☰
Асасий бәт
Муқәддәс китап
Кона Әһд
Йеңи Әһд
Дәрисләр
Аудио дәрисләр.
Видео дәрисләр
Текстлар
Мәдһийә нахшилири
Аудио форматта йезилған Мәдһийә нахшилар.
Видео нахшилар
Нахшиларниң сөзи
Текстлар
Худа улук
Әйса билән дидарлишиң
Биз билән алақилишиң
Previous
Next
Уйғурчә
0:00
Радиони бу йәрдин аңлиялайсиз
яки
Article Мақалә архиви
Июнь 2024
Май 2024
Апрель 2024
Август 2022
Сентябрь 2021
Август 2021
Июль 2021
Июнь 2015
Декабрь 1969
Һәзрити Әйсаниң сатқунлуққа учриши һәм тутқун қилиниши
26 Июнь 2015
Һәзрити Әйсаниң шагиртлири ичидики Йәһуда сатқун еди. Йәһуда диний йетәкчиләрни издәп тепип, 30 сәр күмүчкә Һәзрити Әйсани сатти. Йәһуда һәзрити Әйсани сөйүш арқилиқ уларға бәлгү беридиғанлиғини ейтти.
Һәзрити Әйса Өзиниң инсанлар үчүн өлидиған вақтиниң йетип кәлгәнлигини билип, шагиртлири билән әң ахирқи кәчлик тамақта биллә болди. Һәзрити Әйса шагиртлири арисида бир сатқун барлиғини уларға ейтти. Муқәддәс Китапта шәйтан Йәһуданиң қәлбигә киривалған вә у Һәзрити Әйсаға сатқунлуқ қилған дейилгән. Кейин Һәзрити Әйса қалған шагиртлири билән биллә Гетсиманә дәп аталған баққа барди.
Гетсиманә беғида Һәзрити Әйса Өзиниң бизниң қурванлиғимиз болидиғанлиғини ойлап, тизлинип туруп мундақ дуа қилиду:
«Әй Ата, халисаң, бу азап қәдиһини Мәндин жирақлаштурғайсән. Лекин бу иш Мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң бойичә болсун, дәп дуа қилди. У дуа қиливатқанда, асмандин кәлгән бир периштә Униңға көрүнүп, мәдәт бәрди. Һәзрити Әйса чоңқур қайғу ичидә техиму ихлас билән дуа қиливатқанда, Униң тәрлири йәргә төкүлгән қан тамчилиридәк чүшүшкә башлиди.
Андин Һәзрити Әйса шагиртлириға Өзиниң вақти тошқанлиғини, Өзиниң гунакарларниң қолиға тапшурулидиғанлиғини ейтти. У техи сөзләватқанда, Йәһуда билән бир топ диний йетәкчиләр әвәткән адәмләр Уни тутқили кәлди. Йәһуда Әйсаниң йүзидин сөйүп туруп, Униңға сатқунлуқ қилди. Һәзрити Әйса диний йетәкчиләрниң алдиға елип келинди. Баш роһаний Униң Худа Оғли яки әмәслигини сориғанда, Һәзрити Әйса ж,авап берип: «Мән Шу», деди. У Өзини Худа Оғли дәп атиғачқа, диний йетәкчиләр Униңға өлүм ж,азаси бериш керәк, дейишти. Һәзрити Әйса Рим әмәлдари Пилатусниң алдиға елип келинди. Пилатус Униңдин әризә қилинишқа мунасивәтлик соалларни сорап, Һәзрити Әйсаниң гунасиз екәнлигини байқиди. Пилатус Һәзрити Әйсани йәһудийларниң башлиғиниң қешиға елип берип, уларға: «Мән Униңдин һеч қандақ гуна тапалмидим», деди. Лекин Йәһудийларниң башлиқлири аммини күчкүртүп: «Уни чапрас яғачқа миқлаш керәк, Уни чапрас яғачқа миқлаш керәк», дегүзди. Пилатус гәрчә һәзрити Әйсаниң гунасиз екәнлигини билгән болсиму, лекин у йәнила Уни аммиға тапшуруп бәрди. У Һәзрити Әйсани қамчилап, чапрас яғачқа миқлаш тоғрисида буйруқ бәрди.
Пикирләр...
Пикир қалдурмиған
Пикриңизни қалдуруң ...
Пәқәт администратор үчүн
Йеңи сөһбәт һәққидә хәвәр қилиң.