Бир күни шәйтан илан қияпитидә баққа кирди. Униң мәхсити Һава анини алдаш еди. Шәйтан Һава аниға у дәрәқниң мевисини йесә өлмәйдиғанлиғини вә йолдиши билән иккиси йесә Худаға охшаш болидиғанлиғини ейтти. Һава ана шәйтанниң бу сөзлиригә ишәнди вә йейишкә мәнъий қилинған мевини үзүп йеди. Һава ана мевини Адәм атиғиму бәрди. Шүбһисизки, Һава ана шәйтан ейтқан сөзләрни Адәм атиғиму ейтти.
Адәм ата чоқум бир қарарға келиши керәк еди. У Худа ейтқан сөзләрни биләтти. Худа наһайити ениқ қилип бу дәрәқниң мевисини йесә чоқум өлидиғанлиғини ейтқан еди. У һәммини биләтти, шундиму у мевини елип йеди.
Адәм атиниң өткүзгән гунайи немә? Униң гунайи униң Худаға қарши чиққанлиғидур. Адәм ата Худаниң буйруқлирини ениқ билип туруп, Худаға қарши турушни таллиди. Униң өз көңлидики нийити болса: Мән өзәм халиған ишни қилимән, дейиштин ибарәт.
Әгәр адәмдә қарши туруш ой-пикри болса, униң бойсунуш һәрикити болмайду. Адәм ата йейиш мәнъий қилинған мевини йәп, шәйтанға әгишип Худаға қарши турди. Адәм ата билән Һава ана Худаға бойсунмиған әшу минуттин башлап роһий ж,әһәттә өлди. Биз кейинки дәристә бу тоғрилиқ техиму көп тәлимләрни үгинимиз.