Худаниң Ибраһимни синиши
1 Бу вақиәләрдин кейин, Худа Ибраһимниң ишәнчини синап, уни:
— Ибраһим! — дәп чақирди.
Ибраһим:
— Ләббәй! — деди.
2 Худа униңға:
— Сән оғлуңни, йәни амрақ ялғуз оғлуң Исһақни елип, Морая райониға берип, Мән көрситидиған тағниң үстидә уни көйдүрмә қурванлиқ сүпитидә Маңа атиғин, — деди.
3 Әтиси сәһәрдә Ибраһим ешәкни егәрләп, Исһақ билән икки чакирини елип, көйдүрмә қурванлиққа ишлитидиған отунларни тәйярлап, Худа көрсәткән җайға қарап маңди. 4 Үчинчи күни Ибраһим у йәрни жирақтин көрди 5 вә чакарлириға:
— Силәр ешәк билән бу йәрдә туруп туруңлар. Балам иккимиз у йәргә берип, ибадәт қилип келәйли, — деди.
6 Ибраһим Исһаққа отунларни көтәртип, өзи қолиға пичақ билән от елип, Исһақ билән биллә жүрүп кәтти. 7 Исһақ:
— Ата, — дәп чақирди.
Ибраһим:
— Һә, оғлум? — деди.
— От билән отун бар, лекин көйдүрмә қурванлиққа ишлитидиған қоза қени? — дәп сориди Исһақ.
8 Ибраһим униңға:
— Әй оғлум! Қурванлиқ қилидиған қозини Худа Өзи йәткүзүп бериду, — дәп җавап бәрди. Иккиси тохтимай меңивәрди.
9 Улар Худа Ибраһимға көрсәткән җайға кәлгәндә, Ибраһим қурванлиқ суписини ясап, униң үстигә отунларни қоюп, өз оғлини бағлап, отун догиланған супиға ятқузди. 10 Андин оғлини боғузлаш үчүн пичақни көтәрди. 11 Бирақ Пәрвәрдигарниң периштәси асмандин:
— Ибраһим! Ибраһим! — дәп вақириди.
— Ләббәй! — деди у.
12 Периштә униңға:
— Қолуңни тарт! Балиға тәгмә! Сениң Маңа болған садақәтмәнлигиңни әнди көрдүм. Чүнки сән өз оғлуңни, йәни бир тал оғлуңниму Мәндин айимидиң, — деди.
13 Ибраһим әтрапиға қариведи, мүңгүзи чатқалға илишип қалған бир қошқар униң көзигә челиқти. У берип қошқарни йешип, уни өзиниң оғлиниң орнида қурванлиқ қилип көйдүрүвәтти.
by SAMIM MONDOL// йезилди 09 Август 2021// Бәлгүләң // Ж,авап бериң // Жавапни рәт қилиң