☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Худаниң меһир-муһәббитидин бизни айриветиш мүмкин әмәс!!
26 Июнь 2015
«Һеч ким бизни Әйса Мәсиһниң меһир-муһәббитидин айриветәлмәйду! Һәр қандақ қийин әһвал, җапа-мәшәқәт, зиян-зәхмәт, ач-ялиңачлиқ вә хейим-хәтәр, һәттә қиличму бизни униңдин айриветәлмәйду! Худди Муқәддәс Язмиларда йезилғинидәк:
«Сени дәп күни бойи өлүм гирдавида туриватимиз.
Союлидиған қойлар орнида қариливатимиз».
Лекин бизни сөйидиған Худаниң күчи билән буларниң һәммиси үстидин пүтүнләй ғалибә қилимиз. Шуниңға қәтъий ишинимәнки, өлүм яки һаятлиқ болсун, периштәләр яки җин-шәйтанлар болсун, һазирқи яки кәлгүсидики һәр қандақ ишлар болсун, яки роһлар дуниясидики һәр қандақ күчләр болсун, яки пүткүл қаинатта яритилған башқа һәр қандақ бир шәйи болсун, мәйли биз егиз асманда яки чоңқур һаңниң тегидә болайли, бизни Худаниң Рәббимиз Әйса Мәсиһ арқилиқ ата қилған меһир-муһәббитидин айриветәлмәйду». Римлиқларға 8:35-39
Сиз көз алдиңизға кәлтүрәлмигидәкла, Худа сизниң әркинлигиңизни интизарлиқта күтиду. Сиз бәхитсиз болғанда, У бәк қайғуриду. Бәзидә сизниң күни бойи кәйпиятиңиз болмай мөшүкни тепип, балиларға вақирап, хошнилириңизға өч болуп, өзиңизгиму аччиқлиниш билән қарап: «Мениң қилидиғиним әшула: ишләймән, ишләймән, ишләймән, бирақ буни һеч ким баһалимайду»,- дәп қойисиз.
Маңа мошу әһвал тонуш. «Немишкә мәктәптә йәттә саатниң орниға, он төрт саат жүрмәйсиләр», – дәп балилар өйгә кәлгәндә котулдайсиз. Мошуниң барлиғи Худани хапа қилидиғанлиғини биләмсиз? Буни сизгә вижданиңиз азаплансун дәп ейтиватқиним йоқ. Яқ! Сизни шуни чүшәнсун дәймән: Худа сизни сөйидиғиниға ишәнгәндила, Униң муһәббитигә җавап берәләйсиз. Худа муһәббити сизни толтуруп, өп-чөриңиздикиләргә төкүлүшкә башлайду. Адәмләргә яхшилиқ қилип, уларниң яхши мунасивитигә муйәссәр болисиз.
Худа сизни сөйидиғинини билсиңиз, сиз ағриқлардин сақийисиз, һаятиңиз яхшилиниду, барлиқ муһтаҗлиғиңиз қанаәтләндүрилиду. Немә үчүн? Сәвәви сиз арамлиқ алисиз. Өзиңиз дайим қуруқтин ғәм йәп, әнсирәп жүргәнликтин, Худа сизгә бәрмәкчи болған нәрсиләргә еришәлмәйсиз. Йәни, уларни қобул қилишқа вақтиңиз йоқтур. Худа сизни Өзигә җәлип қилалмай жүриду. У сиздин пәқәтла Уни сөйүшиңизни вә өзиңизниму сөйгүзүп, Униң сизгә бәргәнлирини қобул қилишиңизни халайду.
Әгәрдә сиз муһәббәткә толсиңиз, шәйтан сизниң һаятиңиздин тешип чиққан берикәтни тохтиталмайду, чүнки муһәббәт бәргүчидур. Адәм сөйгән вақитта өз муһәббитини башқиларға бәргүси келиду.
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.