☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Уйғурчә
0:00
Радиони бу йәрдин аңлиялайсиз
яки
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Муһәббәт – бу мунасивәт
26 Июнь 2015
Биз Худаниң бизгә болған муһәббитини биливалдуқ (тәҗрибимиз вә байқашлиримиз арқилиқ чүшинип, тонуп, сезип алдуқ) һәм униңға ишәндуқ (униңға тайинип, қаттиқ тутувалдуқ). Худа – бу муһәббәттур. Муһәббәттә болғанлар Худада болиду, шундақла Худа униңда болиду. 1 Юһанна 4:16
Худа муһәббитини қандақ сезимиз? Худа муһәббитини сәзмәйдиған болсиңиз, у шундақ чоң болған һаләттиму, сиз үчүн униң һеч пайдиси йоқ. Биләмсиз, әгәр бирси сизни қаттиқ сөйсә вә уни сиздин йошурмай ейтидиған болса, қанчиму бәхиткә толарсиз? Бу әҗайип сезим сизни көккә көтирип, шу һәққидә пүткүл аләмгә ейтқиңиз келиду. Худа сизни сөйиду һәм Өз муһәббитини сизгә көрситишни халайду. Худа сиз билән күндә мунасивәттә болуп, арилашқуси келиду. Худа билән мунасивитиңиз барму? Көптин бери ишәнгүчи болуп жүргән һаләттиму, сиз Худа билән мунасивәттә болмай қелишиңиз мүмкин. Әтигәндә уйқидин көзимни ачқандила, биринчи болуп Худа һәққидә ой келиду. Шундақла, кечиси ятидиған вақтимда ахирқи оюм Худа һәққидә болиду. Күн бойи мән Худа һәққидә ойлап жүримән. Һәммидин бурун мән Худаға хизмәт қилип, Униңға лайиқ яшашни халаймән. Шу сәвәптин мениңдә бар һәммә нәрсидин айрилишқиму тәйяр.
Худа бизниң ичимиздә бир бошлуқ тәйярлап қойдидә, у бошлуқни Өзидин башқа һеч ким толтуралмайду. “Мән Әйсани бурунтин қобул қилғиним үчүн, буни билимән”, – дәп ейтишиңиз мүмкин. Бирақ Уни һәр бир минутта, күндиликтә, һәр хил җағдайда издәп жүрәмсиз? Худа муһәббитини қобул қиламсиз?
Худа сизни сөйиду һәм сиз Униң үчүн алаһидә хусусийити бар адәм. Сиз Униң билән мунасивәт бағлап жүрүш үчүн яралдиңиз. Сизниң һаятиңизда мошуниң өзи Худа үчүн әң асасий, болупму камаләтлик ирадиси һесаплиниду. Һәр күни әтигәнлиги Худа сизгә қарап: “Яхшимусән, Мән сени бәк сөйимән”, – дәйду.
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.