Биз Әйса Мәсиһкә мәнсүп болғанлиғимиз үчүн, хәтнә қилиш яки қилмаслиқ муһим әмәс, пәқәт меһир-муһәббәт арқилиқ ипадиләнгән ишәнчла муһим, дәп қараймиз.
Галатлиқларға 5:6
Көпчилигимиз ишәнчигә егә болуш үчүн көп вақтимизни сәрип қилимиз. Ишәнчимиз болмай туруп, Худани хурсән қилиш мүмкин әмәс (Ибранийларға 11:6) екәнлигини биз билимиз. Шуниң үчүн көпирәк ишәнчимиз болсун дәп, һәртәрәплимә тиришимиз. Амма, ишәнч жүрәктин келиду (чиқиду, пәйда болиду) вә Худа билән болған мунасивәт арқилиқ йетилиду. Мән сизгә ишәнчкә қандақ егә болуш керәклигини үгитәлмәймән, бирақ ишәнч һәққидә болған көз қарашлар билән бөлүшүп, сиздә ишәнчкә болған интизарлиқни ойғитип алимәнки, сиз шуниңға йетиш үчүн һәммигә тәйяр болисиз. Ишәнч пәқәт Худаниң аянлири арқилиқ келиду.
Өз күчүңизгә тайинип Худани хурсән қилишқа тиришмаң. Униңдин көрә Униң билән биллә болуп, өзиңизниң муһәббитини изһар қилишқа көпирәк вақит бөлүң. Күн бойи вә һәр күни Худаға өзиңизни сөйүшкә мүмкүнчилик бериң вә Униңға сизгә нисбәтән чәксиз муһәббити үчүн тәшәккүр ейтиң.