☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Башқиларға ярдәм қилиш арқилиқ Худаниң муһаббитини көрситиң!
26 Июнь 2015
Башқиларға ярдәм қилиш арқилиқ Худаниң муһаббитини көрситиң!
Роһаний күч – қувитиңизни өзиңизгә вә муһтаҗлиғиңизни қанаәтләндүрүш үчүнла сәрип қилмаң. Худаға ениқ вә аддий түрдә муһтаҗлиғиңиз һәққидә ейтиңдә, андин кейин башқиларға ярдәм қилиш арқилиқ өз ишәнчиңизни тәррәққий әткүзүң. Башқиларға ярдәм бериштин бурун Әйса дуа қилип, Атиси билән мунасивәт қилған. Шуниңдин кейин уларға Худа сөзини ейтип, қол тәккүзгән вақитларда, кишиләрниң һаятида мөҗүзиләр йүз бәргән еди. Әйса Худадин бир нәрсини тиләп, булуңға киривелип беридиғиниға ишинип, күтүпла олтарғини йоқ. Халиғиниңизни Худаға ейтсиңиз болиду, лекин буниң өзи һаятта асасий нәрсә әмәс. Өзиңизниңла муһтаҗлиғиңиз билән болуп кәтмәстин, башқиларниң еһтияҗидин чиқиш һаятиңизда асасий тилигиңиз болсун.
Һаятимизда пәйда болған һәр қандақ еһтияҗлиқтин чиқиш дегинимиз – бу һәқиқий берикәтлиништур. Худа муһәббити сизгә башқиларниң муһтаҗлиғини биринчи орунға қоюшни үгитиду. Ишиниң, Худа сизгә әң әрзимәс вә уятсиз адәмләрниму сөйүшкә ярдәм бериду.
Сизни сөйгән адәмләрни сөйүш қийин әмәслигигә қошиларсиз. Униң үчүн тиришишниңму һаҗити йоқтур вә уни һәр қандақ гунакар адәм қилалайду. Сизниң көз қаришиңизчә яман, лайиқсиз болған адәмни сөйүш үчүн, өзиңиз камаләтлик, чидамлиқ, ғәйрәтлик адәм болуш керәк. У өзини қандақла тутмисун, сиз давамлиқ муһәббәт көрситишиңиз керәк. Пәқәт Худаниң меһир-муһәббити уларни өзгәртәләйду. Униң үчүн бир жил яки болмиса бәш жилму кетиши мүмкин. Әгәр жигирмә бәш жил кәтсиму, бу лайиқ мәхсәттур. Әйса сизни қанчә күтти?
Худа сизни сөйиду, шундақла сизниң йениңизда жүргән барлиқ адәмләрни, қутқузулған болсун яки техи гуна қиливатқан болсиму, һәммисини сөйиду. У сиз арқилиқ башқа адәмләргә Өз муһәббитини төкүшни халайду.
Худа сизгә сөйүш қабилийитини бәрди. Адәмләргә өз муһәббитиңизни көрситиштин қорқмаң, чүнки шу арқилиқ сиз қорқунуч билән әйиплиниш сезимидин азат болисиз. Башқиларға батурлуқ билән муһәббәт көрситиң. Башта достлуқ муамилиси болсун. Сиз шуни асас қилип, башқилар үчүн берикәт болуң. Һәр қачан хушхой болуп, меһмандостлуқ көрситиң. Худаниң сиз үчүн хизмити бар. У йәр-йүзидә сизни қолланғандәк башқа һеч кимни қоллиналмайду. Бирлири үчүн пәқәт сизла хизмәт қилалайсиз. Сиздин башқа һеч ким уларға йеқинлишалмайду. Уларға қандақ муһәббәт көрситиш керәклигини Худадин тиләң (сораң). У сизгә миңлиған йолларни көрситиду!
Худа сизни сөйиду!
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.