☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Уйғурчә
0:00
Радиони бу йәрдин аңлиялайсиз
яки
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Муһәббәт бәргүчидур
26 Июнь 2015
Шуңа Худа бизгә: «Худани сөйгән киши қериндишиниму сөйсун», дәп әмир қилған.
1 Юһанна 4:21
Сиз Худаниң сөйүмлүк балиси. Сиз алаһидә вә сизгә охшиған башқа һеч ким йоқтур. Муқәддәс Китапниң Заңни қайтилаш 7:6 үзүндисидә ейтилған: «Чүнки силәр Худа хәлқи. Рәббимиз Худа силәрни йәр йүзидики барлиқ хәлиқләрдин пәқәт Өзигила мәнсүп болсун дәп таллап алди». Әгәр сиз мошуниңға лайиқ яшисиңиз, сизниң дунияға көз қаришиңиз өзгирип кетиду. Сиз күлүмсиригән һалда дуканға кирип мундақ дәйсиз: «Мән қол тәккүзгән барлиқ нәрсә берикәтликтур. Һәмдусаңа! Мениң мошу дукан ичидә жүргинимниң өзи берикәттур. Худаға шүкри!» Сиз ушқетип яки нахша ейтип дукан арилисиңизму, қәйәргила барсиңиз өзиңизни алаһидә сезип жүрсиңиз болиду.
Өзиңизниң алаһидә екәнлигиңизни чүшәнгәндә вә Худаниң сөйүмлүк балисидәк жүргәндә, Әйса үчүн пүтүн дунияни егиләләйсиз. Муһәббәт худди от ялқунидәк, илдам тарқилип кетиду. Әгәр сиз Мәсиһ һәққидә сөзләп туруп, өзиңиз арилиқта терикип, котулдап жүрсиңиз, бирәсини қутқузулушқа елип келишиңиз бетайин. Сиз: «Мән ишәнгүчи, мән мәсиһий», дәйсиздә, бириниң машиниси сизниңкидин өтүп кетидиған болса, сиз аччиқлинип: «Һәй ахмақ, кәт йолумдин. Сән үчүн мән җамаәткә кечикип қалидиған болдум», – дәп вақирап кетисиз. Мошу әһвал сизгә тонушму?
Сиз һәртәрәплимә муваппәқийәтлик болушни халамсиз? Муваппәқийәтлик һаятниң сири сизниң роһиңизда йошурулған. Пәқәт шуни ейтиң: «Шәйтан, мән хелиғичә сениң сөзүңгә кирип, алдинип жүрүптимән. Әнди мән Әйсаниң намида ғалибийәткә йетидиғинимни билимән. Мән алаһидә вә әҗайип адәм. Мән бир шәхс. Мән Худаниң сөйүмлүк балиси, шуниң үчүн сән, шәйтан, һеч нәрсә қилалмайсән!»
Сизниң ичиңиздики Худа муһәббити һәр қандақ қорқунучтин азат қилиду. Шу сәвәптин башқиларға қорқмастин Худа муһәббитини көрситиң. Муқәддәс Китаптики Юһанна 14:12 айәткә тохталсақ: «Билип қоюңларки, Маңа ишәнгән киши Мениң әмәлиятимдәк қилалайду. Мундақ киши буниңдинму улуқ ишларни қилиду, чүнки Мән Атамниң йениға қайтип кетимән», – дейилгән. Худа сизни мошуниңға ишәнсун дәйду. Ишиниң, Худа һәқиқәтән сизни қолланғуси келиду. Сиз ишәш қилғиниңизниң һәммисини У бериду. Адәмләр билән яхши мунасивәт қилип, уларни сөйүшни үгиниң.
Пикирләр...
Loyang bongkar pasangnya dilepas bagian alas dan dinynngida… trus kuenya dipegang di alas, lalu dicungkil pelan2 pakai palet atau pisau tumpul…taro ke piring pelan2 juga.. awas jatoh yaa
by Ethanael// йезилди 02 Февраль 2017
// Бәлгүләң
// Ж,авап бериң
// Жавапни рәт қилиң
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.
by Ethanael// йезилди 02 Февраль 2017// Бәлгүләң // Ж,авап бериң // Жавапни рәт қилиң