса учида наһайити көп кичик тасмилири бар хурум қамча билән
урулди. Һәр бир кичик тасминиң учиға учлуқ устихан яки металл парчилири
уланған еди.
Һәзрити Әйсаға һәр бир қамча урулғанда, әшу учлуқ устиханлар билән металл
парчилири Униң бәдинигә санж,илатти. Таяқ дәстидин Униң дүмбисидики қан
билән гөшни айривалғили болматти. Нурғунлиған адәмләр Рим әскәрлириниң
мошундақ уруши нәтиж,исидә өлүп кетәтти. Топланған хәлиқ аммиси Һәзрити
Әйсани мәсқирә қилип, Униң йүзигә түкүрүшти. Әскәрләр Униң икки көзини теңип
қоюп, новәтлишип Уни мазақ қилди Һәм Уни урди. Муқәддәс Китапта: һеч қандақ
бир адимизатниң йүзи Униңкигә охшаш зәхимлинип баққан әмәс, У мәсқирә
қилинип, тикәндин ясалған таж,а Униң бешиға кийдүрүлгән, еғир чапрас яғач
Униң мүрисигә артилған һалда ж,аза мәйданиға елип берилди, дәп йезилған.
Мана қиммәтлик қериндишим, Әйса сиз үчүн шундақ азапланди.
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.